“уйғур авази” гезити хадимлири даимий апторлири билән учрашти


2015.06.17
uyghur-awazi-almata-2015-yil-12-iyun-uchrishish-qatnashquchliri.jpg “уйғур авази” гезити хадимлири даимий апторлири билән учрашти
RFA/Oyghan


12 - Июнда қуддус ғоҗамяроф намидики җумһурийәтлик дөләт уйғур музикилиқ комедийә тиятирида җумһурийәтлик “уйғур авази” гезити хадимлириниң гезитниң даимий апторлири билән учришиши болуп өтти. Мәзкур учришишниң түп мәқсити гезитниң мәзмун даирисини вә сүпитини техиму яхшилаштин, униң амма арисидики һөрмитини ашуруштин, дәриҗисини көтириштин ибарәт болди. Гезитниң бүгүнки әһвали һәм униң алдида турған муһим мәсилиләр һәққидә йиғин қатнашқучилири өзлириниң пикирлирини, тәклиплирини оттуриға қоюп, “уйғур авази” редаксийисигә утуқлар тилиди.

Сөзгә чиққанлар арисида қазақистан язғучилар иттипақи йенидики уйғур әдәбияти кеңишиниң башлиқи, язғучи вә драматорг әхмәтҗан һаширий, шаирлар аблиз һезим вә абдуғопур қутлуқоф, алим, филологийә пәнлириниң намзати рабик исмайилоф, әлфараби намидики қазақ дөләт университетиниң оқутқучиси, язғучи, филологийә пәнлириниң намзати гүлбәһрәм хошайева, язғучи алимҗан бавдиноф, қазақистан билим вә пән министирлиқи р. Сүлейменоф намидики шәрқшунаслиқ институти уйғуршунаслиқ мәркизиниң баш илмий хадими, тарих пәнлириниң доктори абләһәт камалоф, “атамура” нәшрияти уйғур бөлүминиң башлиқи малик мәһәмдиноф вә башқилар болди. Улар гезитта елан қилиниватқан матерялларниң әһмийити вә дәриҗиси, гезитниң уйғур җәмийәтлик бирләшмилири, җамаәтчилики, ана тилидики мәктәпләр, нәшрият вә мәтбуатлар, илим, билим һәм сәнәт дәргаһлири, иҗадийәтчи зиялийлар вә башқилар билән болған алақилири, тил, имла вә кадр мәсилилири, мақалиләрниң мәзмун даириси вә башқиму шуниңға охшаш муһим мәсилиләр һәққидә өз қарашлирини оттуриға қойди.

Уйғурниң пәқәтла хушаллиқини әмәс, униң дәрдиниму ейтсақ шулардин бири а. Қутлуқоф уйғур язғучилириниң көпчиликиниң әнә шу “уйғур авази” гезитидә чиниққанлиқини алаһидә тәкитләп, мундақ деди: “уйғур авази һәммимиз үчүн сөйүмлүк гезит. Лекин бу гезитимиз бу йәрдикиләр үчүн бир тал. Биз бир мушу гезитимизниң ағзиға қарап қалдуқ. Партийимизму мушу, һөкүмитимизму мушу. Бир иш болса, мушу гезитимигә келип, һалимизни ейтимиз. Шуңа бу бизниң гезитимиз. Буни яхши қилиш керәк, дегән нийитиңларға тамамән қошулимиз. Йеқиндин бери редаксийә хадимлири хәлққә йеқинлишиватиду, уйғур хәлқиниң ичигә чөкүватиду. Гезитимизни уйғур пурайдиған қилсақ! уйғурниң пәқәтла хушаллиқини әмәс, униң дәрдиниму ейтсақ. Униң бешида ғәм - қайғуму барғу. Уйғур болғанлиқимиз үчүн шундақ нәрсиләрни берип қойсақ уттуридиған һечнәрсә йоқ...”

Даимий муәллиплиримиз хәлқимиз қәлбигә йол ечишқа тиришиду

Гезитниң баш муһәррири йершат әсмәтоф радиомиз зияритини қобул қилип, бүгүнки күндә кадр мәсилисиниң җиддий туруватқанлиқини илгири сүрүп мундақ деди: “кадир қислиқи мәсилисигә кәлсәк, "уйғур авази" гезитидә, мәсилән, һазир кадир мәсилиси наһайити еғир әһвалда туриду. Биздә билим дәргаһлирида журналистларни тәйярлайдиған мәхсус факултетлиримиз йоқ. Униң үстигә омумән мушу журналистикиға қизиқиватқан яшлиримизму аз. Әнә шу мәқсәттә мән турақлиқ муәллиплиримиз билән учришиштин илгири бизниң яш муәллиплиримиз биләнму учришиш өткүзгән идим. Шу вақитта бизгә онға йеқин йигит - қиз келип, өзлириниң ой - пикирлирини ейтти. Һазир уларни редаксийимиз хадимлириға бекитип бәрдуқ. Хадимлиримиз яш мухбирлар билән иш елип бериватиду. Келәчәктә шу яш мухбирлиримиз ичидин таллинип, яхши бир утуқлуқ қәләм тәвритидиғанлири чиқип қалса, биз уларни көтирип, һамийларниң ярдими билән алий билим дәргаһлирида оқутуп, журналистика кәспини егилишигә ярдәм қилип, гезитимизға йәнә кадир тәйярлаймиз дегән нийәттимиз. Шуниң үчүн муәллиплиримиз билән, сирттики мутәхәссисләр билән қоюқ мунасивәт бағлаш гезитимиз үчүнму, гезитханлиримиз үчүнму наһайити чоң әһмийәткә игә.”

Даимий апторлар билән болған учришиш ахирида й. Әсмәтоф юқирида сөзләп кәткәнләрниң соаллириға җаваб бәрди һәм уларниң пикирлирини йәкүнләп, мундақ учришишларни даим өткүзүп турушни әнәнигә айландуридиғанлиқини билдүрди. У мәзкур учришишниң әһмийитигә тохтилип, йәнә шундақ деди: “бу қетимқи гезитимизниң даимлиқ муәллиплирини йиғип пикирлишиш наһайити муһим әһмийәткә игә дәп һесаблаймән, сәвәби гезитимизниң мәзмун - маһийәт җәһәттин бейишида сирттин йезиватқан муәллиплиримизниң роли алаһидә. Кейинки вақитларда мәлум сәвәбләргә бинаән шу муәллиплиримиз биздин йирақлишип қалғандәк болди. Әнә шуларниң бешини қошуп, бир тәрәптин, уларниң иҗадий һәмкарлиқини күчәйтиш мәқситидә, шуниң билән биллә уларниң көңлидә қандақ ой - пикирләрниң барлиқини билиш мәқситидә мушу баш қошушта йиғилип олтардуқ. Һәқиқәтәнму даимлиқ муәллиплиримиз өзлириниң гезитқа қанчилик көйинидиғанлиқини, қанчилик пикир - тәклипләрниң йиғилип қалғанлиқини көрсәтти. Муәллиплиримизниң пикирлирини аңлап чиқтим. Улардиму әһмийәтлик, муһим пикирләр бар, дәп һесаблаймән. Уларму келәчәктә гезитқа шу ой - пикирлирини йезип турушқа, шу арқилиқ хәлқимиз қәлбигә йол ечишқа тиришиду, һәқиқәтәнму бу ишқа сус қаримай, һәр ким өз саһәси бойичә гезитимизниң яхшилинишиға өз үлүшини қошиду, дәп ишинимән. Булар гезитханларға пайдиси тегидиған, уларниң қәлбидә ой қозғайдиған, җәмийәтлик пикир һасил қилидиған мақалиләрни берип туриду, дәп ойлаймән.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.