Долқун әйса: “җаза лагерлирини тақаш һәққидә явропа парламентидин пат арида хушхәвәр тарқилиши мумкин”
2018.09.05
Дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйсаниң уйғур дияридики йиғивелиш лагерлирини бикар қилиш һәққидә явропа парламентида елип бериватқан паалийәтлири җиддий давамлашмақта.
Д у қ ниң рәиси долқун әйса әпәндиниң белгийә пайтәхти бирюсселдики явропа парламентида елип бериватқан зиярити бүгүн 3-күнигә қәдәм қойди. У бүгүн бирюсселдин телефон зияритимизни қобул қилғанда 5-сентәбир елип барған паалийитиниң явропа парламентиниң әзалири билән көрүшүш болғанлиқини тәкитлиди. Униң илгири сүрүшичә, у бүгүн явропа парламентида қурулған “уйғур достлуқ гурупписи” ниң баравәр һоқуқлуқ рәиси болған 3 нәпәр муһим шәхс билән уйғур дияридики җаза лагерлирини тақаш һәққидә җиддий сөһбәт елип барған икән.
Долқун әйса әпәнди тилға алған ласто төкәч, илһан күчүк вә тиримоса әпәндиләр йиллардин буян уйғурлар мәсилисиниң явропа парламентида күнтәртипкә келиши үчүн күч чиқириватқан явропа парламентиниң муһим әзалиридур. Улар д у қ билән һәмкарлишип бу йил 5- вә 6-айда явропа парламентида уйғурлар вәзийитидин мәлумат бериш һәмдә уйғур дияридики җаза лагерлири тоғрисида гуваһлиқ бериш йиғинлирини уюштурушқа тәйярлиқ қилмақтикән. Долқун әйса әпәнди бүгүн бу кишиләр билән җаза лагерлири мәсилиси һәққидә сөзлишипла қалмай, бәлки йәнә алдимиздики айларда явропа иттипақида бирликтә елип баридиған паалийәтләрниң пилан-программилирини түзүш ишиниму сөзләшкән.
Долқун әйса әпәнди сөзидә “уйғур достлуқ гурупписи” ниң ярдими вә паал тиришчанлиқи билән пат арида явропа парламентидин уйғур дияридики җаза лагерлирини тақашқа мунасивәтлик хушхәвәр тарқилиши мумкинликидин бешарәтләр бәрди.
Д у қ ниң муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәнди бу һәқтә тохталғанда б д т вә америка қатарлиқ дөләтләр уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилисигә җиддий муамилә қиливатқан һазирқи вәзийәттә явропа иттипақи вә явропа парламентиниң пассип һаләттә қалғанлиқини, д у қ рәисиниң бу қетимқи бирюссел зияритиниң бу вәзийәтни өзгәртишни мәқсәт қилғанлиқини тилға алди.
Д у қ ниң рәиси долқун әйса әпәнди бу йил 11-айниң 6-күни б д т кишилик һоқуқ кеңиши тәрипидин өткүзүлидиған “хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитини омумйүзлүк көздин көчүрүш” йиғинида уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилисиниң асасий күнтәртипни игилиши үчүн уйғурларға һесдашлиқ қилидиған күчләрни қолға кәлтүрүш хизмитини явропа иттипақидила башливәткән. Бу мунасивәт билән бүгүн у йәнә белгийә ташқи ишлар министирлиқи һәмдә кишилик һоқуқ комитетиниң рәһбәрлири билән учришишлар өткүзгән.
Д у қ ниң муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәнди сөзидә навада явропа парламенти уйғур дияридики җаза лагерлирини тақаш һәққидә қарар қобул қилған тәқдирдә буниң явропа иттипақиға әза 28 дөләткә қәдәр тәсир көрситидиғанлиқини әскәртти.
Түнүгүн кәч тәрәптә д у қ ниң рәиси долқун әйса әпәнди белгийәдики бир қисим уйғур җамаәт вәкиллири билән учрашқан вә уларни 11-айниң 6-күни җәнвәдә елип берилидиған “үч милйон уйғурға әркинлик” намайишиға сәпәрвәр қилған.