“мән уйқудин бидар: уйғурлар вәтинигә еһтирам” намлиқ фото сүрәтләр көргәзмиси нюйоркта башланди

Мухбиримиз гүлчеһрә
2019.01.18
Men-Uyqudun-Bidar-Korgezme-Newyork-2018-04.jpg Нюйоркта өткүзүлгән “мән уйқудин бидар: уйғурлар вәтинигә еһтирам” намлиқ фото сүрәтләр көргәзмисидин бир көрүнүш. 2019-Йили 17-январ. Нюйорк, америка.
Photo: RFA

Уйғур мәдәнийәт-сәнитиниң сәркилирини өз ичигә алған бир милйондин артуқ уйғурларниң хитайниң җаза лагерлириға қамилиши дуня җамаәтчиликидә зор әндишә қозғаватқан бир пәйттә уйғурларниң бу аһу-зари вә уйғурларға болған һесдашлиқ пәқәт таратқулар арқилиқла әкс етип қалмай, бәлки сәнәтниң түрлүк шәкиллиридә, йәни көргәзмиләр вә әсәрләр арқилиқму өз ипадисини тапмақта. Бүгүн нюйорктики мияко йошинага көргәзмиханисида ечилишқа башлиған лиса рус ханимниң фото сүрәт көргәзмиси шуниң җүмлисидиндур.

Мәзкур көргәзминиң вуҗудқа чиқишиға рубин һазирқи заман гүзәл сәнәт әсәрлири көргәзмиси, бөс америка сәнәт архипханиси қатарлиқ орунлар вә фирансийәдә яшаватқан уссулчи вә сәнәт антропологи муқәддәс миҗит ханим, нюйорктики музикант антонийо қатарлиқлар йеқиндин һәмкарлашқан.

Көргәзмә башлиниш алдида фотограф лиса рус ханим зияритимизни қобул қилип мундақ деди:

“‛мән уйқудин бидар‚ дегән темини мәзкур көргәзмә үчүн таллишимда сәвәб бар, чүнки мән уйғурлар вәтинидики вәзийәттин биарам, достум даңлиқ уйғур фолклоршунас раһилә давут вә башқа нурғун уйғур сәнәткар, зиялийларниң хитай һөкүмити тәрипидин тутқун қилинип лагерларға елип кетилиши вә бу хил қисмәткә учраватқанларниң күндин күнгә көпийиши мени һәқиқәтән уйқудин бидар қилди. Мән уларниң әһвалидин чоңқур әндишиләнмәктимән, уларға болған сеғинишимни, әндишәмни қандақ шәкилдә ипадиләш, қандақ қилсам уларға ярдәм қилалаймән дегәнләр үстидә көп ойландим. Ахири достлиримиз билән бирликтә өзүм илгири турпанда тартқан бир қисим сүрәтлиримни рәтләп бу көргәзмини рояпқа чиқардуқ.”

Лиса ханим көргәзмигә қоюлған фото сүрәт әсәрлиридә асаслиқ немиләр ипадилинидиғанлиқи һәққидә тохтилип, йәнә мундақ деди: “мән көргәзмигә киргән йәрдики удул тамни бир кириштүрмә чоң фото сүрәт билән безидим. Бу нәччә йүз парчә сүрәтләрдә раһилә давутниң әйни чағда уйғур елидә фолклор тәтқиқати елип бериватқан чағлиридики сүрәт тартиватқан қияпити тәсвирләнди. Мән униң нәччә йүзлигән копийәсидин бу әсәрни ясап чиқтим. Бу арқилиқ униңға болған сеғинишимни ипадилидим. Башқилири кариваттики аял вә балилар, уйғурларниң уйқудики вә ойғанған чағлири сүрәтлирини асас қилиду. Уларниң чүши арзулири ипадилиниду, бу сүрәтләрни көргүчиләр улар немиләрни чүш көрүватқанду ? немиләрни чүшәшни халайдиғанду ? дегәндәк ойларға келиши мумкин.” 

Лиса ханим йәнә наһайити кичик пеиллиқ вә тәкәллуп билән мундақ дәйду: “мән бу көргәзмини һәргизму ялғуз вуҗудқа чиқиралмайттим, көргәзмигә тамашибинларниң көрүш туйғусини ғидиқлаштин башқа йәнә чоңқур һес-туйғулирини ойғитиш үчүн универсал сәнәт шәклини киргүздуқ. Буниңға нурғун достлиримиз ярдәмләшти, болупму муқәддәс миҗит ханимниң идийиси вә ярдими зор болди. Мән муқәддәс ханим билән һәмкарлиқимизни давамлаштурушни вә йәниму гүзәл сәнәт әсәрлири үстидә бирликтә ишләшни арзу қилимән.”

3 Күн аввал нйо-йоркқа йетип кәлгән яш уссулчи, филим ишлигүчи вә антерполуг муқәддәс ханим көргәзмидә тамашибинларға усул вә башқа сәнәт номурлирини көрситидиған болуп, көргәзминиң мувәппәқийәтлик ечилиши үчүн у кечә күндүз җапалиқ тәйярлиқ қиливатқан икән. Муқәддәс миҗит ханим өзиниңму лиса ханимниң бу көргәзмә пиланини аңлапла интайин қизиққанлиқи вә буниң үчүн күч чиқириш пурсити болғанлиқидин өзиниңму интайин мәмнунлуқ һес қиливатқанлиқини билдүрди.

У мундақ деди: “уйғурлар дуняниң қизиқ нуқтиси болуп қалған болсиму, лекин йәнила нурғун кишиләр уйғурларниң әһвалини яхши билмәйду, бу фото сүрәтләрниң өзинила қоюп қойғанда көрүш сәнити биләнла уйғурларниң әһвалини чоңқур ипадиләп берәлмәслики мумкин. Биз буниңға уйғурларниң шеирийәт, музика, нахша вә усул қатарлиқ универсал сәнәтлирини қошуп ипадиләш арқилиқ абстракт нәрсиләр биләнму көргүчиләрдә техиму инчикә тәсират пәйда қилишни мәқсәт қилдуқ. Биз буниңда болупму сөйүмлүк сәнәткарлиримиздин нахшичи сәнубәр турсун, шаирә чимәнгүл авут, язғучи пәрһат турсун қатарлиқларниң иҗадий әсәрлиридин пайдилинип һазирқи заман елементлирини бирләштүрүп, уйғурларниң һаяти вә вәзийитини универсал шәкилдә техиму һессиятлиқ ипадиләп көрситидиған бу йеңи әсәрләрни ишләп чиқтуқ.” 

Нюйоркта-17 январдин башлап ечилишқа башлиған “мән уйқудин бидар: уйғурлар вәтинигә еһтирам” намлиқ фото сүрәт көргәзмиси 23-январға қәдәр давам қилидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.