Түрк-әрәб мунасивити йиғинида уйғур мәсилиси оттуриға қоюлди
2013.11.06

2-, 3-ноябир күнлири түркийәниң истанбул шәһиридә чақирилған “түрк-әрәб мунасивити: ахбарат васитилиридә аилә вә ханим-қизлар мәсилиси” мавзулуқ йиғинда уйғур мәсилиси, болупму уйғур ханим-қизлириниң мәсилиси оттуриға қоюлди.
Истанбулда паалийәт елип бериватқан әнсәр вәқпидә өткүзүлгән йиғинға әрәб хәлипилики, мисир, сүрийә, тунис, пәләстин вә түркийә қатарлиқ дөләтләрдин 150 әтрапида аял қатнашқан. Икки күн давамлашқан бу хәлқаралиқ йиғинда нуқтилиқ һалда түркийә билән әрәб дөләтлири оттурисидики мунасивәтләр вә ахбаратниң мусулман ханим-қизлириға вә яш өсмүрләргә болған тәсири тоғрисида музакирә елип берилған.
Уйғур ханим-қизлириға вакалитән уйғур паалийәтчи шаирә нурәла гөктүрк ханим қатнашқан болуп, у йиғинда уйғур ханим-қизлири дучар болуватқан мәсилиләрни көрүнүшләр билән көрситип туруп доклат бәргән. Униң бәргән доклати һәрқайси әрәб дөләтлиридин кәлгән йиғин әһлиниң қаттиқ диққитини қозғиған. Шаирә нүрәла гөктүрк ханим йиғинда уйғурларниң әрәб дөләтлиридин күткән үмидлири тоғрисидиму тохталған.
Биз нәқ мәйданға телефон қилип нүрәла гөктүрк ханимдин йиғин тоғрисида мәлумат игилидуқ.