Германийә һумболт университетида уйғурлар һәққидә доклат бериш йиғини өткүзүлди

Мухбиримиз әркин
2018.11.06
ilham-toxti-we-uyghurlarning-kishilik-hoquqi-yighin-6.jpg Баварийә парламентида өткүзүлгән “илһам тохти вә уйғурларниң кишилик һоқуқи” намлиқ йиғиндин көрүнүш. 2016-Йили 12-декабир, германийә.
RFA/Ekrem

Германийәниң берлин шәһиридики һумболт университетида 6‏-ноябир күни уйғурлар һәққидә доклат бериш йиғини өткүзүлүп, мутәхәссисләр вә паалийәтчиләр “хитайниң бир бәлвағ бир йол пиланида уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилиси” дегән темида доклат бәргән. Шуниңдәк йиғинда хитайниң районидики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини қандақ тосуш тоғрисида пикир тәклипләр оттуриға қоюп, бу һәқтики соалларға җаваб берилгән. Мәзкур йиғин мушу бир һәптә ичидә явропадики бир қисим дөләтләрниң парламент вә университетлирида өткүзүлгән уйғурлар һәққидики бир қатар зәнҗирсиман паалийәтләрниң бир қисмидур.

Һумболт университетида өткүзүлгән бу йиғинни хәлқара кәчүрүм тәшкилати билән илһам тохтини қоллаш гурупписи тәшкиллигән болуп, бу йиғин б д т кишилик һоқуқ кеңиши 6‏-ноябир күни хитай кишилик һоқуқ хатирисини “қәрәллик көрүп чиққан”, шуниңдәк йиғинда америка, әнглийә, германийә, фирансийә, чехийә, голландийә, финландийә, норвегийә. . . . Қатарлиқ дөләтләр хитайни уйғур районидики йиғивелиш лагерлирини тақашқа чақирған күни өткүзүлгән.

Һумболт университетидики мәзкур йиғинға илһам тохтини қоллаш гурупписиниң рәһбири әнвәрҗан әпәнди билән хәлқара кәчүрүм тәшкилати германийә шөбисиниң хадими антония купа ханим риясәтчилик вә ечилиш нутқи сөзлигән. Әнвәрҗан әпәнди сәйшәнбә күни зияритимизни қобул қилип, йиғинниң темиси вә мәзмуни һәққидә мәлумат бәрди.

У мундақ деди: “бүгүнки йиғин университет оқуғучилирини вә хәлқ аммисини уйғур хәлқиниң бешидики дәрд-әләм, илһам тохтиниң ақивити тоғрилиқ шундақла хитайниң бир йол бир бәлвағ, дәп аталған йеңи истратегийәлик пилани тоғрилиқ мәлуматқа игә қилидиған бир йиғин. Бу йиғинға испанийәдин, фирансийәдин, германийәдин 3 киши тәклип қилдуқ. Бу 3 киши уйғурларни яхши тонуйдиған, йиллардин бери уйғурларниң һәқ-һоқуқлири тоғрилиқ хәлқарада паалийәт көрсәткән мутәхәссисләр. Булар өзлиригә аҗритилған вақит вә темиларда мәлумат бериду”.

Испанийәлик сабиқ дипломат җуан мәнуел надал лапас һумболт университетида доклат бәргән мутәхәссисләрниң бири. У йиғинда хитай рәиси ши җинпиңниң “бир бәлвағ бир йол пилани”, уйғур райониниң гео‏-истратегийәлик роли вә кишилик һоқуққа болған тәсири тоғрисида сөзлигән. Җуан мәнуел надал лапас йиғин башлинишниң сәл алдида зияритимизни қобул қилип, өзиниң бу мәсилидики көз қаришини шәрһләп өтти. У мундақ дәйду: “мәндә шундақ тәсират барки, хитайниң һазирқи вәзийити наһайити еғир. Ши җинпиңниң бир бәлвағ бир йол пилани шинҗаңдин өтиду. Шинҗаң бир бәлвағ бир йол пиланиниң ғәлибә қилиш-қилмаслиқида ачқучлуқ амил. Шуңа, мениң қаришимчә хитай һөкүмитиниң шинҗаңда қандақ бихәтәрлик тәдбирлирини йүргүзүшкә даир мәсилиләрдә йол қоюш мумкинчилики көп әмәс. Бу пәқәт мениң қаришим. Мениң доклатим шинҗаңниң гео‏-истратегийәлик нуқтидин хитай үчүн униң ташқи вә ички сияситидә қанчилик муһимлиқини шәрһләшкә мәркәзлишиду. Шуңа, хитай даирилири бу районда контроллуқни техиму күчәйтидиғандәк қилиду. Әлвәттә бу хил йүзлиниш райондики уйғур хәлқи үчүн әндишә қиларлиқ һадисидур”.

Һумболт университетидики йиғинда йәнә фирансийәлик хитайшунас марий холзмән ханим билән германийә “тәһдит астидики хәлқләр тәшкилати” ниң рәиси улрих делиус доклат бәргән. Марий холзман сәйшәнбә күни мухбиримизниң зияритини қобул қилғанда ғәрб дөләтлириниң хитайға у пәқәт универсал кишилик һоқуқ чүшәнчисини қобул қилғандила андин уни қоллайдиғанлиқини кәскин ейтиш вақти кәлгәнликини билдүрди.

Холзман мундақ дәйду: “биз хитай һөкүмитигә дәйдиған асаслиқ мәсилә, хитай һөкүмитиниң йеңи истратегийә түзүп, дуняниң һәр қайси җайлирида милйонлиған доллар мәбләғ селиш арқилиқ зор ул-әслиһәләр қурулуш түрлирини йолға қоюватқанлиқиға қарита, биз сениң иш-һәрикитиңни пәқәт сән универсал кишилик һоқуқ чүшәнчисини қобул қилсаң қоллаймиз яки сениң билән һәмкарлишимиз дейиштур. Һәр қандақ бир инсан әгәр җинайәт садир қилған болса, униң адил сотлиниш, адил җазалиниш һәққи бар. Әлвәттә һечким садир қилмиған бир қилмиши үчүн җазалинишқа лайиқ әмәс. Бирақ, биз һазир хитайда униң халиған кишини, халиған усулда җазалаватқанлиқини һес қилмақтимиз.”

У йәнә дуняниң зор давалғушқа қарап кетиватқанлиқини әскәртип, “бу әһвалда биз өзимизниң қиммәт қаришида наһайити ениқ болушимиз керәк” деди. Холзмән ханим мундақ дәйду: “әгәр демократик дөләтләр хитайға өз пуқралириниң һаяти вә уларниң бәхт-саадитини қоғдайдиған нормал бир дөләт болуп, дуняға мәнсуп болушниң немидин дерәк беридиғанлиқи һәққидә савақ бәрмисә, башқа бинормал дөләтләрни нормал дөләтләр қатарида қобул қилишқа мәҗбур болиду. Мән шуни ейтип қояй, һазир дуня зор давалғушқа кирип қалди. Бәлки бу техиму яманлишип кетиши мумкин. Шуңа, биз өзимизниң қиммәт өлчимимиздә, кимниң дост, кимниң дост әмәсликидә ениқ болушимиз керәк.”

Лекин җуан мәнуел надал лапасниң қаришичә, явропа иттипақиға әза дөләтләрни вә явропа җамаәт пикирини уйғурларниң вәзийитидин вақипландуруш муһим болупла қалмай, явропа һөкүмәтлириниң хитай билән болған мунасивитини сақлап қелишиму муһим икән. У мундақ дәйду: “мениңчә, явропа һөкүмәтлири вә җамаәт пикрини шинҗаңда немә ишларни йүз бериватқанлиқи һәққидә мәлуматландуруш бәк муһим. Шуниңдәк йәнә явропа иттипақи вә униңға әза дөләтләр хитайға болған мәлум дәриҗидики тәсири вә мунасивитини сақлап қелиши мумкин.”

Хитай түрмисидики атақлиқ уйғур зиялийси илһам тохтиниң мәсилиси һумболт университетидики йиғинниң йәнә бир муһим темисидур. Илһам тохти хитайни өзиниң асаси қануни вә аптономийә қанунидики уйғурларға берилгән һәқ-һоқуқлириға әмәл қилиқ ша чақирип, 2014‏-йили қолға елинған. У шу йили муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған иди. Әнвәрҗан әпәнди, илһам тохти “мәсилини тинч йол билән қанунлар асасида һәл қилимән, дәп чиққан бир уйғурниң қандақ ақивәткә дучар болғанлиқиниң типик мисали”, дәп көрсәтти.

У мундақ дәйду: “бу йәрдики асаслиқ мәсилә уйғур хәлқиниң инсан һәқлири мәсилиси. Хитайниң бир бәлвағ бир йол пилани ичидики уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилиси. Бу йәрдә йәнә мәсилини тинч йол билән қанунлар асасида һәл қилимиз дәп чиққан бир уйғурниң қандақ бир ақивәткә дучар болғанлиқи асаслиқ мавзу. Мушу даиридә мәлумат берилиду”.

Һунмолт университетидики йиғин йеқинқи 2 күн ичидә явропа парламенти вә университетлирида өткүзүлгән уйғурлар һәққидики 2‏-йиғиндур. Мәлум болушичә, 5‏-ноябир күни явропа парламентида мутәхәссисләрниң уйғурлар һәққидә доклат бериш йиғини өткүзүлгән. Йиғинда америкидики уйғуршунас дру гладней, белгийәлик антроплог ванесса франгвил қатарлиқ мутәхәссисләр доклат бәргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.