Җаза лагерлири тоғрисида әрәб дөләтлиридин чиққан тунҗи аваз
2019.01.02

Кувәйт парламентида уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилисиниң рәсмий оттуриға қоюлуши диққәт қозғиди.
2018-Йили 6-айдин һазирға қәдәр америка, б д т вә германийә башта болуп явропа иттипақиға әза дөләтләр, австралийә қатарлиқ ғәрб демократик әллири хитайниң уйғур диярида тәсис қилған җаза лагерлириға қарши һәр түрлүк ипадиләрни көрситип кәлди. явропа парламенти бу һәқтә 15 маддилиқ қарар лайиһәси қобул қилди, америка дөләт мәҗлиси уйғурларниң кишилик һоқуқини қоғдаш бойичә қанун лайиһәси сунди. Һалбуки, дөләт сүпитидә һеч бир әрәб яки түрк вә яки башқа ислам әллиридин рәсмий шәкилдә бир инкас чиқмиған иди. Кувәйт парламентиниң муавин рәиси Усамә шаһинниң 1-январ күни кувәйт парламентида уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилисини тилға елиши Күчлүк диққәт қозғимақта.
Усамә шаһин парламентта қилған сөзидә алдинқи күнлири хотән қарақашниң зава йезисида соғуқта тоңлап өлгән бир уйғур нарисидәниң рәсимини һәмдә җаза лагерлириға аит рәсимләрни көрситип туруп, уйғурларниң еғир күлпәтлирини, хитайниң җаза лагерлиридики инсанийәткә қарши җинайәтләрни тилға алған. У сөзидә уйғурларниң ислам динини миң йиллар илгирила қобул қилған мусулман бир милләт икәнликини, уларниң исламға қошқан төһпилириниң наһайити зорлуқини әскәртип өткән. У йәнә б д т ирқий айримичилиққа қарши туруш комитетиниң рәсмий доклатиға асасән шәрқий түркистанда 1 милйондин артуқ уйғур мусулманлириниң җаза лагерлириға қамилип зулумға учраватқанлиқини, хәлқара җәмийәтниң, болупму ислам дунясиниң буниңға қарита йетәрлик дәриҗидә көңүл бөлмәйватқанлиқини тәкитлигән.
У йәнә пәйғәмбәр әләйһиссаламниң “зулумға учриғанда қолуңлар билән, униңға қадир болалмисаңлар тилиңлар билән, униму қилалмисаңлар дилиңларда қарши туруңлар” дегән һәдисиниң роһиға бинаән кувәйтниң бир мусулман дөлити болуш сүпити билән шәрқий түркистан мусулманлири дуч келиватқан зулумларға инкас билдүрүш мәҗбурийитиниң барлиқини тәкитлигән.
Усамә шаһин 2-дуня урушидики натсистларниң җаза лагерлиридин кейин, 2-қетим бундақ лагерлар мәвҗут болмайду дейилгән бу дуняда, аридин 70 йил өткәндин кейин йәнә җаза лагерлириниң барлиққа кәлгәнликини вә бу лагерларда шәрқий түркистан мусулманлириниң азаб чекиватқанлиқини тилға елип, буниң инсанлиқ җинайити болидиғанлиқини баян қилған. У сөзиниң ахирида әрәб йерим арилидики мусулман әллирини һәмдә барлиқ мусулман дунясини вә хәлқара җәмийәтни шәрқий түркистан мусулманлириниң әһвалиға көңүл бөлүшкә чақирип, “сиясий, иқтисадий, дипломатик мунасивәтләрни көздә тутуш билән биргә, инсанийлиқниму нәзәргә елиш лазим, бу йәрдә инсанийәткә қарши җинайәт садир болуватиду,” дегән.
Өткән йили 28-декабир күни д у қ ниң рәиси долқун әйса әпәнди ислам дунясиға қарита елан қилған чақириқида әрәб, түрк вә башқа ислам әллириниң “хитай шәрқий түркистанда йүргүзүватқан исламға қарши җинайәтләргә һәмдә җаза лагерлиридики зулумларға виҗдансизларчә сүкүт қиливатқан” лиқини тәнқид қилип өткән иди.
Кувәйт парламентида уйғурлар мәсилисиниң оттуриға қоюлғанлиқи мунасивити билән бүгүн зияритимизни қобул қилған долқун әйса әпәнди буниң әрәб дунясида, бәлки ислам әллиридә барлиққа кәлгән тунҗи иҗабий бир илгириләш икәнликини тилға алди.
Д у қ ниң муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәнди хитай һакимийитиниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан еғир зулумлириға қарита узундин буян сүкүттә туруп кәлгән әрәб әллириниң йеқиндин буян тушмутуштин қозғилишқа башлиғанлиқини, 2019-йилида бу хил қозғилишниң әвҗигә чиқиш мумкинчилики көрүлүватқанлиқини тәкитлиди.
Д у қ диний ишлар комитетиниң мәсули, “явропа шәрқий түркистан бирлики” ниң рәиси, “шәрқий түркистан өлималар бирлики” ниң әзаси турғунҗан алавудун әпәнди бу һәқтә тоталғанда “әрәб вә ислам әллиридә бир ойғиниш барлиққа кәлмәктә,” деди.
Д у қ ниң рәиси долқун әйса әпәндиниң билдүрүшичә, 2019-йили д у қ ниң ислам дунясиға болған тәшвиқати зор дәриҗидә күчийидикән. У сөзидә узун йиллардин буян әрәб-ислам әллирини “диний әркинликниң капаләткә игә икәнлики” ни базарға селип алдап кәлгән хитай һакимийитиниң әпти-бәширисиниң ечиливатқанлиқини, әрәб әллиридә пат арида хитайға қарши бир ойғиниш һәрикитиниң барлиққа келидиғанлиқини вә д у қ ниң буниң үчүн җиддий издиниватқанлиқини әскәртти.