Лагерлар мәсилиси германийә мәтбуатлирида муһим темилар қатаридин орун алмақта
2018.07.27
Йеқинда тиражи 10 милйондин ашидиған германийәдики “әйнәк” журнили мәхсус мақалә елан қилип, уйғур дияридики “йиғивелиш лагерлири” һәққидә герман тиллиқ оқурмәнләргә мәлумат бәрди.
Мақалә сүкүткә патқан қәшқәр шәһириниң чөлдәрәп қалған қияпитини тәсвирләш билән башлиниду: “хитайниң йирақ ғәрбидики қәшқәр шәһири кишигә уруштин кейинки бағдат шәһирини әслитиду. Шәһәр кочилирида чарлаш вәзиписи өтәватқан броневикларниң агаһландуруш сигналлири һәрвақит яңрап туриду, уруш айропиланлириниң кишини бизар қилғучи шавқунлири бу қәдимий шәһәрниң арамини бузуп туриду. Тарқақ җайлашқан, аз сандики йолучилар чүшкән меһманханилар анчә диққәтни чекип кәтмәйду. Полат қалпақ вә қоғдиниш кийимлири билән қоралланған сақчилар билән толған чарлаш боткилири қәдәмдә бир учрап туриду. Сақчилар сизиқтин чиқип кәткәнләргә варқирап туриду…” мақалә аптори юқириқи баянлар билән язмисиниң сөз бешини башлайду.
Муәллип бернһард бу шәһәрдики җиддий вәзийәт һәққидә йәнә төвәндики баянларни оттуриға ташлайду: “бу шәһәрни сүкүт басқан иди. Җүмә күни болушиға қаримай бу шәһәрдә мәзинниң әрзан товлиған авазини аңлиғили болмайду. Мәшһур һейтгаһ җамәси намаз оқуйдиған мәсчиттин бир асарә-әтиқә музейиға айлинип қалғандәк қилатти. Мәсчит алдики мәйдан бош. Камералар кишиләрни көзитип туратти. Пуқрачә кийингән хәвпсизлик хадимлири һәр йәрдә пайлап йүрүшәтти. Гоя инсанларниң немиләрни ойлаватқанлиқини билишкә урунуватқандәк из қоғлап чирай көзитәтти.” аптор юқириқи тәсвирләрни ишлитип, еғир сиясий тәқиб вә җаза лагерлири түпәйли адәмсиз, авазсиз вә һаят шавқунлиридин хали бир һаләткә мәһкум қилинған бу диярниң дәрдини билдүрүшкә тиришиду.
Йеқиндин буян германийә мәтбуатлирида уйғур дияридики йиғивелиш лагерлириға аит хәвәр-мақалилар арқа-арқидин йоруқ көрмәктә. 17-Июл германийә “күндилик гезити” дә “уйғурлардин кейин, нөвәт қазақларға кәлдиму?” сәрләвһилик мақалә елан қилинди. Мақалида җаза лагерлири мәсилиси тилға елинип, “түркий тиллар аилисидики уйғур мусулманлири сиясий, иқтисадий вә мәдәнийәт җәһәтләрдин еғир бесимларға дучар болмақта” дәп көрситилди. 18-Июл йәнә германийәдики тәсири зор болған “блувин” тори қатарлиқ иҗтимаий таратқуларда мақалиләр елан қилинип, “хитайниң аз санлиқ милләт болған уйғурларни җаза лагерлириға қамап, етник бастуруш вә мәдәнийәт ассимилятсийиси елип бериватқанлиқи” баян қилинди. Германийәдики нопузлуқ ахбарат васитилиридин “заман гезити” 18-июл өзиниң тор телевизийәсидә программа тарқитип, 16-июл алмутада соти болған сайрагүл савутбайниң хитай йошуруп келиватқан уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилисини ашкарилиғанлиқини оттуриға қойди.
Сайрагүл савутбай уйғур елидики йиғивелиш лагерлирида хизмәт қилған қазақ аял болуп, униң сотта қилған гуваһлиқидин кейин германийә мәтбуатлирида уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилиси йәниму күчлүк диққәт қозғашқа башлиған. Дуня уйғур қурултийиниң явропадики вәкили әсқәрҗан әпәнди өзлириниң бу мәсилини германийә һөкүмитигә аңлитиш йолида тиришчанлиқлар көрситиватқанлиқини тилға алди.
Д у қ диний ишлар комитетиниң мудири турғунҗан алавудунниң баян қилишичә, уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилисиниң германийәдә көпләп оттуриға чиқишиға д у қ рәһбәрлириниң ойнаватқан роли чоң болмақта икән.
Лагерлар мәсилиси бу йил июнда б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 38-нөвәтлик йиғинида д у қ хадимлири тәрипидин 3 қетим тәкрар оттуриға қоюлупла қалмастин, 6-айниң 26-күни явропа парламентида өткүзүлгән “тәһдит астидики инсанлар: йүзмиңлиған уйғурлар хитайниң җаза лагерлирида азабланмақта” намлиқ йиғиндиму оттуриға қоюлған иди. Бу йиғинда д у қ ниң рәиси долқун әйса, тәһдит астидики хәлқләр тәшкилатиниң директори улрик делиюс һәмдә америкидики тонулған кишилик һоқуқ паалийәтчиси софи ричардсонлар гуваһлиқ бәргән иди.
Һәммидин диққәтни тартидиғини, 6-айниң 27-күнидики б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң омумий йиғинда германийә, әнглийә, фирансийә, шветсарийә, америка қатарлиқ дөләтләрниң б д т дики баш әлчилириниң хитай һөкүмити һазирға қәдәр ашкара етирап қилишқа җүрәт қилалмайватқан йиғивелиш лагерлири мәсилисини рәсмий оттуриға қоюши болди. Болупму булғарийәниң явропа иттипақиға әза 28 дөләткә вакалитән сөз қилип, җаза лагерлири мәсилисигә явропа иттипақиниң сәл қаримайдиғанлиқини оттуриға қоюши диққәт қозғиди.
Д у қ ниң муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәнди җаза лагерлири мәсилисиниң германийә ахбарат вастилирида көпләп оттуриға қоюлуши тоғрисида тохталғанда, д у қ ниң бу саһәдә қилған хизмәтлирини нәзәрдин сақит қилмаслиқ лазимлиқини әскәртти.
Нөвәттә җаза лагерлири мәсилиси ялғуз германийәдила әмәс, ғәрб демократик дөләтлиридә диққәт қозғаватқан бир тема болмақта вә америка башлиқ бәзи дөләтләрниң һөкүмәт хадимлириниң тили билән оттуриға қоюлмақта.