Ғәрб әллири уйғур вәзийити һәққидә хитайға қарита соаллирини оттуриға қойди

Мухбиримиз сада
2018.10.30
lager-yighin-oginish-1.jpg Йиғивелиш лагерида меңә ююш тәлим-тәрбийәси еливатқанлар.
Social Media

Йеқиндин буян хитайниң уйғур дияридики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики хәлқарада күчлүк диққәт қозғимақта. Ғәрб әллиридин америка башчилиқида нурғун дөләтләр һәрхил усуллар билән бу хил дәпсәндичиликкә қарита қаршилиқини ипадилимәктә. Мәсилән, 25-өктәбир күни америкидики “хитай кишилик һоқуқ қоғдиғучилири” тәшкилати б д т кишилик һоқуқ кеңишигә ноябирда ечилмақчи болған хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини “универсал қәрәллик көрүп чиқиш” йиғини мунасивити билән доклат сунуп, уйғурларниң нөвәттики еғир вәзийитигә җиддий қараш керәкликини тәкитлигән. Шу мунасивәт билән бүгүн йәнә ғәрбтики бәзи дөләтләр мушу йиғинда хитайдин соримақчи болған соаллирини елан қилған.

Мәзкур соаллар асаслиқи хитайниң уйғур диярида йүргүзүватқан һәддидин ашқан дәпсәндичилики, уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләрни сәвәбсизла тутуп лагерларға солиши қатарлиқларға қаритилған. Буниңда америка, әнглийә, уругвай, голландийә, шиветсийә, германийә қатарлиқ 12 дөләт хитайдики җаза лагери, зиялийлар вә адвокатларниң тутқун қилиниш яки йоқап кетишиниң сәвәби, диний әркинликниң әмәлгә ашқан-ашмиғанлиқи, б д т ирқий айримичилиққа қарши туруш комитетиниң шинҗаң вә тибәт райони үчүн чиқарған тәшәббуслириниң тәтбиқлиниш әһвали қатарлиқ нуқтиларда кәскин соалларни тәйярлиған. 

Мәзкур материялда америка қошма штатлири төвәндики нуқтиларни тилға алған: өткән бәш йилдин буян лагерларда тутуп турулуватқан адәмләрниң һәқиқий сани, лагерларниң орни вә тутқунларниң лагерда тутуп турулуш муддити; уйғурларниң тинчлиқ билән елип бериватқан диний паалийитиниң җаза лагерлириға солинишиға сәвәб болған асаси; хитайниң б д т ниң алий комиссарини уйғур вә тибәт районини зиярәт қилишиға йол қоюш-қоймаслиқи вә хитайниң кишиләрни мәхпий тутқун қилиш, қанунсиз васитиләр билән қийнаш, қануний җәрянсиз тутуп туруш қатарлиқ әһвалларни түгитиштә қолланған тәдбирлири қатарлиқлар. 

Әнглийә мундақ нуқтиларни тилға алған: хитайдики адвокатлар, кишилик һоқуқ паалийәтчилири, ахбарат хадимлири вә кишилик һоқуқ қоғдиғучилириниң вәзийити, хитай һөкүмитиниң уларниң намувапиқ муамилиләргә, кәмситишләргә һәм қийин-қистақларға елинишиниң алдини елишқа даир тәдбирлири қатарлиқлар. 

Мушу қатарда йәнә германийәму өзиниң соаллирини оттуриға қойған болуп, булар: “түрмә вә тутуп туруш орунлириға соланғанларниң ички әзалирини йөткәшкә даир шикайәтләргә қарита хитайниң инкаси; хитайниң ички әзаларни алмаштуруштики йиллиқ санлиқ мәлумати вә юқириқи шикайәтләрни инкар қилалиғудәк қануний мәнбәси қатарлиқлардин ибарәттур”. 

Норвегийә төвәндики нуқтиларда соал тәйярлиған: хитайниң 2013-йили норвегийә дөлити елан қилған хәлқниң пикир әркинликини қоғдаш һәққидики тәшәббусини қобул қилғандин кейин, хәлқниң пикир әркинликини һөрмәт қилиш, қоғдаш вә униңға капаләтлик қилиш җәһәтләрдә қолланған конкрет тәдбирлири; шинҗаң уйғур аптоном районидики аз санлиқ милләтләрниң әркинликини тартивелиштин сақлиништа ишлигән хизмәтлири қатарлиқлар.

Буниңдин башқа шиветсийә, голландийә, уругвай, канада вә шветсарийә қатарлиқ бир қанчә дөләтләрму бәзи толуқлима нуқтилардин өз соаллирини оттуриға қойған. 

Бәзи анализчиларниң билдүрүшичә, юқирида тилға елип өткән дөләтләрниң хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини “универсал қәрәллик көрүп чиқиш” йиғиниға тәйярлиған соаллири уларниң уйғурларниң нөвәттики вәзийитигә интайин әстайидил муамилә тутуватқанлиқини көрситип берәләйдикән. Һалбуки, пакистан, боливийә вә беларусийә қатарлиқ дөләтләр хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичилики әмәс, бәлки хитайниң тәрәққият пилани, өткән бир нәччә йилларда қуруп чиққан интернет асасий қурулуши қатарлиқ җәһәтләрдин соалларни тәйярлиған. 

Пакистанни мисалға елип өтсәк, уларниң тилға алған нуқтилири хитайниң тәрәққиятида қолға кәлтүргән аләмшумул нәтиҗилири вә мунасивәтлик тәҗрибиләр; хитайниң 2020-йилиға кәлгүчә йеза районлирида әмәлгә ашурмақчи болған намратлиқни түгитиш пилани қатарлиқлардин ибарәт. 

Беларусийә хитайниң интернет арқилиқ кишиләрниң турмуш сәвийисини юқири көтүрүштики мунасивәтлик сиясәтлири һәққидики мәзмунларни асасий нуқта қилған. Латин америкисидики боливийә соримақчи болған мәсилә болса хитайниң дөләт ичидики сайламларға торда беләт ташлаш вә буниң хитай пуқралириға елип кәлгән пайдилиқ тәрәплири болған. 

Юқирида тилға елип өткәндәк, “хитай кишилик һоқуқ қоғдиғучилири” тәшкилати б д т кишилик һоқуқ кеңишигә доклат сунуш арқилиқ, уйғур зиялийлири, адвокатлар вә кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң нөвәттики еғир вәзийитини алаһидә тилға алған вә хәлқарани бу мәсилигә җиддий қарашқа чақирған. Вәһаләнки, пакистанға охшаш мусулман дөлитиниң юқириқидәк инкаси кишилик һоқуқ көзәткүчилириниң диққитини қозғиған. Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси елшат һәсән әпәнди ғәрб әллириниң өзлиридә бар болған кишилик һоқуқ пиринсипи арқилиқ, башқа дөләтләрдин сориған соаллиридиму бу нуқтиға алаһидә әһмийәт беридиғанлиқини, пакистан қатарлиқ дөләтләрниң өз хәлқигә тутқан позитсийисиниң хитай билән болған мунасивитидила рошән әкс етидиғанлиқини билдүрди.

Мутәхәссисләрниң қаришичә, бир айлар аввал пакистан диний ишлар министириниң хитайниң пакистандики баш әлчиси билән көрүшкәндә уйғур мәсилисини тилға алғанлиқини рәт қилиши бәзи мусулман дөләтлириниң уйғур мәсилисидә сүкүт қилишни таллиғанлиқини ипадиләп берәләйдикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.