Башқиртистанда өткүзүлгән хәлқара сәнәт фестивалида уйғур нахшичи баш мукапатқа еришти
2018.06.19

7-Вә 9-июн күнлири башқиртистан пайтәхти уфа шәһиридә түркий хәлқләр яшлириниң “урал моно-2018” хәлқара сәнәт фестивали болуп өтти. Униңға түркийә, қирғизистан, өзбекистан, қазақистан һәмдә русийә федератсийәсиниң татаристан, това, яқутийә, дағистан, башқиртистан, алтай җумһурийәтлиридин һәмдә москва шәһири вә астрахан вилайитидин кәлгән сәнәткарлар болуп, түркий тиллиқ 10 милләттин 30 вәкил қатнашти. Мәлум болушичә, мәзкур фестивални башқиртистанниң җумһурийәтлик хәлқ иҗадийәт мәркизи, уфа шәһәрлик һөкүмәт вә ишимбай наһийилик һөкүмәт уюштурған болуп, русийәниң мәдәнийәт министирлиқи һәмдә полйоноф намидики русийә дөләт хәлқ иҗадийәт өйиниң қоллап-қуввәтлиши билән өткүзүлгән. Фестивалниң ечилиш мурасимиға башқиртистанниң мәдәнийәт министири аминә шафиқова қатнишип, нутуқ сөзлигән.
Уфада болуп өткән фестивалниң нәтиҗилири һәққидә қазақистанниң һәр хил аммиви ахбарат васитилири хәвәр бәрди. Шуларниң бири болған “ахбарат бюроси” агентлиқи бәргән хәвәрдә мундақ дейилгән: “қазақистанлиқ рәсул қурбаноф уфада ‛урал моно-2018‚ хәлқара сәнәт фестивалиниң баш мукапитини қазанди. Униңға 250 миң рублилиқ (йәни тәхминән 1 милйон 330 миң тәңгилик) гуваһнамә тапшурулди,” дейилгән.
Алмута вилайити талғир наһийисиниң гүлдала йезисида яшаватқан рәсул қурбанофниң ейтишичә, бу мусабиқигә қазақистандин кәлгән йерден җақсибекоф “нахшичи һәм иҗрачи” дәриҗиси бойичә, “мурагер” етно-фолклор ансамбили “чалғу әсваблар коллектипи” дәриҗиси бойичә иккинчи дәриҗилик орунларға муйәссәр болған икән. Игилишимизчә, мусабиқиниң башқиму қатнашқучилири һәр хил мукапатларға еришкән. Фестивалниң баһалиғучилар комиссийиси тәркибидә қазақистандин барған “туран дуняси” җәмийәтлик фондиниң мудири карлин мәхпирофму бар болуп, у фонд намидин яқутийә, алтай вә башқиртистан җумһурийәтлириниң қатнашқучилириға пәхрий ярлиқлар тапшурған.
Рәсул қурбаноф радийомиз зияритини қобул қилип, мәзкур мусабиқигә тонулған сәнәткар, композитор полат һезимофниң тәклипи билән қатнашқанлиқини, шуниң үчүн униңға алаһидә миннәтдарлиқ билдүридиғанлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “әслидә у йәргә мән полат ака билән беришим керәк иди. Мән йеңи өйләнгән идим. Шуниң үчүн полат ака мени аялим билән биргә әвәтти. Мусабиқә наһайити юқири дәриҗидә өтти. Һәр милләттин кәлгән иҗрачиларниң тәйярлиқлирини көрдүм. Мусабиқә икки қисимдин ибарәт болди. Биринчисидә мән абдулла абдуреһимниң ‛әсләрсәнму‚ дегән нахшисини ейттим. Иккинчи қисимда уйғур ‛он икки муқам‚ лири ичидики ‛чәбият‚ муқамини ейттим. Растини ейтсам, мән мундақ қарарни күтмигән. Хушаллиқимдин гәпму қилалмидим. Мән у йәргә барғанда мукапат елишни мәқсәт қилмидим. Уйғурниң ким икәнликини тонумайдиған хәлқләргә уйғур мәдәнийитини, сәнитини көрситиш үчүн бардим. Мән уйғурларни аз болсиму тонуттум дегән үмидтә.”
Рәсул қурбаноф өзиниң нахшичи болуп йетилишигә атақлиқ уйғур сәнәткарлириниң қаттиқ тәсир қилғанлиқини билдүрүп, йәнә мундақ деди: “биринчи нөвәттә, авази булбулдәк, хәлқимизгә кәң тонулған нуралим варисоф, андин рустәм ниязоф вә башқилар. Вәтәндики сәнәткарлар арисида абдулла абдуреһим, нурниса аббас, мөминҗан абликимниң нахшилирини бәк сеғинип тиңшаймән. Мән көпинчә аммибаб нахшиларни ейтимән. Бирақ ахирқи вақитларда хәлқ нахшилириғиму көп көңүл бөлүватимән. Һазир болса вәтәндә өзини көп тонутқан санийәм исмаилниң дәрсигә бериватимән. Санийәм һәдиниң маңа сәһнидә өзини тутуши наһайити яқиду.”
Рәсул қурбаноф өзиниң мундақ утуққа йетишигә биринчи нөвәттә ата-анисиниң, айрим сәнәткарларниң вә башқиларниң сәвәб болғанлиқини ейтип, уларға өзиниң чәксиз миннәтдарлиқини билдүрди.
Зияритимизни қобул қилған “аламәт” филим ишләш мәркизиниң мудири қәлбинур розийеваниң ейтишичә, қазақистанлиқ уйғурлар рәсул қурбанофниң еришкән утуқини чоң хушаллиқ билән қарши алған. У бүгүнки күндә қазақистандики музика, тиятир, кино сәнитиниң тәрәққиятиға өз төһпилирини қошуватқан уйғурларниң көпләп санилидиғанлиқини, шуларниң ичидә “дәрвишләр”, “яркәнт булбуллири”, “дияр”, “нур” қатарлиқ сәнәт гуруппилири билән бир қатарда йәккә нахшичиларниңму бар икәнликини илгири сүрүп, мундақ деди: “қазақистан аммибаб сәнитигә бир кишилик һәссисини қошуп келиватқан гүлсәнәм мәшурова өзиниң чирайлиқ авази билән үрүмчи шәһиридә өткән ‛йипәк йоли садаси‚ ғиму қатнишип кәлгән. Өзиниң алаһидә услублири билән уйғур аммибаб нахшичилиқиға қәдәм тәшрип қилғанларниң йәнә бири әркин абдуваҗитофтур. яш әвладлиримиздин бири ирадә мамутовани атиғум келиду. У көплигән мусабиқиләрдә ғалип атилип, қазақистандики әң әқиллиқ, әң талантлиқ бала дегән намға игә болуп, медал вә дипломлар билән мукапатланди. Мән өзлирини сәнәткә болған чәксиз муһәббити билән униң гүллинишигә һәссә қошуватқан яш чолпанлиримизға пәқәт апирин дәймән.”
Бир қатар сәнәт мусабиқилириниң чолпини рәсул қурбаноф 1993-йили алмута вилайитиниң әмгәкчиқазақ наһийисигә қарашлиқ челәк йезисида туғулған. Оттура мәктәпни талғир наһийисиниң гүлдала йезисида уйғур тилида тамамлиған. Сәнәткә кичикидин башлап қизиққан у мәктәпни тамамлиғандин кейин алмута шәһиридики чайковский намидики сәнәт мәктипидә билим алған. У уйғур елиниң үрүмчи шәһиридә болуп, икки йил мабәйнидә хитай тилини өгәнгән һәм шу җәһәттә “йипәк йоли садаси” мусабиқисигә қатнашқан. Мусабиқидә у абдулла абдуреһим, нурниса аббас вә башқиму атақлиқ сәнәткарлар билән тонушуп, улардин яхши савақ алған.