Уйғурлар йәнә бир қоллиғучисидин айрилип қалди

Ихтияри мухбиримиз әркин тарим
2017.05.26
 uyghur -dewasining -qollighuchisi -akif -emre Түркийәдә тонулған журналист, язғучи, уйғур дәвасиниң қоллиғучиси акиф әмрә, 2016-йили, түркийә
RFA/Erkin Tarim

Түркийәдә тонулған журналист, язғучи, телевизийә программа риясәтчиси вә йеңи шафақ гезитиниң обзорчиси, уйғур дәвасиниң қоллиғучиси акиф әмрә 23-май күни йүрәк кесили билән аләмдин өтти.  Вапат хәвири тарқилиши билән түркийә дөләт рәиси рәҗәп таййип әрдоған, мәрһумниң аяли дурданә әмрә ханимға телефон қилип тәзийә билдүрди. Акиф 1984-йилида пакистанға екискурсийәгә барғанда пакистанда оқуватқан уйғурлар оқуғучилар билән тонушуп, уйғурларға қизиқип қалған.  Һазирғичә болған 30 нәччә йиллиқ журналистлиқ һаятида уйғурлар тоғрисида 100 парчидин көп  обзор язған, телевизийә программиси ишлигән. У, “дуня бүлтәни” намидики тор гезитиниң баш тәһрири болған күндин бери, гезиттә уйғурлар һәққидә  мәхсус сәһипә ечип, уйғурлар тоғрисидики хәвәрләрни елан қилған.

У, мақалилиридә давамлиқ һалда уйғурларниң һазирқи вәзийити, уйғур мәдәнийитини, уйғурларниң түрк, ислам вә дуня мәдәнийитигә қошқан төһпилирини оттуриға қоюшқа тиришти. Тарихий қәшқәр шәһириниң хитай һөкүмити тәрипидин чеқилишқа башланғанлиқи оттуриға қоюлған “қәшқәр йоқ қилиништин бурун” мавзулуқ мақалиси, қәшқәрниң чеқилишқа башлиғанлиқ хәвири җамаәтчиликкә аңлитилған тунҗи обзор болуп һесаблиниду. Кейин у,5 ‏-июл үрүмчи вәқәсидин кейинму  арқа-арқидин бир қанчә обзор елан қилип, уйғурларниң һазирқи вәзийитини түрк җамаәтчиликигә тонуштурди. 16 Әсирдә өткән османли падишаһи фатиһ султан мәмәтниң уйғур тилида пәрман чиқарғанлиқи, османли падишаһлириниң ордисида уйғур тили ишлитилгәнлики тоғрисидики тунҗи мақалини қәләмгә алған акиф әмрә әпәнди уйғурларниң түрк мәдәнийитигә қошқан төһписини обзорлирида давамлиқ тәкитлигән иди.

Уйғурнет тор гезитиниң мәсули шәрқий түркистан вәқпиниң сабиқ рәиси һамит гөктүрк әпәнди мәрһум акиф әмрә әпәндини 33 йилдин бери тонуйдиғанлиқини, униң гезит вә телевизийәдә мудир болуп ишлигән заманларда давамлиқ һалда уйғур мәсилиси тоғрисида обзор вә хәвәр елан қилғанлиқини баян қилди.

Тонулған журналист акиф әмрә әпәнди 1984-йилидин бери изчил һалда уйғур мәсилисигә көңүл бөлүп кәлгән. Һамит гөктүрк әпәндиниң пәрәз қилишичә у, уйғурлар тоғрисида 100 парчә әтрапида мақалә елан қилған.

Шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ тәшкилати рәиси һидайәтуллаһ оғузхан әпәнди, мәрһум акиф әмрәниң түркийә-хитай мунасивити күчийип, мухбирлар уйғур мәсилисини  язмиған чағлардиму давамлиқ түркийиниң күн тәртипигә елип кәлгәнликини баян қилди.

Акиф әмрә әпәнди уйғур мәсилиси тоғрисида обзор вә хәвәр йезипла қалмастин, 2015-йили түркийә истратегийилик чүшәнчиләр  иниститути мутәхәссиси доктор әркин әкрәм , истанбул университети тарих оқутқучиси али алибей оғлу қатарлиқ кишиләрни  мәхсус юмулақ үстәл йиғиниға чақирип, у йәрдә оттуриға қоюлған мәсилиләрни китаб қилип нәшр қилдурған. Доктор әркин әкрәм  әпәнди бу һәқтә тохтилип, мәрһум акиф әмрә әпәндиниң түркийәдә шәрқий түркистан мәсилисини илмий йосунда оттуриға қойған киши икәнликини баян қилди.

Һамит гөктүрк әпәнди акиф әмрәниң вапати билән уйғурлар әң чоң қоллиғучилиридин бирини йоқитип қойғанлиқини тәкитлиди.

4 -Айниң 1- күни хитай даирилири әсәбийлик вә террор билән күрәш қилиш нами астида 50 маддилиқ бәлгилимә елан қилғанда, акиф әмрә әпәнди түркийиниң әң чоң гезитлиридин бири болған йеңи шафақ гезитидә обзор елан қилип, хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесим сияситини тәнқид қилған иди.

Йеңи шафақ гезитиниң обзорчиси, дуня бүлтәни тор гезитиниң баш тәһрири акиф әмрә әпәнди 1957- йилида түркийиниң қәйсәри шәһиридә дуняға кәлгән. Башланғуч мәктәптин толуқ оттура мәктәпкичә болған оқушини қәйсәридә тамамлиғандин кейин, истанбул университетида инҗенирлиқ кәспидә оқуған. У, һазирғичә 6 һөҗҗәтлик филим ишлигән болуп, йеңи шафақ, дуня бүлтәни қатарлиқ гезитләрдә обзор язмақта иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.