Уйғурлар сиясий паалийәтләргә актип қатнишишқа чақирилди
2014.07.11
Йеқинда голландийәдә зиярәттә болған бир қисим уйғур сиясий паалийәтчиләр шу дөләттики уйғур җамаитигә нутуқ сөзләп, уларни намайиш қатарлиқ сиясий паалийәтләргә актип қатнишишқа дәвәт қилған.
Улар нутуқлирида бирдәк уйғур дәвасини чәтәлләрдики уйғур җамаитиниң қоллиши вә актип қатнишишидин айрип қариғили болмайдиғанлиқи, қачаники уйғур җамаити хитай һөкүмити уйғур хәлқи үстидин йүргүзүватқан бастуруш сиясәтлирини әйибләштин вә уйғурлар тарихидики муһим күнләрни әсләштин ибарәт виҗдани бурчини ада қилиштин суслишидикән, уйғур дәвасиниңму заваллиққа йүз тутидиғанлиқини билдүрүшкән.
Биз бу нутуқларниң әһмийитини көздә тутуп радио аңлиғучилиримиз билән ортақлишишни лайиқ таптуқ.
Төвәндә ихтияр мухбиримиз пидаийдин дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитети рәиси долқун әйса вә сиясий паалийәтчи илшат һәсән қатарлиқлар сөзлигән нутуқлардин арийиләр аңлаймиз.