Уйғур, тибәт, моңғул, хитай тәшкилатлири “һәрқандақ чоң бесимму әркинликкә болған үмидимизни йоқиталмайду”

Мухбиримиз ирадә
2016.12.09
dolqun-eysa-musapir-uyghur.jpg Д у қ иҗраийә комитети мудири долқун әйса әпәнди “хәлқара уйғур мусапирлар мәсилиси” йиғинида сөз қилмақта. 2016-Йили 26-апрел, берлин.
RFA/Erkin Tarim


10-Декабир дуня инсан һәқлири күни мунасивити билән дуняниң һәрқайси җайлиридики кишилик һоқуқ органлири һәрикәткә өтүп, кишилик һоқуқниң қоғдилишини тәкитләйдиған түрлүк паалийәтләрни уюштурмақта. Бу мунасивәт билән, уйғур, тибәт, моңғул вә хитай кишилик һоқуқ тәшкилатлириму бирләшмә баянат елан қилип, дуня җамаәтчилики вә демократик дөләтләр һөкүмәтлирини хитай компартийисиниң зулуми астида яшаватқан хәлқләрниң вәзийитигә көңүл бөлүшкә чақирди.

Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар, 10-декабир күни бирләшкән дөләтләр тәшкилати тәрипидин бекитилгән хәлқаралиқ инсан һәқлири күни. Бу мунасивәт билән дуня уйғур қурултийи, хәлқара тибәт һәрикити, җәнубий моңғулийә кишилик һоқуқ учур мәркизи, хитай пуқралар күчи тәшкилати қатарлиқ органлар бирләшмә баянат елан қилди. Бу баянат 9-декабир күни уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим, яң җийәнли, дорҗе сәтән, әнгебату тогочог қатарлиқларниң имзаси билән елан қилинған. Дуня уйғур қурултийи баш катиби долқун әйса әпәнди бу мунасивәт билән радийомизға бу баянат һәққидә чүшәнчә берип өтти.

Бу баянатта төвәндики сөзләр йәр алған:

2016-Йили хитай һөкүмити һакимийити астидикиләр үчүн әркинлики илгириләп чәкләнгән бир йил болди. Хитайдики йүзлигән кишилик һоқуқ қоғдиғучилири тутқун қилинди. Шәрқий түркистанда диний һоқуқлар илгириләп чәкләнди. Уйғурлар вә тибәтләрниң паспортлири йиғивелинип, уларниң әркин саяһәт қилиш һоқуқиға чәклимә қоюлди. Тибәт, шәрқий түркситан вә моңғулийиниң тәбиий муһити хитайниң көмүр қазғучи шеркәтлири вә хитай азадлиқ армийисиниң һәрбий базилириниң бузғунчилиқиға учриди. Миңлиған тибәтлик раһиб шәрқий тибәттики ларуң ибадәтханисидин мәҗбурий көчүрүветилди... Инсан һәқлири күни мунасивити билән биз уйғур, тибәт, җәнубий моңғулийиликләр вә чәтәлләрдики хитайлар һәммимиз бир ариға җәм болуш арқилиқ һәрқайси һөкүмәтләргә шуни әскәртимизки, кишилик һоқуқ хәтәр астида, һәрқайси һөкүмәтләр инсан һоқуқини қоғдаш үчүн техиму көп чиқириңлар вә уни дәрһал башлаңлар.

Долқун әйса әпәнди сөзидә, дунядики кишилик һоқуққа көңүл бөлидиған кишиләр, болупму һәрқайси демократик әлләрниң хитайдики кишилик һоқуқ мәсилисидә җиддий тәдбир елиши керәкликини тәкитлиди.

Дунядики һәрқайси кишилик һоқуқ органлири өз доклатлирида ши җинпиң һакимийәткә чиққандин буян инсан әркинликидә зор чекиниш болғанлиқини, болупму уйғур, тибәт қатарлиқ милләтләрниң һоқуқлириға қаритилған бесимниң илгириләп күчийип кәткәнликини билдүргән. Уйғур елидики “диний радикаллиққа қарши туруш” намида елип бериливатқан түрлүк түмән тәшвиқат һәрикәтлири, мәсчит башқуруш кадирлири, ши җинпиңниң шинҗаңни башқуруш чарисини өгиниш һәрикити, қош тил йәсли қурулушини тезлитиш һәрикити, интернеттә гәп-сөз тарқатқанларни җазалашқа аит йеңи тәдбирләр вә паспорт йиғивелиш һәрикити, қошмақ туғқан болуш һәрикити дегәнгә охшаш бир тоқай һәрикәтләр һәммииси һөкүмәт тәрипидин бир туташ вә мәҗбурий йосунда әп бериливатқан һәрикәтләр болуп, уйғур кишилик һоқуқ органлири буларниң һәммиси уйғурларни контрол қилиш, уларниң әркинликини қамал қилиш вә уйғур мәдәнийитини йоқитишни нийәт қилған, дәп әйибләйду. Долқун әйса әпәнди сөзидә уйғурларниң һәр түрлүк һоқуқлириниң җиддий бир риқабәт астида икәнликини билдүрди.

Нөвәттә хитайдики “мәҗбурий ғайип қиливетилгәнләр” мәсилиси хәлқарада әң күчлүк диққәт қозғаватқан бир мәсилә бопқалди. Бу һәқтә “дипломатийә” журнилида елан қилинған “җуңхуа хәлқ мәҗбурий ғайип қиливетиш җумһурийити” мавзулуқ мақалидә көрситилишичә, йеқинқи йиллардин хитай һөкүмитиниң бихәтәрлик органлири тәрипидин әп бериливатқан “мәҗбурий йоқитиветиш, ғайип қиливетиш” һәрикәтлири зор дәриҗидә көпийип, мәҗбурий ғайип қиливетиш нормал бир ишқа айландурулған. Һалбуки мақалидә, мәйли униң муддитиниң қанчилик болушидин қәтийнәзәр һәрқандақ бир кишиниң қанунсиз һалда тутқун қилиниши вә мәхпий орунларда тутуп турулуши вә из-дерикиниң аилисидикиләргә билдүрүлмәй ғайип қилинишиниң хәлқара қанунларға пүтүнләй хилаплиқини әскәртилгән вә хитай һөкүмитидин мушуниңға охшаш мәҗбурий ғайип қеиливетилгәнләрниң ақивити һәққидә дәрһал чүшәнчә бериш, уларни қоюп бериш тәләп қилинған. Долқун әйса әпәнди кишилик һоқуқ күнидә 2009-йилидики үрүмчи вәқәсидин кейин ғайип қиливетилгән уйғурларниң мәсилисини тилға елип өтти.

Юқиридики уйғур, тибәт, моңғул, хитай тәшкилатлар баянатида, хитайда түрмидә йетиватқан виҗдан мәһбуслири лю шавбо, илһам тохти, таши ваңчук вә түрмидин кейинму двамлиқ өй һәпсидә тутулуватқан моңғул активист хада қатарлиқларниң хитай һөкүмитиниң қаттиқ қоллуқ сиясәтлири астида яшаватқан хәлқлири үчүн төлигән бәдәллирини тилға алған вә хитай һөкүмитигә хитап қилип “кишилик һоқуқ күнидә бизниң хитай һөкүмитигә вә башқиларға дәйдиған ортақ сөзимиз шуки, һәрқандақ еғир бесимму бизниң кәлгүси йилларда бу күнни әркинлик ичидә хатириләш арзуйимизни йоқ қилалмайду” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.