Уйғурниң тил вә иҗтимаий мәсилилири түркийә мәтбуатлиридики муһим темиға айланди
2017.07.31
Йеқинқи бир қанчә күнләрдин буян түркийә мәтбуатлири уйғурларниң тил, мәдәнийәт вә башқа түрлүк мәсилилиригә көпләп орун беришкә башлиди. 7-Айниң 29-30-күнлири түркийәдики бәзи гезит вә тор гезитлиридә уйғурлар тоғрисида обзор, хәвәр вә мақалиләрдин 5 парчә елан қилинди. Узун йиллардин бери түркийәдә чиқиватқан “дуня бүлтәни” намлиқ тор гезитидә “уйғурларниң уйғур тили чәкләнди” мавзулуқ мақалигә, 29-июл күни “дуня бүлтәни” намлиқ тор гезитидә йәнә “гүлназниң хети” мавзулуқ мақалигә, қирим татарлири хәвәр агентлиқиниң тор гезитидә “хитай өзиниң асасий қануниға хилап һалда уйғур тилида маарипни чәклиди”, 30-июл күни “акит гезити”дә “һәй түрк ислам дуняси немишқа хитайниң уйғурларға қиливатқанлириға қарап турисән?” мавзулуқ мақалиларға орун берилди. юқуридики мақалиләрдә нуқтилиқ һалда уйғурларниң әқәллий һәқ вә һоқуқи болған ана тилида маарип тәрбийәси елип бериш вә сөзлишиш һоқуқлири һәм дини етиқат әркинликиниму тартивелинғанлиқи, буниңға ислам дуняси билән түрк дунясиниң қарап туриватқанлиқи вә башқа мәсилиләр тәкитләнгән.
“дуня бүлтәни” намлиқ тор гезитидә елан қилинған “уйғурларниң уйғур тили чәкләнди” мавзулуқ мақалидә хитай һөкүмитиниң аталмиш қош тиллиқ маарип нами астида уйғур тилини йоқитиш сиясити елип бериватқанлиқи, йеқинда хотәндә дөләт тилини омумлаштуруш тоғрисида бәлгилимә чиқирип, уйғур мәктәплиридә уйғур тилини ишлитишни чәклигәнлики баян қилинған?
29-Июл күни “дуня бүлтәни” намлиқ тор гезитидә 13 яшта уйғур дияридин айрилған һазир 23 яшқа киргән вә түркийәдә яшаватқан гүлназ исимлик қиз язған, “гүлназниң хети” елан қилинди. Мәзкур хәттә гүлназниң өсмүрлүк мәзгилидә уйғур диярида өз көзи билән көргәнлири, хитайниң уйғурларға елип бериватқан зулуминиң кичик бир өсмүргә қандақ тәсир көрсәткәнлики баян қилинған. Гүлназ хетини мундақ ахирлаштуриду: “хитайниң бизгә қиливатқан зулумини техиму көп кишигә аңлитиш үчүн көп кишиләр билән алақә орнитишқа тиришиватимән. Биз пәқәтла уйғурлар мусулман болғанлиқимиз үчүн бу дәрд-әләмни чекишимиз керәкму? бизниң гунаһимиз немә? мән тонушқан кишиләрниң көпи мениң һаят һекайәмни қизиқип сориди. Мәнму еринмәй аңлитиватимән. Мән чәтәлгә чиқип хитайниң зулмидин қутулдум, әмма башқа гүлназлар техиғичә хитайниң бесими астида”.
Түркийәдә тарқитилидиған “қирим татарлири хәвәр агентлиқи”ниң тор гезитидә елан қилинған “хитай өзиниң асасий қануниға хилап һалда уйғур тилида маарипни чәклиди” мавзулуқ мақалидә хитай 1984-йили мақуллиған аптономийә қанунида хитайниң һәрқайси милләтләр ана тилида маарип елип бериш вә уни тәрәққий қилдуруш һоқуқиға игә дәп бәлгиләнгән болсиму, әмма бүгүн өзиниң бу қануниға хилап һалда уйғур тилини чәкләватқанлиқи оттуриға қоюлған.Мақалидә хотән мәктәплиридә бу хил уйғур тилини чәкләш мәсилиси мисал қилинған.
Мақалиниң ахирида түрк дунясини уйғурларға игә чиқишқа чақириш билән бирликтә ана тилда маарипни әслигә кәлтүрүш үчүн хәлқарада җамаәт пикри топлаш керәклики илгири сүрүлгән.
“акит гезитидә” елан қилинған “һәй түрк ислам дуняси немишқа хитайниң уйғурларға қиливатқанлириға қарап турисән?” мавзулуқ мақалидә, уйғурларниң түрк қан системисидики мусулман хәлқ икәнлики, түрк вә ислам мәдәнийәтигә зор төһпә қошқанлиқи, бундақ бир милләтниң бүгүн қейин вәзийәттә икәнлики, әпсус түрк вә ислам дунясиниң буниңға қарап туриватқанлиқи оттуриға қоюлған.
Уйғурлар тоғрисида икки күндә 5 парчә обзор вә хәвәрниң елан қилиниши җүмлидин түркийә мәтбуатлириниң уйғур мәсилисигә көпләп орун бериватқанлиқиниң сәвәблири һәққидә түркийәдики журналист миркамил қәшқәрли әпәнди өз қарашлирини баян қилди.
Униң ейтишичә, истанбулдики уйғур хәвәр вә тәтқиқат мәркизиму һазир уйғурлар тоғрисида түркийәдә әң көп хәвәр тарқитиватқан органлардин бири болуп, улар әркин асия радиосиниң хәвәрлирини мәнбә қилип туруп язған болғачқа хәвәрлири чинлиққа игә. Түрк ахбаратлириму ғәрб дөләтлири вә америка мәтбуатлирида елан қилинған хәвәрләрни шудақла уйғур хәвәр вә тәтқиқат мәркизиниң хәвәрлирини мәнбә қилип туруп язмақта.
Истанбулдики уйғур хәвәр вә тәтқиқат мәркизиниң мәсули хәмит гөктүрк әпәнди бу һәқтә тохталди.
Журналист миркамил қәшқәрли әпәнди түркийәдики уйғур зиялилириниң вә қәләмкәшлириниң түркийә мәтбуатлирида мақалә елан қилип, уйғурларниң нөвәттики вәзийити, мәдәнийәт, дин, иҗтимаий-сиясий мәсилилири һәққидә мәлуматларни елан қилиши керәкликини тәкитлиди .
Түркийидә 2009-йили үрүмчи вәқәсидин кейин уйғур мәсилиси ахбарат васитилирида изчил һалда орун елип кәлмәктә. Буниң нәтиҗисидә уйғур мәсилиси түркийәдә көп кишиләр тәрипидин билингән бир мәсилигә айланмақта. Йеқинда мисирдики уйғур оқуғучиларниң тутқун қилиниш мәсилиси вә хитай түркийә мунасивәтлириниң қоюқлишишиға әгишип, бу темиларниң бир қәдәр көпәйгәнлики тәһлил қилинмақта.