Қазақистанлиқ мутәхәссисләр уйғур елидики қазақларниң әһвали һәққидә тохталди
2017.12.14

Йеқинда астанада уйғур елидики қазақ тутқунлар һәққидә мәлумат бериш йиғини өткүзүлгәндин кейин қазақистанниң аммиви ахбарат васитилиридә бу һәқтә мақалиләр елан қилинишқа башлиди.
“һазирқи заман” телевизийә қанилида берилгән “хитай хәлқ җумһурийити етник қазақлар үчүн ‛йепиқ тәрбийәләш мәркәзлири‚ қурушта әйибләнди” намлиқ мақалида ейтилишичә, хитайда 160 тин ошуқ қазақ сиясий сәвәбләр билән әйибләнгән. Уларниң қазақистандики уруқ-туғқанлириниң ейтишиға қариғанда, тутқун қилинғанлар тарихий вәтини, йәни қазақистан билән алақә бағлиғанлиқи үчүн “сиясий тәрбийәләш мәркәзлиригә” соланған болуп, уларниң көпчиликиниң тәқдири бүгүнки күнгичә намәлум болуп қалмақта.
Уйғур елида тутқун қилинған қазақларниң уруқ-туғқанлири қазақистанниң ташқи ишлар министирлиқи вә хитайниң қазақистандики әлчиханисиға бу һәқтә хәт язған болсиму, уларға һазирчә җаваб алалмиған. Шуниң билән биргә қазақистанниң баш тәптиши җақип һасаноф бу һәқтә мундақ дегән: “мубада бизгә мундақ әрз чүшкән болса, биз бу мәсилини хәлқара қанунлар вә икки тәрәплимилик келишимләр бойичә һәл қилишқа тәйяр идуқ. Әмма бизгә мундақ әрз келип чүшмиди. Әлвәттә, бу хитайниң ички иши, бәлким бу мәсилини ташқи ишлар министирлиқи намиға әвәтсә керәк”.
Мақалида хитайдики қазақлар һоқуқлириниң бастурулуватқанлиқи һәққидә мушу йилниң июн ейида астана шәһиридә өткән қазақларниң дуняви қурултийида муһакимә қилинғанлиқи, қазақистан президентиниң әлчихана арқилиқ бу мәсилигә диққәт ағдурушқа вәдә бәргән болсиму, әмма мушу күнгичә әһвалниң яхшиланмиғанлиқи илгири сүрүлгән.
“рател өз” агентлиқида елан қилинған “қазақистанлиқлар хитайдики туғқанлири билән алақилишиштин қорқиду” мавзулуқ мақалида қазақистан пуқралиқини алған қазақларниң уйғур елидики туғқанлири билән һәтта телефон арқилиқ алақилишиштинму қорқидиғанлиқи ейтилған. Буниңдин ташқири мақалида түркийә вә америка билән алақиси бар хитай пуқралириниңму худди шундақ әһвалға дучар болғанлиқи тәкитләнгән. Қазақистанниң бирләшкән сотсиял-демократик партийәси йенидики һоқуқ мәсилиси бойичә ярдәмлишиш мәркизиниң рәһбири ләззәт камзе бу йәрдә хәлқара һоқуқ нормилириниң, аяллар вә балилар һәқлириниң дәпсәндә қилиниватқанлиқини илгири сүргән.
Хитайдики қазақларниң қамалғанлиқи һәққидә қазақистанниң хәлқара кишилик һоқуқ қанунлирини сақлаш бюроси торида берилгән “хитайдики 160 етник қазақ немә үчүн сотланди” намлиқ мақалидиму ейтилған. Униңда бу мәсилә бойичә қурулған мәхсус комессийәгә 4000 гә йеқин әрзниң келип чүшкәнлики, бир һәптә ичидә хитай мәхсус органлириниң 30 миң қазақ аилилириниң өйлирини тәкшүргәнлики, бу җәрянда ислам диниға аит барлиқ материялларниң, шу җүмлидин байрақларниң, китабларниң, сүрәтләрниң мусадирә қилинғанлиқи тәкитләнгән.
Радийомиз зияритини қобул қилған “либерти” тәшкилатиниң рәһбири ғалим агелейофниң пикричә, бу мәсилини иҗабий һәл қилиш үчүн икки мәмликәт вәкиллиридин тәркиб тапқан мәхсус комессийә қуруш лазимдур. Мундақ комессийә икки мәмликәт оттурисидики достлуқ вә яхши қошнидарчилиқ мунасивәтләрниң мустәһкәмлинишини қолға кәлтүрүши мумкин.
У мундақ деди: “хитай тәрәп буниңға иҗабий қариған һаләттә хитай рәһбәрликигә, шундақла хитайниң аз санлиқ милләтләргә нисбәтән тутқан сияситигә болған көзқараш өзгәргән болатти. Шу вақиттила өз ара яхши әнәниви мунасивәтләрни орнитиш мумкин болар иди. Лекин мундақ иш йүз бәрмәйватиду. Сәвәби кишилик һоқуқ һәм қазақистанда һәм хитайда йетәрлик дәриҗидә сақланмайватиду. Даириләр пәқәт өз мәнпәәтлирини көзлигән әһваллардила айрим пуқраларға ярдәм бериши мумкин. Омумән адәттики пуқраларға һәр икки тәрәптин пәқәт сөз йүзидила қоллаш болуши мумкин”.
Ғ. Агелейоф омумән хитайда уйғур, қазақларға охшаш аз санлиқ милләтләрниң инсаний һәқлиригә қаритилған бастуруш сияситиниң буниңдин кейинму давам қилидиғанлиқини илгири сүрди.
Сиясәтшунас рәсул җумали, биринчидин, уйғур елидики қазақ мәктәплирини хитайлаштуруш сияситиниң һазирқи вақитта хели әвҗ алғанлиқини, иккинчидин, қазақларниң диний һәқлириниң дәпсәндә қилиниватқанлиқини, үчинчидин, чәт әлләрдә билим еливатқан яшларни мәҗбурий қайтуруш ишлириниң йүз бериватқанлиқи вә берип-келиш ишлириниң чәклиниватқанлиқини оттуриға қойди. Униң ейтишиға қариғанда, бу һәқтики мәсилиләр зәрдаб чәккәнләр вә айрим паалийәтчиләр тәрипидин алмута вә астанада уюштурулған мәлумат бериш йиғинлирида муһакимә қилинған болсиму, һазирчә бу бирәр нәтиҗә бәрмигән.
Рәсул җумали буниң сәвәбини мундақ дәп чүшәндүрди: “уларниң ойичә, бу мәркизий хитай даирилириниң қиливатқан һәрикити әмәс, бәлки мундақ қаттиқ қәдәмләргә бериватқан шинҗаңниң һазирқи рәһбәрликидур. Һазир бу һәқтә әрз хәтлири қазақистанниң ташқи ишлар министирлиқи вә хитай әлчиханисиға тапшурулди. Йеқинда бир гуруппа қазақистан вәкиллири хитайда зиярәттә болуп қайтти. Уларму бу мәсилини қозғиди. Әгәр бу мәсилә һәл қилинмайдиған болса, актиплар хәлқара тәшкилатларға, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң кишилик һоқуқ комитетиға, явропадики хелсинки комитети вә башқиму тәшкилатларға әрз қилишни көздә тутмақта”.
Сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрди уйғур елидики қазақ пуқралириниң һәр хил сәвәбләр билән тутқун қилинишиниң һәқиқәтәнму уларниң қазақистандики уруқ-туғқанлириниң, бәзи тәшкилатлар вәкиллириниң қаттиқ наразилиқиға учриғанлиқини билдүрүп, мундақ деди: “хитай әлчиси уйғурлар тоғрилиқму дуняда дәйдиғинини деди. У яқта һәммә милләтләр тәң, уларға һәммә имтиязлар яритилған деди. Лекин әгәр қазақ һөкүмити өзиниң қолида бар һоқуқлирини ишлитип, хитай билән мушу мәсилидә актип паалийәтни илгири сүридиған болса, бейҗиң қазақларға нисбәтән әвришим бир қарарни мәйданға елип келиши мумкин. Әмма бу йәрдә чоң бир өзгириш болмайду. Хитай ялған ейтиш сияситини елип маңиду. Қазақ һөкүмити, әлвәттә, мустәқил дөләт. У бейҗиң билән актип сөһбәт өткүзүши, инсан һоқуқини, демократийә мәсилисини қаттиқрақ қоюши керәк”.
Қ. Ғоҗамбәрди хитай һөкүмитиниң узундин буян уйғур елида яшаватқан хәлқләрни бөлүп башқуруш, уларни бир-биригә қарши қоюш сияситини қоллинип кәлгәнликини, әмма кейинки йиллири болупму уйғурларға қарши бастуруш сияситини хели күчәйткәнликини оттуриға қойди.