Хитай даирилири чәтәлләрдики уйғур оқуғучиларға ашкара тәһдит селишқа башлиған

Мухбиримиз гүлчеһрә
2017.12.06
undidar-tehdit.jpg Хитай даирилири чәтәлләрдики уйғур оқуғучиларни қайтуруп келиш үчүн үндидар арқилиқ қилған тәһдитлири.
Oqughuchilar teminligen

Бу йил киргәндин буян хитай һөкүмәт даирилириниң чәтәлдин юртиға қайтқан бир қисим уйғур оқуғучиларниң паспортлирини йиғивелипла қалмай, һәтта уларни тутқун қилғанлиқи, уларниң бәзилирини өгиниш мәркәзлиригә солиғанлиқи дәлилләнгән иди. Йеқиндин буян радийомизға кәлгән инкасларға қариғанда һәтта чәтәлләрдин юртиға қайтип бармиған оқуғучиларниң аилисидикиләрму қийин-қистақларға учриған вә өзлириму орунсиз паракәндичилик һәм ашкара тәһдиткә учримақта.

Радийомизға бир қанчә һәптә ичидә америка, канада, түркийәдики вә явропадики бир қисим әлләрдики алий билим юртлирида оқуватқан уйғур оқуғучиларниң шикайәт қилишичә, хитай сақчилири үндидарда оқуғучиларға тәһдит учурлирини әвәтиш арқилиқ, уларни өзлири үчүн җасуслуқ қилишқа дәвәт қилған вә йәнә уларниң бәзилириниң қәйәрдә икәнликини билип туруватқанлиқини һәм көзитиватқанлиқини ейтип, орун бәлгиләш хәритилирини әвәтип, уларни дәрһал қайтип келишкә қистиған.

Бу хил тәһдит учури тапшурувалған явропада оқуватқиниға икки-үч йил болған бир уйғур оқуғучи өзиниңла әмәс, бәлки башқа дөләттики бир достиниңму өзигә охшаш тәһдит учури тапшурувалғанлиқини ашкарилиди: у мундақ деди: “бурун бундақ тәһдит учур кәп бақмиған, йеқинқи 2, 3 һәптидин буян мушундақ тәһдит учурларни тапшуруп алдим. Һәтта униңда, ‛биз тәрбийиләш мәркизидин, апаң саңа керәк болса мени үндидариңға қош‚ дегән тәһдитму бар. Мәнла әмәс йәнә мән тонуйдиған бир қанчә балиларму охшаш учур тапшурувапту. Ата-анам билән алақәм 7-айдин башлапла үзүлгән, уларни тәрбийиләшкә әкирип кәттимикин дәп пәрәз қиливатимән”.

Илгири радийомизға чәтәлләрдә оқуватқан уйғур оқуғучиларниң паспортлириниң омумйүзлүк тәкшүрүлидиғанлиқи, болупму диний саһәләрдә илим тәһсил қилғучиларниң нуқтилиқ тәкшүрүш обйекти қилиниватқанлиқи һәққидә нурғун инкас кәлгән вә бу мәсилиләр мунасивәтлик орунларға қаратқан зиярәтлиримиздиму дәлилләнгән иди. Бу оқуғучи йәнә даириләрниң чәтәлләрдин юртиға қайтқан уйғур оқуғучиларни давамлиқ биһудә аварә қилип, һәр түрлүк тәһдит тәдбирлирини иҗра қиливатқанлиқини өзиниң учриған паракәндичилки арқилиқ техиму ениқ йорутуп бәрди: “мән һәр йили тәтилдә юртқа қайтиватқан, өткән йилиму қайтқан. Адәттә һәммә оқуғучиларни юртиға қайтқан һаман сақчилар издәп келиду. Нәдә оқуватқинимиз, кимләрни тонуйдиғинимиз дегәндәк соалларни сорайду вә өзлири үчүн уйғурлар һәққидә учур йәткүзүшни тәләп қилиду. Әмма бу қетим маңа һәтта пул бәрди вә буни оқушуңға ишләт деди, мән бу пулға моһтаҗ әмәс, қийинчилиқи бар оқуғучиларға бериңлар, униң үстигә мән оқуватқан җайда уйғурлар йоқ дәп рәт қилған идим. У чағда тәһдит қилмиған. Бу қетим рәсмий тәһдит селишқа башлиди. Бәзи балиларни қайтип келип, икки айлиқ өгинишкә қатнишип кәт дәпму тәһдит сапту техи. Корлилиқ бир савақдишим өйидикилиригә чидимай қайтип кетәймики дегән иди. Аран тосувалдуқ. Әмәлийәттә ата аниларму бизниң қайтип кетишимизни халимайду”.

Дәрвәқә мисирда оқуватқан уйғур оқуғучиларниң аввал тәһдиткә, кейин хитайниң қоли билән мисир даирилириниң сәвәбсиз тутқуниға учриши хитайниң чәтәлләрдики уйғур оқуғучиларни тәқибгә еливатқанлиқини испатлап көрсәткән иди. Униңдин кейинму даириләрниң өзлири билән маслашмиған уйғур оқуғучиларниң паспортини узартиш вә оқушиға мунасивәтлик рәсмийәтләрни беҗириштә қәстән кашила пәйда қиливатқанлиқиму инкас қилинмақта.

Хитай даирилири өз мәқситигә йетиш үчүн чәтәлләрдики хитай әлчиханилирини васитә қилип туруп, һәр қайси дөләтләрдики уйғур оқуғучиларни көп қетим йиғип уларға бир тәрәптин оқуш мукапати тарқитип қизиқтурса, йәнә бир тәрәптин хитайға қарши паалийәт вә гәп-сөздин йирақ турушини агаһландуруп келиватқан иди. Радийомизға кәлгән паш қилиш телефон икаслириға асасланғанда, хитайниң чәтәлләрдики уйғурларни җасуслуққа үндәш васитилири һәр хил болуп, әң көп инкас қилинғанлири болса, хитай даирилириниң уларниң уруқ-туғқанлирини гөрүгә елип тәһдит селиш, үндидар вә башқа учур васитилири арқилиқ уйғурларниң телефонлириға вируслуқ учурларни йоллаш, җасуслуқ әпләр арқилиқ уйғурларниң телефонидики алақә учурларни топлаш; һәр түрлүк “уйғур тиҗарәтчиләр бирләшмиси”, “уйғур оқуғучилар уюшмиси” дегәндәк тәшкилатлар астида уйғур оқуғучиларни йиғип уларни контрол қилиш, оқуғучиларни хитайға ишләшкә, учур беришкә зорлаш вә қорқутуш һәрикитини елип бериш, қәстән уйғурларниң инавитини төкүш, уларни һәр түрлүк мақалиләрни елан қилдуруп хитайниң уйғурларға яхши сиясәт қоллиниватқанлиқини тәшвиқ қилдуруш қатарлиқлар икән.

Уйғур тәшкилатлириғиму чәтәлләрдики уйғур оқуғучилардин бу хил шикайәтләр келиватқанлиқи һәққидә тохталған көзәткүчиләрдин, уйғур америка бирләшмисиниң рәиси илшат һәсән әпәндиниң илгири сүрүшичә, хитай һөкүмити йеқиндин буян зулумиға сүкүттә турған чәтәлләрдики уйғурларниму охшашла дүшмән көрмәктә һәмдә түрлүк тәһдитләр арқилиқ чәтәлләрдә оқуватқан уйғур оқуғучилар вә зиялийларни өзлири үчүн хизмәт қилишқа йәни чәтәлләрдики уйғурлар вә уларниң паалийәтлири һәққидә учур беришкә мәҗбурлаш салмиқини ашурған. Буниң билән һәтта чәтәлдә өз иқтисадиға тайинип, һеч ишқа арилашмай оқуватқан уйғурларму хитай һөкүмитиниң уларниң ата-аниси, уруқ-туғқанлирини қорқутуп, қайтуруп келишкә тәһдит салғанлиқи қатарлиқ бесимлар сәвәблик чәтәлләрдә панаһлиқ тиләшкә мәҗбур болмақта.

Илшат әпәнди бу хитайниң бу хил тәһдитлиригә учриған уйғур оқуғучиларға, алди билән тәһдит келиватқан мәнбәни үзүп ташлаш, йәни үндидар қатарлиқ хитайниң учур васитилирини қолланмаслиқини, чәтәлләрдики әркин ахбаратларға хитай даирилириниң өзлири вә аилисигә тәһдит селиватқанлиқи һәққидә инкас қилип, уйғурлар учраватқан бу һәқсизлиқ вә зулумдин дуняни хәвәрдар қилишни тәвсийә қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.