Уйғурлар истанбулда журналист вә язғучиларға зияпәт бәрди
2016.12.16

Түрк хәлқи қериндаш уйғур хәлқиғә давамлиқ һесдашлиқ қилип келиватқан болсиму, 15-июлда йүз бәргән һәрбий өзгиришкә урунуш вәқәсидин кейин, уйғур мәсилиси түркийәниң күн тәртипидин чүшүп қалған болсиму, икки айдин бери түркийәниң нормаллишишиға әгишип қайтидин түрк ахбарат васитилиридә орун елишқа башлиди. Истанбулдики уйғур хәвәр вә тәтқиқат мәркизи хадимлири уйғур мәсилисини күн тәртпкә елип келиватқан журналист, мухбир вә мутәхәссисләргә рәһмәт ейтиш үчүн 12-айниң 10-күни ақшам истанбул “меһман” ресторанида уларға чоң зияпәт бәрди. Зияпәткә бәзи телевизийә программиси риясәтчилири, язғучилар, тарихчилар вә журналистлар иштирак қилди. Дуня инсан һәқлири күни өткүзүлгән зияпәткә бәңгу түрк телевизийәсиниң программа риясәтчиси адвокат һәсән бәсри әпәнди, журналист вә телевизийә программа риясәтчиси мәмәт фатиһ җан әпәнди, т в 24 телевизийәсиниң “ан вә тарих” намлиқ программисиниң риясәтчиси корай шәрбәтчи әпәнди, журналист, язғучи фаруқ көсә әпәнди, “османли архиплирида шәрқий түркистан” намлиқ әсәрниң язғучиси тарихчи сүрәйя атилла сағламчубукчу әпәнди, журналист, нәшриятчи акиф өзтүрк әпәнди вә адвокат туран бабайигит қатарлиқ кишиләр иштирак қилди. Уйғур хәвәр вә тәтқиқат мәркизи мәсуллиридин һамит гөктүрк әпәнди уюштурған зияпәткә йәнә, истанбулда паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан аммивий тәшкилатлириниң башқуруш һәйити әзалири вә бәзи зиялийлар иштирак қилған.
Һамит гөктүрк әпәнди кейинки 3 ай ичидә уйғурлар тоғрисида түркийәдә 4-5 программа тарқитилғанлиқини, буларға рәһмәт ейтиш үчүн бу зияпәтни бәргәнликини баян қилди.
Уйғур хәвәр вә тәтқиқат мәркизиниң тор гезитидә мақалиси елан қилиниватқан доктор пәрһат тәңритағли әпәнди бу паалийәтниң наһайити яхши өткәнликини баян қилди.
Һамит гөктүрк әпәнди журналист, телевизийә программа риясәтчилири, тарихчи вә язғучилар шундақла истанбулдики бәзи уйғурлар иштирак қилған зияпәттә уйғур дәвасини түркийәдә қандақ қилғанда техиму яхши елип барғили болидиғанлиқи тоғрисида тәклип-пикирләрниң чүшкәнликини баян қилди.
Зияпәткә иштирак қилған т в 24 телевизийә қаналиниң программа риясәтчиси корай шәрбәтчи әпәнди зияритимизни қобул қилди. У, “зияпәттә, уйғур дәвасини түркийәдә қандақ аңлитиш тоғрисида музакирә елип берилипту, сизчә қандақ аңлитиш керәк?” дегән соалимизға мундақ җаваб бәрди: “тәбиийки, бу мәсилини аңлитиш керәк. Җәмийәттә әң көп қоллинилған иҗтимаий таратқулар арқилиқ аңлитиш керәк. Иккинчидин, шәрқий түркистан мәсилисини пәқәтла хитай зулми арқилиқла әмәс, түрк дунясиниң шәрқ қәләси икәнликини, немә үчүн муһим икәнликини аңлитишимиз керәк. Мәдәнийәт җәһәттинму аңлатсақ техиму тәсирлик болиду. Символлар арқилиқ аңлитишимиз керәк. Мәсилән, көк байрақ, мән бәзи яшларға көк байрақни көрсәткән вақтимда көрүп һәйран қалди. Мән көк байрақ арқилиқ аңлатсам, техиму бәк ядида қалди. Қисқиси ата юртимиз шәрқий түркистандики мәсилиләрни һәр җәһәттин аңлитишимиз керәк.”
Пәрһат тәңритағли әпәнди уйғурларниң пәқәтла зулумға учраватлиқи җәһәттинла әмәс, һәр җәһәттин тонулуши керәкликини тәкитлиди.
Қиммәтлик радийо аңлиғучилар, түркийидики радийо, телевизийә вә гезит, журналларда уйғурлар дучар болуватқан бесим сиясити аңлитилипла қалмастин, уйғурларниң өрп-адәтлири вә мәдәнийитиму аңлитилмақта.