Уйғурлар тарихта қурған икки мустәқил җумһурийәтни хатириләш мурасими өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2015.11.13
turkiye-uyghur-sherqiy-turkistan-hidayetullah-oghuzhan-2015.jpg Һидайәтуллаһ оғузхан сөздә
RFA/Arslan


12 - Ноябир уйғурлар мустәқиллиқини дуняға җакарлиған бир күн болуп бу күн уйғурлар үчүн алаһидә әһмийәткә игә күн һесаблиниду. Чүнки 1933 - йили 12 - ноябир күни қәшқәрни пайтәхт қилған шәрқий түркистан ислам җумһурийити қурулди вә йәнә 1944 - йили 12 - ноябир күни ғулҗини пайтәхт қилған шәрқий түркистан җумһурийити қурулди вә уйғурлар мустәқиллиқини елан қилди.

Бу мунасивәт билән шәрқи түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң уюштуруши билән җәмийәт йиғин залида тарихта қурулған икки җумһурийәтни хатириләш мурасими өткүзүлди. Йиғинға истанбулда яшаватқан уйғурлардин 100 гә йеқин киши қатнашти.

Мурасимда шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтуллаһ оғузхан, җәмийәт баш мупәттиши абдулһәкимхан мәхсум һаҗим, түркийәниң сабиқ парламент әзаси профессор җалал әрбай қатарлиқлар тарихта қурулған мустәқил шәрқий түркистан җумһурийәтлири тоғрисида муһим сөз қилди.

Һидайәтуллаһ оғузхан йиғинниң ечилиш мурасимида сөз қилип мундақ деди: “хәлқимиз хитайниң ишғалийитини һеч бир заман қобул қилип бақмиди. Бизниң чоңлиримизниң ичидә сабит дамоллам вә хоҗинияз һаҗим қатарлиқ диний алимлар дуняни айлинип чиққандин кейин, шу дәврдики дуня вәзийитини тоғра анализ қилип мушу намда бир җумһурийәт қурушни шу дәврдики уйғурларға хас бир мувапиқ дөләт болидиғанлиқини алдин тонуп йәткән вә шуниң билән шәрқий түркистан ислам җумһурийити қурулған.”

Диний алим абдулһәкимхан мәхсум шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң әһмийити тоғрисида сөз қилмақта
Диний алим абдулһәкимхан мәхсум шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң әһмийити тоғрисида сөз қилмақта

Диний алим абдулһәкимхан мәхсум шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң әһмийити тоғрисида сөз қилди.

Абдулһәкимхан мәхсум һаҗим сөзидә йәнә мундақ деди: биз чоқум өтмүштә өткән әҗдадларниң иш - излирини, җәрянлирини, тарихи һадисиләрни әслисәк, қайта - қайта музакирә елип баридиған болса буниңдин кейин қәдәмни хата бесиштин сақлиналаймиз. Немә үчүн җумһурийәт қолдин кәтти, буниңға сәвәб болған қандақ амиллар бар? қуруш үчүн қандақ тәдбирләрни қолланди, қоғдап қелиш үчүн немә қилиш керәк иди? дегәндәк соалларға җаваб тепиш арқилиқ шу җумһурийәтләрни қуруш җәрянидики иҗабий усуллардин пайдилиниш лазим. Йәни ислами дөләтниң қолдин кетишкә сәвәб болған амилларни тепип чиқип шу сәвәбләрдин һәзәр әйләш вә диққәт қилиш лазим болиду, буни қилиш үчүн тарихий вәқәликни билиш лазим.”

Профессор җалал әрбай сөз қилип, уйғурларниң даваға бирликтә күч чиқириш үчүн “сәмимий болуш, бир - бирини һөрмәтләш, җапа - мушәққәт, қийинчилиқларға сәврчан болуш, бир - биригә меһри - шәпқәтлик болуш, өз - ара садақәтмәнлик көрситиш” тин ибарәт төт түрлүк оқумда чиң турушқа чақириқ қилди.

Йиғинда йәнә истиқлал телевизийиси тәрипидин шәрқий түркистан җумһурийәтлири тоғрисида тәйярланған һөҗҗәтлик филим көрситилди. Йиғин ахирида шәрқий түркистан шеһитлириниң роһиға атап дуа оқулди. Тамақ зияпитидин кейин йиғин қизғин кәйпият ичидә ахирилашти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.