Муһаҗирәттики уйғурларда намайиш қизғинлиқи әвҗ алмақта
2018.01.29
Хитайниң чекидин ашқан зулуми муһаҗирәттики уйғурларни қозғилип қаршилиқ көрситишкә мәҗбурлимақта.
Дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси пәрһат муһәммидиниң қаришичә, хитай һакимийитиниң уйғур диярида йүргүзүватқан еғир бастуруш сиясити муһаҗирәттики уйғурларниң өзлүкидин қозғилип қаршилиқ көрситишигә түрткә болмақта икән.
Игилинишичә, д у қ ниң орунлаштуруши билән, 27-январ явропадики 10 ға йеқин дөләттә паалийәт елип бериватқан уйғур тәшкилатлириниң рәһбәрлири телефон йиғини чақирип, 4-айниң 27-күни явропа парламенти алдида елип берилидиған 5 миң кишилик намайиш үчүн тәйярлиқ комитети қуруп чиққан.
22-январ күни дуня уйғур қурултийиниң тор бети вә иҗтимаий таратқуларда “явропа парламенти алдида 5 миң кишилик намайиш чақириқи” елан қилинған. Мәзкур чақириқта “д у қ ниң тәшәббуси билән явропа дөләтлиридики уйғур җамаитиниң күчини асас қилған бу паалийәтни вакаләтсиз милләтләр тәшкилати қатарлиқ хәлқара тәшкилатлар, германийә, норвегийә, голландийә, шиветсийә, шветсарийә, әнглийә, фирансийә, белгийә вә финландийәдики уйғур тәшкилатлири вә җамаәт вәкиллири һәмдә сиясий актиплар бирликтә тәшкилләйду. Бу намайишқа явропадики түрк вә башқа қериндаш милләтләр, уйғур давасиға һесдашлиқ қиливатқан явропалиқ достларму кәң даиридә сәпәрвәр қилиниду,” дейилгән иди.
Чақириқта йәнә “явропадики бу намайишқа қатнишиш имканийити болмиған шималий америка, австралийә, түркийә вә японийә қатарлиқ қитә вә дөләтләрдиму охшаш бир күндә намайиш елип берилиду,” дегән ибариләргә йәр берилгән.
Д у қ ниң бу чақириқи елан қилинғандин кейин, явропа дөләтлиридә бу намайишқа қатнишиш үчүн уйғур җамаити паал һәрикәткә кәлгән. Норвегийә уйғур комитетиниң рәиси бәхтияр өмәр әпәнди бу һәқтә зияритимизни қобул қилғанда, норвегийәдики 50 тин артуқ кишиниң бу намайишқа қатнишиш үчүн алдин айропилан биләтлириниму елип болғанлиқини баян қилди.
Франсийәдики уйғурларму өзлүкидин тәшкиллинип намайиш һазирлиқини башлиған. Фирансийә уйғур җәмийитиниң мәсуллиридин әкбәр әпәнди бу һәқтә тохталғанда, франсийәдики уйғурларни тәшкилләш үчүн һечқандақ тәшкилий паалийәт болмиғанлиқини, әмма уйғур җамаитиниң өзлүкидин қозғиливатқанлиқини тилға алди.
Д у қ ниң муавин рәиси пәрһат муһәммидиниң ейтишичә, муһаҗирәттики уйғур җамаити йәнә “5-феврал ғулҗа вәқәси” ниң 21 йиллиқини хатириләш намайиши вә уйғур аяллири тәшкилләватқан 15-март аяллар намайишиға һазирлиқ қиливатқан болуп, 2018-йилиниң муһаҗирәттики уйғурлар омумйүзлүк қозғалған бир йил болуп қелиши мумкин икән.