Америка бирләшмә агентлиқи: “хитайға болған наразилиқ уйғурларни сүрийә урушиға башлап кирди” (2)

Мухбиримиз ирадә
2017.12.27
islam-doliti-suriye-azad-armiye.jpg Америка қоллаватқан сүрийә демократик қораллиқ күчлири җәңчиси. 2017-Йили 8-феврал, рәққә шәһири әтрапи.
AFP

Биз алдинқи аңлитишимизда америка бирләшмә агентлиқида елан қилинған “хитайға болған наразилиқ уйғурларни сүрийә урушиға башлап кирди” мавзулуқ хәвәр мақалисиниң дәсләпки бө ликини силәргә тонуштуруп өткән идуқ. Сүрийәдики қораллиқ гуруппилар билән бирликтә урушқа қатнашқан бир қисим уйғурларни зиярәт қилиш нәтиҗисидә йезилған бу хәвәр мақалиси елан қилинғандин кейин күчлүк тәсир қозғиған иди. Төвәндә мухбиримиз ирадә силәргә бу мақалидики мәзмунлар һәққидә давамлиқ мәлумат бериду.

Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар, америка бирләшмә агентлиқи мухбири геррий шехниң сүрийәдә урушқа қатнашқан уйғурларни зиярәт қилип, бу уйғурлар юртидин айрилғандин кейин қандақ болуп нәччә миң километер узақлиқтики сүрийәгә берип қалғанлиқидәк җәрянларни баян қилған. У, бу уйғурларниң һәммисиниң өз юртида хитай һөкүмитиниң зулумидин яшашқа амали қалмиғанлиқтин юртлирини тәрк етип, чәтәлләргә қечишқа мәҗбур болғанлиқини 2009-йилидики үрүмчи намайишиға қатнашқанлиқ гумани билән тутқун қилинип, қийин-қистаққа елинған әлиниң һекайиси арқилиқ баян қилған иди. У бу һәқтә мундақ дәйду: “әлиниң сүрийәгә берип қелиш сәвәби бирләшмә агентлиқимиз түркийәдә сөзләшкән башқа уйғурларниңки билән охшаш. Йәни уларму қораллиқ гуруппиларға хитай һөкүмитигә болған өчмәнлики вә мустәқил бир уйғур дөлити қуруш арзуси билән қатнашқан икән. Уларниң көпинчисиниң башқа дөләтләрдикидәк җиһадни мәқсәт қилған сиясий исламдин хәвири йоқ икән. Уларниң һечқайсиси хитайниң ичидә бу қораллиқ гуруппиларға адәм қобул қилидиғанлар билән тонушмиған икән. Әмма улар хитай чегрисидин айрилишиға әһвалда өзгириш йүз бәргән. Бу уйғур панаһланғучилар шәрқий җәнубий асиядики йәр асти төмүр йоллирини бойлап қечип йүргәндә, уларни бир гуруппа қораллиқлар күтүвалған. Уларниң қосуқини тойғузуп, туридиған җай бәргән вә әлвәттә өзлириниң радикал идийәлириниму сиңдүргән. Бу панаһланғучи уйғурлар түркийәгә йетип кәлгәндә болса истанбулниң асаслиқ көчмәнләр олтурақлашқан зәйтунбурну вә сәфакөй районлирида очуқ-ашкарә йүрүп сүрийәдики урушқа адәм қобул қилидиғанлар тәрипидин оривелинған”.

Мухбирниң ейтишичә, хитай вә сүрийә даирилири 5000 нәпәр әтрапида уйғурниң сүрийәгә барғанлиқини илгири сүридикән. Әмма у йәрдә туруп кәлгән уйғурлар вә бәзи сүрийә әмәлдарлириниң билдүрүшичә, бу уйғурларниң нурғунлири қайтип кетип, бир қанчә йүз уйғур ислам дөлити тәшкилати қармиқида уруш қилған икән. Мухбир бу һәқтә “ситә” дәйдиған истихбарат көзитиш оргининиң башлиқи рита кәтзни зиярәт қилған. У бирләшмә агентлиқиға қилған сөзидә: “бу уйғурлар хитай чегрилиридин қечип чиқишиға қораллиқ гуруппилар хитай һөкүмитиниң мусулманларға қиливатқан муамилисини козур қилип туруп, уларни өзигә җәлп қилди, мәсилән, ислам дөлити тәшкилатиниң радио программилири вә зһурналлирини қәрәллик һалда уйғур тилида нәшир қилишқа, түркистан ислам партийәсиму һәптидә бир дегүдәк видийо тарқитишқа башлиди” дегән.

Дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитети рәиси өмәр қанат әпәнди сөзидә, бу уйғурлар түркийәгә йетип кәлгәндин кейин, уларниң кейинки турмушлирини орунлаштуруш хизмәтлири йетәрлик болмай қалғанлиқини, қораллиқ гуруппиларниң мана бу йочуқтин пайдилинип кәткәнликини билдүрди.

Мухбир зиярәт қилған уйғурлардин икки нәпири өзлириниң сүрийәдики мәзгилдә түркийәдики “инсаний ярдәм вәхпи” намлиқ тәшкилат тәрипидин әвәтилгән тамақларни йегәнликини, бу тамақларниң уйғур вә өзбекләрни нәзәрдә тутқан һалда “түркистанлиқлар” үчүн дәп маркиланғанлиқини ейтқан. Әмма инсаний ярдәм вәхпи тәшкилати баянатчиси мустафа өзбек юқиридики әһвални инкар қилған. Улар өзлириниң бу тамақларни қораллиқ гуруппиларға әмәс, сүрийә чегрисидики авам пуқра үчүн әвәткәнликини билдүргән. 

Бирләшмә агентлиқиниң хәвиридә баян қилинишичә, уйғурлар түркийәниң газиантәп вә хатай қатарлиқ өлкилири арқилиқ бәшәр әсәдниң әң муһим қорғанлиридин болған латакийә райони чегрисидики җиср әл шуғурға йетип барғандин кейин, әлигә охшаш аилиси билән кәлгәнләр урушта вәйран болған мәһәллиләрдики бир қәвәтлик кесәк өйләрдә турған. У йәрдә 150 тәк аилә бар икән. Техи өйләнмигән әрләр һәммиси бирликтә йоған бир бина өйдә турған. Әрләр 3 ай муддәт бойичә совет аптоматларни, мүригә қоюп бомба атидиған бомба атқучларни ишлитишни, бәдән мәшиқи вә хәритә сизишни өгәнгән. Көпинчиси йетим болған 12-13 яшлардики оғул балилар болса, һәммиси башқа бир лагерға дин дәрси вә бәдән мәшиқи тәрбийәс көрүш үчүн әвәтилидикән.

Әнглийәдики “оттура шәрқ мунбири” ниң тәтқиқатчиси җавад ал тамими сүрийәдики уйғурларниму өз ичигә алған нурғун җиһадчиларни наһайити кәң даиридә зиярәт қилған киши болуп, у бирләшмә агентлиқи мухбириниң зияритини қобул қилғанда сүрийәдики уйғурларниң өз районлирини наһайити юмшақ қоллуқ билән башқуруш билән тонулидиғанлиқини, җүмлидин уларниң әл-қаидигә бағлиқ “һаят таһрир әл-шам” қатарлиқ башқа гуруппиларниң әксичә шәрийәт системисини ишләтмәйдиғанлиқини билдүргән. Мухбир хәвиридә мундақ дәп баян қилған: “яшқа чоңрақ уйғурлар кәчтә яшлар билән бир ариға җәм болуп, сиясәт вә тарих үстидә муназирилишидикән. Мустәқил бир дөләт қуруп чиқишни үмид қилип, исраилийә дөлитиниң қуруп чиқилиш тарихи йәни зийонизимни өгинидикән. Әли маңа, ‛биз йәһудийларниң қандақ қилип дөләт қуруп чиққанлиқини өгәндуқ. Уларниң бәзилири уруш қипту, бәзилири пул билән тәминләпту. Әмма бизниң ундақ қилғудәк күчлүк асасимиз йоқ‚ деди. Уларниң арисида әрәбчә сөзлийәләйдиғанлардин пәқәт бирқанчисила бар икән, йәрликләр биләнму арилашмайдикән. Шуңа бәзи әрәбләр буларға чақчақ қилип, бу җайниң исмини ‛шәрқий түркистан‚ дегәнгә йеқинрақ қилип ‛шуғуристан‚ дәп өзгәртиветәйли, дәйдикән. Бирақ уйғурлар буниңға қарши чиқидикән. Әли вә униң сәпдашлири әрәбләргә ‛бу бизниң вәтинимиз әмәс. Бизгә өзимизниң вәтини керәк, силәрниңки бизгә керәк әмәс‚ дәп җаваб беридикән”.

Америкидики “бейҗиң баһари” зһурнили тәһрири хупиң әпәнди радиомизға қилған сөзидә, уйғурларниң бундақ күчлүк мустәқиллиқ еңиға игә болушидики сәвәбни уйғурларниң илгири мустәқил дөләт қурған болуши вә һечқачан өзиниң хитай дөлитиниң бир әзаси сүпитидә көрмәсликкә мунасивәтлик, дәп көрсәтти. У мундақ деди: “нурғун уйғурлар милләт болуш сүпити билән, миллий мәдәнийәт җәһәттин хитайлардин интайин пәрқлиқ. Нурғун уйғурларниң хитай дөлитини, хитай кимликини қобул қилмайду. Хитайларму у йәрни ‛шинҗаң‚ дәп атишиниң өзила бу земинниң әслидила хитайға тәвә әмәсликини көрситип турмамду?. Мана мушундақ икки милләт арисидики миллий вә тарихий сәвәбләр түпәйлидин уйғур-хитай миллитиниң мунасивити әзәлдин яхши болмиған. Униң үстигә хитай һөкүмитиниң демократийә, әркинлик дәйдиған бир ортақ қиммәт қаришиму йоқ. Әксичә, хитай һөкүмити һазир һәдәп чоң хитайчилиқни тәшәббус қиливатиду. Ундақ икән, уйғурлар әлвәттә хитай дөлитиниң һөкүмранлиқини қобул қилмайду-дә” 

Уйғурларниң мустәқил дөләт қуруш арзуси бирләшмә агентлиқиниң мақалисидиму рози мәмәт исимлик бириниң баянлири арқилиқ йорутуп берилгән. Мухбир геррий шех мундақ дәп баян қилған: 

“әлигә охшаш, рози мәмәтму хитай һөкүмитиниң бесимиға қарши хәлқигә ярдәм қилишни арзу қилған. Униң бовиси бай деһқан болуп, у 1960-йилидики мәдәнийәт инқилабида өлтүрүлгән икән. У хотәндин 3 йил авал айрилип, ахири сүрийәгә 52 нәпәр киши билән бирликтә кәлгән икән. У 6 ай ичидә әсәд һөкүмәт күчлиригә қарши алдинқи сәптә мүрисигә қоюп атидиған гранат атқуч билән җәң қилған. Җиһадчилар йетәкчлири уйғурларни җиһад қилип, өзини қурбан қилишқа чақиридикән. Әмма рози мәмәт һәр қетим урушқа киргинидә көңлидә әгәр оқ йәп өлсәм, ислам үчүн өлмәймән яки вәдә қилинған җәннәттики һөр-пәриләр үчүн өлмәймән дәп ойлайдикән. Униң қәлбидә пәқәтла ана юрти бар икән. У бизгә: ‛мән пәқәт қорқмидим. Әгәр мән қорқсам биз қандақму дөләт қуралаймиз?‚ деди. Илгири шималий сүрийәдә урушқа қатнашқан икки нәпәр уйғурниң бизгә ейтип беришичә, 2015-2016 йиллири арисида уруш таза әвҗигә чиққанда әл-қаидәниң нусра фронтида йүзлигән уйғур уруш қилип һаятидин айрилған икән” 

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, биз аңлитишимизниң кейинки қисмида бу мақалидики мәзмунлар һәққидә давамлиқ мәлумат беримиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.