Қазақистан вә өзбекистан мунасивәтлири мутәхәссисләрниң диққитини қозғимақта

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2017.03.31
uzbekistan-prezident-shawket-mirziyayev.jpg Өзбекистан президенти шавкәт мирзийейеф
Public domain/Wikipedia.org

Русийә вә мәркизий асия аммивий ахбарат васитилиридә елан қилинған мақалиләргә қариғанда, өзбекистанда һакимийәт бешиға шавкәт мирзийейеф кәлгәндин буян, мәмликәтниң ташқи сияситидә бир қәдәр илгириләшләр йүз бәргән. Бу, мәмликәт президентиниң йеқинда қирғизистан, қазақистан, таҗикистан вә түркмәнистанға қилған рәсмий сәпиридин кейин аян болмақта. Бу мақалиләрдин мәлум болушичә, болупму қазақистан вә өзбекистан оттурисидики мунасивәтләр мутәхәссисләрниң диққитини қозғимақта.

Қазақистанниң “форбес” журналиниң 27-марттики санида елан қилинған “қазақистан вә өзбекистан шерикләрму яки риқабәтчиләрму?” намлиқ мақалидә, тонулған қазақистанлиқ сиясәтшунас досим сәтпайеф һәқиқәтәнму өзбекистанниң ташқи сиясити узун муддәтлик очуқчилиққа қарап йүзләнгән тәқдирдә, мәркизий асияда астана вә ташкәнт мисалида икки абруйлуқ мәмликәтниң сәһнигә чиқиш еһтималлиқи барлиқини билдүргән. Униң қаришичә, илгирики өзбекистан президенти ислам кәримофму қазақистан билән йеқинлишиш һәрикәтлирини қилған. Амма бу, көпинчә су мәсилиси сәвәбидин йүз берип, өзбекистан дөлити қирғизистан вә таҗикистан билән яманлишип, қазақистанни буниңда өзигә шерик, иттипақдаш сүпитидә пайдиланмақчи болған.

Д. Сәтпайеф мундақ дигән: “ейтмақчи, су мәсилиси икки президент учришиши давамидиму көтирилди, лекин хели юмшақ муамилидә. Һеч болмиғанда, кәримофтин пәрқи, мирзийейеф чегра ара дәрялар әтрапидики тоқунушлар сәвәбидин бу районда уруш һәрикәтлирини йүргүзүшкә кинайә қилмиди. Өз нөвитидә, нурсултан назарбайеф аләмшумул иссиштин қисқирап кетиватқан мәркизий асияниң су мәнбәлирини бу райондики барлиқ дөләтләрниң әркин вә тәң пайдилиниши лазимлиқи мәсилисидә ташкәнтниң тутқан әнәнивий мәвқәсини қоллиди.”

Иккинчидин, д. Сәтпайеф мәркизий асияда мушу күнгичә я бир пүтүн иқтисадий бошлуқни, я вақитлиқ су-енергийә тәшкилатини қуруш яки екологийилик мәсилиләрни һәл қилиш бойичә бирләшкән лайиһиләрниң ишқа ашмиғанлиқини, мәркизий асия мәмликәтлириниң бүгүнки дунявий иқтисадий җәрянлардин сүрүнмәй өтүш үчүн бир иттипаққа келиши лазимлиқини оттуриға қойди. Мундақ иттипақ, униң пикричә, бу районни ташқи сәлбий иқтисадий, сиясий вә идийивий әһваллардин сақлап қалиду.

Үчинчидин, д. Сәтпайефниң пикричә, өзбекистанниң очуқ һалдики ташқи сиясити вә иқтисади қазақистан үчүн пәқәт иҗабий ақивәтләргила әмәс, бәлки сәлбий ақивәтләргиму елип келиши еһтималдур. Өзбекистан өзиниң иқтисадий ислаһатлирини утуқлуқ әмәлгә ашурған тәқдирдә, қазақистан өзиниң бу райондики иқтисадий тәсир даирисини йоқитиши мумкин.

Д. Сәтпайефниң қаришичә, өзбекистанниң қазақистандин бир артуқчилиқи шуниңдики, өзбекистан һакимийәт өзгиришиниң биринчи басқучидин тоқунушсиз өтти. Қазақистанда болса, бу һазирчә әмәлгә ашмиди. Өзбекистан рәһбәрлики и. Кәримоф дәвридә топлинип қалған мәмликәтниң ички вә ташқи иқтисадий һәм сиясий мәсилилирини һәл қилалиған тәқдирдә, мәбләғ салғучиларниң қазақистанға қариғанда, өзбекистанға болған қизиқиши күчийиши мумкин, чүнки, улар қазақистандики һакимийәт алмишишидин әнсиримәктә икән.

Өзбекистан вә қазақистанниң достлуқи русийәниң мәркизий асиядики тәсирини күчсизләндүриду

Әмди “сентир асия” тор бетидә 24-март күни елан қилинған “өзбекистан вә қазақистанниң достлуқи русийәниң мәркизий асиядики тәсирини күчсизләндүриду” намлиқ мақалидә фирансийәдә истиқамәт қиливатқан өзбек сиясәтшунаси камалиддин рәббимоф өзбәкистан вә қазақистан оттурисида очуқ вә турақлиқ геосиясий келишим қолға кәлтүрүлсә, ташқи күчләр тәсириниң күчсизлинидиғанлиқини илгири сүргән. Униң пикричә, бүгүнки күндә бу икки дөләт оттурисида һәл қилинмиған я территорийилик, я чегра, я сиясий, я иқтисадий мәсилиләр йоқтур.

Русийәниң “вестник кавказа” агентлиқида берилгән “өзбекистан вә қазақистан йәнә ака-инилар” дегән мақалидә, и. Кәримофниң коллектиплиқ бихәтәрлик келишими тәшкилати әзалиқидин чиқип, йеңи қурулуватқан явроасия иқтисадий иттипақини айлинип өтүп, пат-пат чегрисини йепивелип, мәмликәт мустәқиллиқини сақлашқа тиришип кәлгәнлики тәкитлиниду. Қазақистан президенти н. Назарбайеф йеңи өзбекистан президентиниң сайлиниши биләнла икки оттуридики тосалғуларниң елип ташлинип, өткән йилниң төртинчи чарикидила өз-ара товар оборотиниң 30 пирсәнткә өскәнликини билдүргән.

Мақалидә ейтилишичә, қазақистан вә өзбекистан мәркизий асиядики әң чоң дөләтләр болуп, өзбекистанда 30 милйон, қазақистанда болса, 17 милйон адәм яшайду. Амма қазақистан иқтисади көпинчә русийәгә беқинда болуп, кейинки вақитларда русийәдә йүз бериватқан иқтисадий өзгиришләр вә нефит баһасиниң әрзанлишиш сәвәбидин қазақистандики адәм бешиға тоғра келидиған кирим қисқирап кәткән. Мундақ әһвал өзбекистанда байқалмайду.

Мақалидә шундақла кейинки йигирмә йил мабәйнидә қазақистанниң мәркизий вә шәрқий асияниң иқтисадий вә дипломатийә саһәлиридә лидерға айланғанлиқи, әмди бу мәйданда өзбекистанниң пәйда болуши вәзийәтниң өзгиришигә елип келидиғанлиқи тәкитләнгән.

Радийомиз зияритини қобул қилған сиясәтшунас расул җумалиниң ейтишичә, илгири өзбекистанниң қошна, йәни болупму қирғизистан вә таҗикистан җумһурийәтлири билән чегра вә су мәсилилиридә сүркилишләр болуп, бу һәтта бәзидә қораллиқ тоқунушларғиму елип кәлгән. Өзбекистанниң шундақла иран, түркийә охшаш мәмликәтләр биләнму мунасивәтлири анчә яхши болмиған. У пәқәт ш. Мирзийейефниң һакимийәт бешиға келиши билән, униң ички вә ташқи сияситидә тилға аларлиқ өзгиришләр йүз бериватқан болсиму, лекин үзүл-кесил и. Кәримоф сизған сиясәттин чиқип кетәлмәйдиғанлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “өзбекистан һәр қандақ тәқдирдә райондики һәл қилғучи мәмликәтләрниң бири. Райондики вәзийәтниң өзбекистансиз һәл қилиниши мумкин әмәс. Шуңлашқа өзбекистан бетиниң бу яққа қарап өзгириши район үчүн интайин муһимдур. Униң көтириватқан тәшәббуси су, чегра мәсилилирини һәмкарлишип һәл қилиштин, сода-иқтисадий иттипақни қуруш арқилиқ мәркизий асияниң һәммигә ортақ байлиқини биллә пайдилиништин вә башқилардин ибарәт. Әлвәттә, бу хушал болидиған һадисә. Бу пәқәт өзбекистанла әмәс, бәлки мәркизий асияниң башқиму мәмликәтлиригә, болупму қазақистанға бағлиқ.”

Р. Җумалиниң пикричә, ш. Мирзийейефниң көтириватқан тәшәббуслири кәч болсиму, мәркизий асия үчүн интайин муһим болуп, уларниң қандақ әмәлгә ашидиғанлиқини пәқәт вақит көрситиду.

Өз мәмликәтлиримизниң бихәтәрликини ойлимисақ, русийә вә хитайниң қаттиқ тәсири астида қалимиз

Сиясәтшунас ғалим агелеуоф икки мәмликәт ара һәр саһә мунасивәтлириниң, қошнидарчилиқ алақиләр қанчә яхши болса, һәр икки дөләт һәм уларниң хәлқлири үчүн шунчә пайда икәнликини билдүрүп, мундақ деди: “улар пәқәт сиясий ислаһатлар йүргүзгән тәқдирдила бу районда лидер болалайду. Әпсуски, биз буни көрмәйватимиз. Бизниң қирғизистан вә таҗикистанға беридиған һечқандақ тәклипимиз йоқ. Түркмәнистанғиму шу, чүнки у худди айрим бир арал сүпитидә яшаватиду. Мубада өзбекистан вә қазақистанда инсан һәқлирини сақлаш ишлири, сиясий ислаһатлар йүз бәрсә, һәқиқәтәнму уларниң иқтисадий қудрити һәқиқий пуқралиқ җәмийәтниң раваҗлиниши билән бекитилгән болатти. У чағда мәркизий асиядики мәмликәтләрниң өз-ара йеқинлишиши техиму мустәһкәм болған болар иди. Биз өзимизниң мәркизий асия тәшкилатини қурған болаттуқ.”

Ғ. Агелеуоф ш. Мирзийейефниң қазақистанға келип, өз-ара алақиләрни йәниму раваҗландуруш, мәркизий асиядики омумий әһвални яхшилаш бойичә қазақистан президентиға тәклипләрни беришиниң чоң илгириләш болуп һесаблинидиғанлиқини оттуриға қойди.

У шундақла, өзбекистан вә қазақистан башлиқ мәркизий асия җумһурийәтлириниң өз-ара сиясий, сода-иқтисадий алақилири буниңдин кейин мустәһкәмлинидиған болса, уларниң өзлирини ишәнч һес қилидиғанлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “бу миллий рәһбәрләрниң өз мәмликәтлириниң қанунлирини қоғдаш, бизниң мәмликәтлиримиздә ишләватқан чәтәлликләрдин, биринчи нөвәттә, хитай мәбләғ салғучилиридин бу қанунларни һөрмәтләшни тәләп қилиштур. Бу шундақла хитай капиталиниң мәркизий асия дөләтлиригә кирип келишигиму тәсир йәткүзиду. Әгәр биз өз мәмликәтлиримизниң иқтисадий бихәтәрликини ойлимайдиған болсақ, биз даим русийә вә хитайниң қаттиқ тәсири астида қалимиз.”

Сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрдиниң пикричә, ш. Мирзийейеф һакимийәт бешиға кәлгәндин буян, мәмликәтниң ички сияситидә бир қәдәр өзгиришләр йүз берип, түрмидин бир нәччә сиясий мәһбуслар бошитилған. У буниңдин ташқири, милләтләр ара инақлиқниң, муқимлиқниң биринчи орунға қоюлуп, қазақистанға охшаш хәлқара миллий мәркәзләр ишини күчәйтишниң қолға елинғанлиқини билдүрүп, мундақ деди: “шу җүмлидин уйғурларғиму йәр берип, мәдәнийәт мәркизини селиңлар вә һаказа дегәндәк башқиму милләтләргә кәңчилик қиливатиду. Амма, мениң пикримчә, йеқинқи вақитта өзбекистан һөкүмитиниң уйғур мәсилисигә болған көз қариши, мәвқәси һәмдә уйғурларниң сиясий паалийәтлирини чәкләш сиясити өзгәрмәйду. Омумән ш. Мирзийейеф кейинки йилларда и. Кәримоф тиклигән сиясәтни сәл-пәл пәдәзләп, давамлаштурувериду, дәп ойлаймән.”

Қ. Ғоҗамбәрдиниң қаришичә, қазақистан вә өзбекистан уйғурлири арисидики мәдәний алақиләрниң келәчәктә қандақ давам қилидиғанлиқини пәқәт вақит көрситиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.