Америка ташқи ишлар министирлиқи: “ATV ниң вахан каридори һәққидики хәвири күлкилик”

Мухбиримиз әркин
2019.02.01
waxan-01.jpg Түркийәниң һөкүмәткә йеқин болған телевизийә қанили ATV ниң вахан каридори һәққидики хәвири. 2019-Йили 30-январ. Түркийә.
Social Media

Америка ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси 1‏-феврал күни радиомизда қисқа язма баянат елан қилип, түркийәдики бир телевизийә қанилиниң 30‏-январ тарқатқан америкиниң вахан каридориға даеш қораллиқ террорчилирини йөткигәнликигә даир хәвирини “күлкилик” дәп көрсәтти. Баянатта, телевизийә қанилиниң исми тилға елинмиған болсиму, униң хәвирини рәт қилип, “бундақ қарашни илгири сүрүш күлкилик. Америка қисимлири афғанистанлиқ шериклиримиз билән мүрини-мүригә тирәп, афғанистандики даеш билән актип уруш қилмақта. Шундақла улар даеш һәрқандақ йәрдә оттуриға чиқса уни йоқитишни қәтий нийәт қилиду” дегән.

Түркийәниң һөкүмәткә йеқин болған телевизийә қанили ATV хәвәр берип, америкиниң сүрийәдә ғайиб болған 25 миң даеш қораллиқ террорчилирини оттура шәрқтики базилиридин айропилан арқилиқ уйғур аптоном райониниң чеграсидики “вахан каридори” ға йөткигәнлики, америкиниң пилани даешни ишқа селип, хитайға қарши “шәрқий түркистан фронти” ечиш икәнликини илгири сүргән. 

Хәвәрдә йәнә, америкиниң талибанлар билән сөһбәт өткүзүп, уларға даешниң 1‏-номурлуқ рәһбири әминуллаһ вә шу қатардики йәнә 10 нәпәр даеш командирини қоюп бериш бәдилигә 200 милйон доллар төлигәнлики тәкитләнгән. Хәвәрдә йәнә, “даеш қораллиқлириниң сақал-бурути чүшүрүлүп, йеңи форма кийдүрилгәнлики, уларниң вахан каридориға йөткәп апирилишидики нишани хитай икәнлики илгири сүрүлгән. 

Мәзкур хәвәр муһаҗирәттики уйғур җамаитиниң диққитини қозғап, иҗтимаий таратқуларда зор ғулғула пәйда қилди. Шу мунасивәт билән мухбиримиз 1‏-феврал күни америка ташқи ишлар министирлиқиға соал қоюп, уларниң ATV ниң хәвиригә болған инкасини сориған иди.

Бәзи мутәхәссисләрниң илгири сүрүшичә, муһаҗирәттики уйғурларниң бу хил учурларға қарита һошяр болушиға тоғра келидикән. Америкидики “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши” ниң алий дәриҗилик тәтқиқатчиси һенрий шаҗевиски җүмә күни ATV ниң хәвиригә инкас билдүрүп, уйғурларниң қолидики әң күчлүк козир уларниң қолидики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә даир дәлилләр икәнликини илгири сүрди. 

У мундақ дәйду: “биздә шинҗаңда йүз бериватқан қорқунчлуқ кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә даир дәлилләр бар. Бу дәлилләрниң өзи сөзләйду. Муһаҗирәттики уйғурлар бу дәлилләрни қорал қилиши керәк. Чүнки, дәлилләрниң өзи хитайниң бу районда немә ишларни қиливатқанлиқини көрситип бериду. Хитай билән сода мәнпәәти яки башқа мәнпәәти болған кишиләр вәзийәтни бурмилиши мумкин. Уйғурлар, бу хил учурларға қариши туруши керәк. Бири қопуп америка вахан каридориға қораллиқларни әвәтти, десә, дәлилиң қени дәп соришимиз керәк. Әгәр муһаҗирәттики уйғурлар бизниң бир милйон адимимиз йиғивелиш лагерида, бу бизниң нопусимизниң 10 дин бир қисмини игиләйду, дегәндә бири дәлилиңни көрсәт десә, мән униңға нәқ дәлилләрни көрситип берәләймән. Муһаҗирәттики уйғурлар мана мушу йолни тәқиб қилиши керәк”. 

Лекин бәзи мутәхәссисләрниң қаришичә, вахан каридорида йүз бәргән қораллиқ тоқунуш хитайға пайдилиқ икән. Германийәдики “хәтәр астидики хәлқләр җәмийити” рәиси улрех делиус, хитайниң хәлқараниң уйғур районидики лагерлар мәсилисигә болған диққитини башқа тәрәпкә буриветишни ойлайдиғанлиқини билдүрди. 

Улрех делиус мундақ дәйду: “бундақ бир қораллиқ тоқунуш лагердикиләр үчүн интайин хәтәрлик болиду. Мениң диққәт қилидиғиним бу кишиләрниң нуқтиинәзири. Улар лагердикиләрни бу йәрдә давамлиқ яшисун дәп ойламду яки уларниң лагерлардин қоюлуп берилип, нормал шараитта, хитай асаси қануни вә алақидар қанунлиридики кишилик һәқлиригә һөрмәт қилинған асаста яшишини ойламду? хитайға нисбәтән чеграда партлиған һәр қандақ тоқунуш униң үчүн пайдилиқ болуши мумкин. Чүнки, у бу арқилиқ хәлқараниң шәрқий түркистандики кишилик һоқуқ вәзийитигә болған диққитини башқа яққа буриветәләйду. Лекин мән юқириқи хәвәрдә ейтилғандәк йеқин кәлгүсидә бу районда қораллиқ тоқунуш партлайду, дәп қаримаймән.” 

Униң қаришичә, түркийәдики ATV дәк һөкүмәткә йеқин таратқуларниң бу хил хәвәрләрни тарқитиши сәвәбсиз әмәс икән. У, бу хил хәвәрләр түркийә һөкүмитиниң уйғур мәсилисигә көз юмуп, хитай билән йеқинлишишиға җамаәт пикир тәйярлайдиғанлиқини илгири сүрди. Улрех делиус мундақ дәйду: “әпсуски, бүгүнки күндә нурғун түрк сиясәтчилири уйғурларниң, уйғурлар түркий хәлқ болған тәқдирдиму, уларниң еғир кишилик һоқуқ вәзийити вә һәқ-һоқуқлириниң дәпсәндә қилинишиға көз юмуп кәлди. Биз даим қазақистан һәққидә тохталғанда қазақистан һөкүмитиниң шинҗаңдики қазақларниң вәзийитигә көз юмуватқанлиқини сөзләймиз. Бу иккиси охшаш әһвал. Түрк һөкүмити немә үчүн хитайдики вәзийәткә көз юмиду?. Чүнки униң сода вә иқтисади мәнпәәти бар. Улар хитай билән яхши мунасивәттә болушни истәйду. Лекин хитай түркийә болған мунасивәттә даим бәзи шәртләрни қойиду. Бу шәртләрниң бири, уйғурларниң вәзийитигә арилашмаслиқтур.” 

Лекин “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши” дики һенрий шаҗевискиниң қаришичә, ATV ниң хәвири бу йәрдә зиянкәшликкә учраватқан ким?, дегән соални пәйда қилған. У, бу йәрдики һуҗум нишани уйғурлар болсиму, лекин бу хәвәрниң хитай һуҗум нишанидәк тәсират пәйда қилидиғанлиқини билдүрди. 

Һенрий шаҗевиски мундақ дәйду: “биз бундақ күлкилик қарашниң оттуриға қоюлушидики мәқсәтни чүшүнишимиз керәк. Әгәр сиз бу қарашни оттуриға қойған болсиңиз сизниң дәлилиңиз болуши керәк. Биринчи, биз бу йәрдә ким һуҗум нишани болуватиду?, дегәнгә қараймиз. Бу йәрдики һуҗум нишани лагердики кишиләр. Ишәнчлик учурларда бир милйондәк адәм бу лагерларда ятмақта. Бу пәвқуладдә зор сан. Бу йәрдә йәнә лагерлардикила әмәс, уйғур хәлқи омумйүзлүк һуҗум нишани болуватиду. Улар омумйүзлүк тәқиб қилинмақта. Үчинчи, йәнә муһаҗирәттики уйғур һуҗум нишани болуватиду. Шуңа, биз бу йәрдә ким һуҗум нишани болуватиду, дегәнни айдиңлаштурушимиз керәк. Лекин бу хәвәрдә худди хитай һөкүмити зиянкәшликкә учурғучидәк тәсвирләнгән. Бу нуқтида мәзкур хәвәр бәзи сиясәтчиләрниң мәйданини әкс-әттүргәндәк қилиду”. 

ATV Ниң хәвири мәзкур телевизийә қанилиниң бир мухбири хитайниң орунлаштурушиға бинаән йеқинда уйғур районини зиярәт қилип, хитайниң “кәспий тәрбийиләш мәркәзлири” намидики лагерлириға иҗабий баһа бәргәндин кейинла елан қилинди. Б д т вә кишилик һоқуқни қоғдиғучи органлар хитайниң бир милйондәк уйғурни йиғивелиш лагерлирида тутуп туруватқанлиқиға даир “ишәнчлик дәлилләр” ниң барлиқини илгири сүрсиму, лекин ATV ниң мухбири буни “ғәрбниң тәшвиқати” дегән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.