Америка уйғурлириниң қурбан һейтлиқ йиғилиши вә уйғур мойсипитлириниң һейт тәбрики

Мухбиримиз әзиз
2017.09.01
amerikida-qurban-heyt-2017.JPG Амәрика уйғурлири курбан һәйт намизида. 2017-Йил 1-синтәбир, виргинийә.
RFA/Eziz

Америкидики уйғур җамаити бу йилму бир йәргә җәм болуп қурбан һейт намизини биргә оқуди һәмдә бир-бириниң айимини қизғин тәбриклиди, шуниң билән биргә вәтәндики уйғурлар үчүн дуаға қол көтүрди. Муһаҗирәттики уйғур мойсипитлиридин дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим вә әркин алип текин әпәнди радийомиз арқилиқ уйғур елидә изтирап чекиватқан уйғурларға өзлириниң қурбан һейтлиқ салам йоллиди.

Муһаҗирәттики уйғур җамаити үчүн һәр йилқи қурбан һейт намизи толиму һаяҗанлиқ дәқиқиләрниң бири һесаблиниду. Бу күндә уйғурлар бир йәргә җәм болуп һейт намизини бирликтә оқупла қалмастин, йәнә муһаҗирәттики мусапирлиқ һаятида кәм несип болидиған уйғурлуқ туйғусидин бирликтә һузурлиниду. Бүгүнки 2017-йиллиқ қурбан һейт намизиму шундақ болди.

Америкиниң виргинийә вә мариланд штати, шуниңдәк бу җайларға қошна районлардики бир қисим уйғур җамаити бүгүн сәһәр файрфакс шәһиридики “бест вестерн” меһманханисиниң залиға йиғилип, виргинийәдики уйғур диний затлиридин нурдун һаҗимниң имамәтчиликидә қурбан һейт намизини бирликтә оқуди. 

Америка уйғур бирләшмиси биваситә тәшкиллигән бүгүнки қурбан һейт намизи гәрчә америкидики нормал хизмәт күнлиридин болған җүмә күнигә тоғра кәлгән болсиму, уйғур җамаитиниң көп қисми аилә-тавабиатлири билән бирликтә һейт намизиға җәм болди.

Һейтлиқ намаздин кейин җамаәт вәтәндики қатму-қат сиясий бесимлар түпәйлидин тәшвиш ичидә һейт өткүзүватқанлар, шуниңдәк түрмиләрдә һейт хушаллиқидин мәһрум қилинғанлар үчүн нурдун һаҗимниң йетәкчиликидә бирликтә дуа қилди.

Намаздин кейинки тәблиғ нутқида нурдун һаҗим сөз қилип, муһаҗирәттики уйғурлар үчүн өмлүк вә иттипақлиқниң әң зор байлиқ икәнликини, буниң бир ипадиси муһаҗирәттики уйғурларниң имкан бар бир йәргә җәм болуп һейт намизи оқуштиму өз ипадисини тапидиғанлиқини тәкитлиди.

Бу қетимқи қурбан һейт намизи йиғилишини тәшкиллигән америка уйғур бирләшмисиниң рәиси илшат һәсән зияритимизни қобул қилип, чәтәлләрдики уйғур җамаитиниң мушу хилдики һейт-байрамларни бирликтә тәбриклишиниң толиму әһмийәтлик болидиғанлиқини алға сүрди.

Бу йилқи қурбан һейт мунасивити билән дуня уйғур қурултийиниң алий рәһбири рабийә қадир ханим радийомиз арқилиқ вәтәндики уйғурларға өзиниң отлуқ салимини, шундақла тиләклирини йәткүзүп қоюшни һавалә қилди.

Дуня уйғур қурултийиниң сабиқ рәиси, уйғур миллий давасиниң пешқәдәмлиридин әркин алип текин ака вәтән ичи-сиртидики барлиқ уйғурларға өзиниң қурбан һейтлиқ салимини йоллиди. Шуниң билән биргә уйғурларниң һәрқачан үмидвар болуши лазимлиқини тәкитлиди.
Һейт намизидин кейин җамаәт америка уйғур бирләшмиси тәшкиллигән һейтлиқ нашта үстәллиридә нашта қилғач қизғин сөһбәттә болди. Шуниңдәк бир-биригә һейтлиқ тиләклирини билдүрүшти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.