Муһаҗирәттики уйғурларниң уруқ-туғқанлириниң тутқун қилиниши хәлқара таратқуларниң диққитини қозғиди
2018.03.30
30-Март күни америкидики даңлиқ гезитләрдин “вол-стерет журнили” да “бейҗиң даирилири америкидики уйғурларниң аилә-тавабатлирини тутқун қилип, уларниң паалийәтлирини чәкләшкә урунди” сәрләвһилик бир мақалә елан қилинди. Мәзкур мақалидә хитай даирилириниң америкида турушлуқ уйғур зиялийлиридин шаир таһир һамут, таһир имин, “әркин асия радиоси” ниң мухбирлири вә америкидики бир қисим уйғур паалийәтчилириниң вәтәндики уруқ-туғқанлирини тутқун қилиш арқилиқ уларни контрол қилишқа урунуватқанлиқи хәвәр қилинған.
Мақалида баян қилинишичә, шаир таһир һамут өткән йили америкиға кәлгәндин кейин, хитайниң уйғур районидики сияситини тәнқид қилғанлиқи вә америкиға кәлгәндин буянқи бир қисим паалийәтлири сәвәблик 2017-йили 12-айниң ахирлирида униң вәтәндики бир инисиниң из-дерәксиз ғайиб болғанлиқи, икки аял туғқининиң хитай сақчилири тәрипидин сорақ қилинғанлиқи баян илинған. Мәзкур мақалида йәнә шаир таһир һамутниң “хитайға қайтип бармиғанлиқи вә америкида хитайға қарши бөлгүнчилик паалийәтлири билән шуғулланғанлиқи” үчүн хитай даирилириниң униң вәтәндики уруқ-туғқанлирини тәқиб астиға алғанлиқи тилға елинған.
Мәзкур мақалида йәнә америкида турушлуқ уйғур зиялийлиридин таһир имин һәққидиму баянлар берилгән. Таһир иминниң “вол-стерет журнили” гезитиниң мухбириға билдүрүшичә, у 2017-йили 2-айда америкиға кәлгәндин кейин, сақчилар униңға телефон қилип, вәтәндә қалған аяли вә қизини ойлишип қоюшини ейтип, тәһдит салған.
“вол-стерет журнал” гезитидә тилға елинған уйғур паалийәтчилиридин рошән аббас ханим зияритимизни қобул қилип, нөвәттә хитай даирилириниң чәтәлләрдики уйғурларға қаратқан тәһдит вә қамал қилишни бу қәдәр кеңәйтишиниң әркинлик вә демократийә тәкитлиниватқан америкиға охшаш ғәрб дөләтлиригә хирис пәйда қиливатқанлиқини тәкитлиди.
Рошән аббас ханим йәнә 2017-йили дуня уйғур қурултийида вәзипә алған ери абликим идрисниң хотәндики ата-аниси вә қериндашлириниң тутқун қилинип, “тәрбийиләш мәркизи” гә елип кетилгәнликини билдүрди.
Рошән аббас ханимниң баянидин мәлум болушичә, нөвәттә дуня уйғур қурултийида баш тәптишлик вәзиписини өтәватқан абликим идрисниң аилә әзалиридин 70 яшлиқ дадиси абдулқарим зикрулла, 68 яшлиқ аниси һәбибихан вә 3 қиз қериндиши тураннисахан идрис, бүвиайшәмхан идрис, бүвихәличихан идрис қатарлиқлар “тәрбийиләш лагери” да тутуп турулмақта икән. Абликим идрисниң иниси абдуреһим идрис тутқун қилинип, 20 йиллиқ қамаққа һөкүм қилинған икән.
Америкидики йәнә бир уйғур паалийәтчиси, “америка уйғур бирләшмиси” ниң рәиси елшат һәсән әпәндиму зияритимизни қобул қилип, вәтәндә қалған аниси вә һәдә-сиңиллири билән телефон алақиси қилмиғанлиқиға 2 йилдин ашқанлиқини, бир қорсақ һәдә-сиңиллири, уларниң җорилири вә бир нәврә акилириниң аилә бойичә тутқун қилинип, “тәрбийиләш лагери” ға елип кетилгәнлики һәққидә хәвәр алғанлиқини, әмма бу хәвәрләрни дәлилләшкә имкансизлиқини билдүрди.
Елшат һәсән әпәнди, хитай һөкүмитиниң йеқиндин буян илгирики йилларда чәтәлләрдики хитайға қарши уйғур сиясий паалийәтчилиригә қаратқан бесим вә тәһдитлирини нөвәттә чәтәлләрдә олтурақлишип қалған барлиқ уйғурларға қәдәр кеңәйткәнликини илгири сүрди. У, гәрчә хитай муһаҗирәттики уйғурларниң юртлирида қалған ата-ана вә уруқ-туғқанлириға тәһдит селиш, һәтта уларни тутқун қилишни күчәйткән болсиму, әмма бу хил усул арқилиқ хитайниң өз мәқситигә һәргиз йетәлмәйдиғанлиқини тәкитлиди.