Илшат һәсән: “уйғур мәсилиси дарамсаладики йиғинда әң қизиқ тема болуп қалди!”

Мухбиримиз қутлан
2016.04.28
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
ilshat-hesen-ursula-goyter.jpg Америка уйғур җәмийитиниң рәиси илшат һәсән әпәнди фирансийәлик мухбир урсула гойтәр билән һиндистанда көрүшти. 2016-Йили 28-апрел.
RFA/Qutlan

Һиндистандики тибәт сәргәрдан һөкүмитиниң қараргаһи - дарамсалада алдинқи күнидин буян “асия демократийә мунбири” ниң 2016-йиллиқ йиғини ечилмақта.

Мәзкур йиғинға тәклип қилинған уйғур вәкиллиридин дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң мудири долқун әйсаға һиндистан һөкүмитиниң алди билән виза берип, арқидин уни әмәлдин қалдуруши уйғур темисини йәнә бир қетим дуня таратқулириниң диққәт нуқтисиға мәркәзләштүрди.

Мәзкур йиғинға қатнишиватқан бирдин-бир уйғур вәкил - америка уйғур җәмийитиниң рәиси илшат һәсән әпәнди бүгүн дарамсаладики йиғин мәйданидин радийомиз зияритини қобул қилди.

У зияритимиз җәрянида өзиниң деһли хәлқара айродромиға сақ-саламәт қонғанлиқини, паспорт контролида гәрчә бир саәттин артуқ тохтитип қоюлған болсиму, лекин ахирида һиндистан таможна сақчилириниң сийлиқ-сипайә муамилиси билән дарамсалаға йолға селинғанлиқини билдүрди.

Илшат һәсән әпәнди һиндистан айродромидики һөкүмәт хадимлириниң өзи һәққидики учурлардин аллиқачан хәвәрдар икәнликини, һиндистан гезитлири вә мухбирлириниң уни тәрәп-тәрәптин издәп, уйғур мәсилиси бойичә сөһбәт өткүзүшни тәләп қилғанлиқини билдүрди.

У йәнә өзиниң деһли айродромида фирансийәлик мухбир урсула ханим билән учришип қалғанлиқини, деһлидин тартип дарамсаладики “асия демократийә мунбири” гә қәдәр долқун әйсаниң һиндистанға кириш визисиниң бикар қилинғанлиқи мунасивити билән уйғур мәсилисиниң әң қизиқ муназирә темиси болуп қалғанлиқини илгири сүрди.

Илшат әпәнди дарамсалаға тәклип қилинған уйғур вәкиллириниң виза мәсилиси түпәйли һиндистанға келәлмигәнликини, шундақ болушиға қаримай уйғур темисиниң бу қетимқи “асия демократийә мунбири” ниң муһакимә һалқиси болуп қалғанлиқини, өзиниң мәзкур йиғинда уйғур мәсилиси бойичә бирқанчә қетим сөз қилишқа орунлаштурулғанлиқини билдүрди.

Тәпсилатини аваз улиништин аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.