Германийә таратқулири: “җаза лагерлири һәқиқәтән мәвҗут”

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2018.10.22
xitay-herbiy-saqchi-qoralliq-kocha.jpg Кочидики хитай пуқралири вә “аманлиқ” сақлиғучи қораллиқ әскәр. 2018-Йили өктәбир, үрүмчи.
REUTERS

Германийә таратқулири хитайниң уйғур дияридики җаза лагерлириға мунасивәтлик учурларни үзлүксиз түрдә елан қилмақта.

Алдинқи һәптә германийәдики даңлиқ гезит-журналлардин “әйнәк” вә “франкфурт мәҗмуә гезити” қатарлиқларда уйғур дияридики җаза лагерлири тоғрисида “дуня көрүп бақмиған назарәт”, “һәқ-һоқуқсиз район”, “милйонлиған уйғурлар лагерларда тәҗрибә қилинмақта”, “хитай лагерларни қанунлаштурмақта”, “хитай җаза лагерлирини ‛һәқсиз тәрбийәләш орни‚ дәп пәрдазлимақта”, “хитайниң шинҗаңдики мәдәнийәт қирғинчилиқи” қатарлиқ мақалиләр һәмдә дөләт телевизийәлиридә түрлүк программилар елан қилинди.

“франкфурт мәҗмуә гезити” дә бирқанчә күн илгири йәнә “җаза лагерлири һәқиқәтән мәвҗут” намлиқ мәхсус мақалә елан қилинди. Мақалидә хитай һакимийитиниң узундин буян җаза лагерлирини инкар қилип кәлгәнликини, әмма алдинқи һәптә уйғур аптоном райониниң рәиси шөһрәт закирниң ағзи арқилиқ тунҗи қетим лагерларниң мәвҗутлуқини ашкара етирап қилғанлиқини һәмдә уни пәрдазлап көрсәткәнликини баян қилиду.

“франкфурт мәҗмуә гезити” ниң шәрқий асия ишлири бойичә мухбири фредерика бөге ханим мәзкур мақалисидә хитай вәкиллириниң техи бир ай илгири б д т ирқий айримичилиққа қарши туруш комитетиниң 96-нөвәтлик йиғинида “җаза лагерлири мәвҗут әмәс” дегәнликини алаһидә әскәртип өтиду. Андин у хитай һөкүмитиниң бүгүн бирдинла уйғур дияридики лагерларни етирап қилғанлиқи, етирап қилғандиму лагерлардики 1 милйондин артуқ идийәси “диний әсәбийлик вә террорлуқ” вируслири билән юқумланған уйғурларниң компартийәниң ғәмхорлуқи билән “һәқсиз тәрбийәлиниватқанлиқи вә техника билимлири өгиниватқанлиқи” ни илгири сүрүватқанлиқиға соал қойиду. Фредерика бөге ханим мақалисидә йәнә хитайниң лагерларни террорлуққа қарши урушта дуняға өрнәк қилип көрситиватқанлиқини мәсхирә қилиду. У “қандақла болмисун, хитайниң уйғур районида тәсис қилған җаза лагерлирини ахири етирап қилғанлиқиға рәһмәт ейтишқа тоғра келиду,” дәп аччиқ кинайә қилиду.

Мақалә аптори йәнә хәлқара җәмийәтниң бу лагерларда хитайниң меңә ююш оператсийәси елип бериватқанлиқини, уйғурларниң диний етиқадини йоқитишқа урунуп, районда мәдәнийәт қирғинчилиқи вә тез сүрәтлик ассимилятсийә сиясити йүргүзүватқанлиқини ениқ тонуп йәткәнликини илгири сүриду. Мушундақ бир чағда хитай һөкүмитиниң шөһрәт закирни оттуриға чиқирип, лагерларни “һәқсиз тамақ берилидиған, шамалдурғучи, радийо-телевизори вә топ мәйданлири болған, нахша -усуллардин һузурлиналайдиған” муһити гүзәл бир мәктәп сияқида тәсвирлишиниң күлкилик ақивәтләргә елип баридиғанлиқини оттуриға қойиду.

У мақалисидә йәнә хитай тәриплигән бу тәләйлик оқуғучилар һәқиқәтән тәрбийә көрүватқан болса “немә үчүн улар лагер кийимлири кийиду? немә үчүн улар қораллиқ назарәт астида дәрс алиду? немә үчүн өйлиридә йетип қопуп оқумай, лагерларда назарәт астида ятиду? немә үчүн өткән йили 4-айларда башланған бу курсларниң ахирлишидиған муддити йоқ? немә үчүн бу лагердикиләрниң қериндашлири вә чәтәлләрдики туғқанлири билән болған алақилири үзүп ташлиниду? лагерлардики бу уйғурларниң сани зади қанчилик?” дегәндәк соалларни оттуриға ташлап, шөһрәт закирниң бу соалларниң һечбиригә җаваб бәрмигәнликини әскәртиду.

Мақалидә йәнә сабиқ совет иттипақи йимирилгәндин кейин оттура асиядики қериндаш хәлқләргә охшашла уйғурларниңму өзлириниң мустәқиллиқини қолға кәлтүрүш арзулири вә бу йолдики қаршилиқ һәрикәтлириниң күчийип барғанлиқи, хитайниң бу еқимни йоқитиш, ши җинпиңниң “йеңи йипәк йоли қурулуши” ға капаләтлик қилиш үчүн уйғурларни бастурушни күчәйткәнлики вә буниң үчүн лагерлар тәсис қилғанлиқи баян қилиду. У мақалисидә лагерлар мәсилиси явропа вә америкида күнтәртипкә келишкә башлиғандин кейин хитайниң әслидә йошуруп келиватқан лагерларни әмди башқичә намларда аташқа вә пәрдазлап көрситишкә урунуватқанлиқи, бирақ бу урунушларниң тутқундики милйонлиған уйғурларниң паҗиәлирини йошурушқа купайә қилмайдиғанлиқи баян қилиду. У йәнә хитайниң 11-айда өткүзүлидиған б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң хитай вәзийитини көздин көчүрүш йиғинида техиму еғир хәлқаралиқ бесимға дучар болуши мумкинлики тилға алиду.

Дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәнди бу һәқтә тохталғанда җаза лагерлири мәсилисиниң германийә хәлқигә барғансери тонуш бир мәсилигә айлиниватқанлиқини илгири сүрди.

Мақалидә ислам дунясиниң ғәрб дөләтлириниң әксичә һелиһәм сүкүттә туруватқанлиқини, әмма бу сүкүтниң узун давамлашмайдиғанлиқи, ислам җамаитиниң хитайниң уйғур дияридики диний бастурушлиридин чөчүшкә башлиғанлиқини тилға алиду. У буниңға мисал тәриқисидә йеқинда пакистан диний ишлар министириниң уйғур мусулманлириниң етиқадиға қилиниватқан зулумға қарита инкас билдүрүп, хитай-пакистан оттурисида мәлум сүркилишләргә пилта болғанлиқи, ақивәттә пакистан һәрбий әмәлдариниң бейҗиңға берип хитайдин әпу сориғанлиқиму қистуруп өтиду һәмдә келәчәктә ислам дунясидиму хитайға нисбәтән күчлүк қаршилиқларниң чоқум баш көтүридиғанлиқини әскәртиду.

“җаза лагерлири һәқиқәтән мәвҗут” намлиқ бу мақалида йәнә хитай ахбарат васитилириниң һазирға қәдәр җаза лагерлири тоғрилиқ һеч зуван сүрмигәнлики, шөһрәт закирниң баянлиридин кейин бәс-бәстә программа вә хәвәрләр тарқитип, җаза лагерлирини гоя уйғур хәлқигә яхши иш қилип бериватқан дана сиясәтләрниң қорали сүпитидә көккә көтүрүватқанлиқиму тәкитләп өтиду.

Дәрвәқә, хитай мәркизи телевизийә истансиси 3-өктәбир тарқатқан бир филимда лагердики тутқунларниң компартийәниң бу сияситидин мәмнун икәнликини изһар қилған көрүнүшлиригә орун берилгән. Германийәдики хитай ишлири мутәхәссиси адриян зенз бу һәқтә мәтбуатниң зияритини қобул қилғанда “бу филимда сим тосуқлар билән қоршалған лагерларниң қияпити йоқ, мәһбуслуқ кийимидики тутқунларниң сияқи йоқ, қораллиқ сақчиларниң муһасириси йоқ” дейиш арқилиқ хитай тәшвиқатиниң сахтилиқини паш қилиду.

Германийәдики уйғур җамаәт әрбаблиридин аблимит турсун әпәнди бу һәқтә тохталғанда җаза лагерлири мәсилисини ғәрбтә йәниму илгирилигән һалда тонутуш үчүн муһаҗирәттики уйғурларниң техиму зор ғәйрәтләр көрситишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.

Буниңдин һәптиләр илгири баварийә радийосида елан қилинған “хитайниң шинҗаңдики мәдәнийәт қирғинчилиқи” намлиқ 24 минутлуқ мәхсус программисида уйғур дияриниң “үсти очуқ түрмә” гә, “сақчи дөлити” гә айланғанлиқи йәниму илгирилигән һалда йорутуп берилгән иди. Программида лагерлардики уйғурларниң компартийәни мәдһийәләп нахшилар ейтиватқанлиқи, җәмийәттики уйғурларниң һәр күни қизил байрақ чиқирип, компартийәгә садақәт билдүрүшкә мәҗбурлиниватқанлиқи уйғур дияридин биваситә игилигән мәлуматлар асасида баян қилинған. Бу хилдики мақалә вә программилар германийә мәтбуатлирида үзүлмәй елан қилинип турмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.