Хәлқара таратқулар: “хитай уйғурларниң миллий мәвҗутлуқиға һуҗум қилмақта”
2018.09.14
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, хитай һөкүмитиниң уйғур елида бир милйондин ошуқ уйғурни аталмиш “йепиқ тәрбийә лагерлири” ға қамап, уларни роһий вә җисманий қейин-қистаққа елиш арқилиқ кимликидин ваз кечишкә мәҗбурлаватқанлиқиға аит хәвәрләрниң көпләп ашкарилиниши вә хәлқаралиқ мустәқил кишилик һоқуқ органлириниң бу һәқтики күчлүк доклатлири нәтиҗисидә бу мәсилә нөвәттә хәлқарада, болупму ғәрб әллири мәтбуатлирида зор инкас қозғимақта.
Нөвәттә һәрқайси мәтбуатларда лагерларниң қурулуш мәқсити, уйғурларниң немә үчүн лагерға қамиливатқанлиқи күчлүк диққәт қозғаватқан бир темиға айланди. Йеқинда “асия-тинч окян сиясәт мунбири” намлиқ органниң тор радио сәһиписидә мана бу лагерлар вә униң уйғур миллий мәдәнийити вә кимликигә көрситиватқан тәсирлири үстидә сөһбәт болуп өтти. Мәзкур сөһбәткә уйғурларни узун йиллардин бери тәтқиқ қилип кәлгән вә хәлқарада уйғур райони тәтқиқати бойичә тонулған мутәхәссисләрниң бири һесаблинидиған австралийә дөләтлик университетиниң оқутқучиси, пост-доктор том килиф әпәнди тәклип қилинған.
Программа риясәтчиси радио аңлиғучиларға алди билән уйғурларниң хитайниң ғәрбий-шималидики “шинҗаң” дәп атиливатқан районда яшайдиған узун тарихқа вә мәдәнийәткә игә бир хәлқлиқини, хитай һөкүмитиниң районда “үч хил күч” билән күрәш қилиш нами астида қаттиқ зәрбә бериш һәрикәтлирини йүргүзүш билән биргә йәнә мушу нам билән бир милйон әтрапида уйғурни “қайта тәрбийә” лагериға солиғанлиқини ейтиду вә пост-доктор том килифтин хитай һөкүмитиниң районда террорлуқ билән күрәш қиливатқанлиқини илгири сүрүшигә қандақ қарайдиғанлиқини сорайду.
Том килиф бу соалға җаваб берип: “мән уни террорлуққа қарши уруш дәп қаримаймән. У хитай һөкүмити илгири сүргәндәк дөләтниң дүшмәнлирини тазилашни әмәс, уйғурларниң миллий мәдәнийити вә аилә қурулмисини бузуп ташлашни мәқсәт қилған. Һазир буниң тоғрилиқини испатлайдиған техиму көп пакитлар ашкарилиниватиду. Қисқиси, бу һәрикәт хитай болмиған мәдәнийәт нопузини бузуп уни хитайчә мәдәнийәт нопузиға алмаштурушни мәқсәт қилған,” деди.
Том килифниң қаришичә, хитай һөкүмити уйғурларға йүргүзүватқан сиясәтлирини аилә қурулмисини асас қилип туруп елип бериватқан болуп, у хитай һөкүмитиниң һәрбир уйғур аилисигә хитай кадирларни әвәтиш арқилиқ уларниң уйғурдәк яшаватқан яки яшимайватқанлиқини көзитишидә ипадилинидикән. Хитай һәрбир аилидә кадир турғузуш арқилиқ уйғур аилилириниң әң асасий мәдәнийәт амиллирини йоқатмақчи болған. Том килиф сөзидә йәнә “йеқинда үрүмчи шәһәр башлиқиниң чиқип уйғурлар дегән түркий хәлқ әмәс, уларниң түрк миллити билән һечқандақ алақиси йоқ дейишиму хитай һөкүмити йүргүзүватқан һәрикәтләрниң әмәлийәттә уйғур аилә қурулмисиға қарши елип бериливатқан һәрикәтликини ениқ ипадиләп бериду. Лагерларниң асасий мәқсити уйғурларни өз ата-бовилиридин пүтүнләй тандуруп, уйғур аилисидин ибарәт болған иҗтимаий-иқтисадий қурулмини өзгәртип, уйғурларни хитайға охшаш һәрикәт қилидиған хитай аиливи қурулмисиға айландуруветишни мәқсәт қилған,” деди.
Программа риясәтчиси: “хитай һөкүмити тибәтләргиму қаттиқ қоллуқ сиясәтләрни йүргүзгәнликидин қариғанда, юқириқиларни хитайниң башқа аз санлиқ милләтләргиму охшаш сиясәт йүргүзидиғанлиқиниң бешарити дейишкә боламду?” дәп сорайду. Том килиф әпәнди өзиниң бу қарашқа қошулмайдиғанлиқини әскәртиду. У: “хитайниң ғәрбий-җәнубидики районларда яшайдиған нурғун аз санлиқ милләтләр бар. Қарайдиған болсиңиз, уларниң пәрқлиқ мәдәнийити, пәрқлиқ миллий кийим-кечәклири болған тәқдирдиму уларниң аллиқачан һөкүмәткә интайин маслашқан һалда яшаватқанлиқини көрисиз. Улар хитай миллити биләнму наһайити йеқин. Демәк, хитай һөкүмитини аз санлиқ милләтләрниң һәммисигә охшаш муамилә қилиду, дегили болмайду. Хитай һөкүмити пәқәт хәтәрлик дәп қариған милләт вә гуруппиларни ашундақ усулда бастуриду десәк тоғра болиду,” деди. У буниңға хитай һөкүмитиниң фалунгоң муритлириға қаратқан бастурушиниң интайин яхши бир өрнәк болалайдиғанлиқини тилға елип өтиду.
Буниң билән риясәтчи том килиф әпәндидин: “ундақта, уйғур мусулманлириниң мәдәнийитидики хитай тәһдит дәп қараватқан нәрсә немә? немишқа хитай һөкүмити уларни шунчә қаттиқ бастуруватиду?” дәп сорайду. Том килиф буниңға мундақ җаваб бериду: “бу дәл уйғурларниң пәрқлиқ болушидур. Хитай һөкүмити һазир охшимаслиқларни пәрқләрни сүпүрүп ташлап, пәрқлиқ мәдәнийәт нопузлириға қарита рәтләш вә түзәш елип бериватиду. Мәсилән, бир уйғур аилисидә дада әң муһим орунда туриду. Униңдинму юқири мутләқ орунда туридиғини аллаһтур. Демәк, хитай һөкүмити мана мушуни өзгәртмәкчи. Кишиләрни аллаһға әмәс, бәлки компартийигә етиқад қилидиған һалға әкәлмәкчи. Хитайниң шәрқий районлиридики кишиләр аллиқачан ‛мән компартийигә етиқад қилимән‚ дәйдиған болди.”
Том килиф әпәнди сөзи давамида йәнә хәлқара җамаәтниң чоқум уйғурларниң һазирқи вәзийитигә ортақ һалда җиддий инкас қайтуруши керәкликини, чүнки пүткүл уйғур мәдәнийити интайин еғир зиянға учраватқан бир шараитта буниң ақивитини тәсәввур қилишниң қейинлиқини билдүрди. Том килиф әпәнди әмди хитай һөкүмити сиясәтлирини өзгәртип илгирики бир мәзгиллик юмшақ һөкүмранлиқ мәзгиллиригә қайтқан тәқдирдиму, уйғурларниң әмди хитай компартийисигә болған ишәнчини қайта турғузушиниң мумкин әмәсликини тилға алиду.
Австралийә дөләтлик университетиниң оқутқучиси доктор том килифиниң юқириқи сөзлиридин мәлум болғандәк, хитай һөкүмити өзлириниң уйғур елида террорлуққа қарши күрәш қиливатқанлиқини тәшвиқ қилсиму, әмәлийәтниң ундақ әмәслики һәр күни йәниму көп пакитлар билән оттуриға чиқармақта. Нурғун мутәхәссисләр хитай һөкүмити илгири сүргәнләрни рәт қилмақта. Бу һәқтә “ташқи сиясәт” журнилида елан қилинған “хитайниң йиғивелиш лагериға әвәтилиштики 48 сәвәб” намлиқ мақалидиму мана бу идийә алға сүрүлгән. Мақалә аптори таннер грир хитай һөкүмитиниң уйғур елида террорлуққа қарши туруш баһаниси билән пүткүл бир милләткә һуҗум қиливатқанлиқини ейтқан. Апторниң ейтишичә, у лагерлар һәққидә һазирғичә ашкариланған учурларға асасән райондики уйғур вә қазақ қатарлиқ мусулман милләтләрниң лагерға қамилишиға сәвәб болуватқан амилларни йиғип рәтләп чиққан икән. Улар чәтәлләрни зиярәт қилғанлар билән сөзлишиш, чәтәлләргә чиққан болуш, башқиларға гунаһ қилмаслиқ тоғрисида вәз ейтиш, күн чиқиштин аввал ғизалиниш, өйидә артуқчә йемәклик болуш, көп балилиқ болуш, һарақ ичмәслик, тамака чәкмәслик, өйидә бирдин көп пичақ болуш, мәсчиткә бериш, рози тутуш, ата-аниси өлүп кәткәндә һаза ечиш, мәктәп ичидә яки хизмәт орнида ана тилида сөзләш, байрақ чиқиришқа қатнашмаслиқ, мейитни уйғур өрп-адити бойичә йәрликкә қоюш, сақчиға тизимлатмай туруп өйигә меһман чақириш қатарлиқ 48 хил иш-һәрикәтни өз ичигә алидикән.
Аптор мақалисидә хитай һөкүмитиниң миллий кимлик вә дини әқидигә зәрбә бериш арқилиқ уйғур вә қазақларни хитайдәк болушқа мәҗбурлаватқанлиқини баян қилған. У мақалисини төвәндики сөзләр билән аяғлаштурған: “хитайниң қаттиқ зәрбә бериш һәрикитиниң мәқсити хитай илгири сүргәндәк ‛террорлуққа зәрбә бериш‚ әмәс, бәлки аз санлиқ милләтләрниң дини вә миллий кимликигә зәрбә бериштур. Хитай һөкүмити уйғурларни һаятиниң һәр бир җәрянлириға қоюлған көрүнмәс сизиқлардин тәшвишлинип яшайдиған бир қорқунчлуқ атмосферани шәкилләндүргән. Җүмлидин хитай һөкүмити ‛террорлуққа қарши туруш һәрикити‚ дегән нам билән әмәлийәттә дөләт террорлуқини шәкилләндүргән.”