Хәлқара ахбаратлирида уйғурларниң вәзийити һәққидики мәзмунлар күнсайин көпәймәктә
2018.10.29

Уйғурларниң аталмиш “җаза лагерлири” ға милйонлап қамилиши, уйғур пәрзәнтлириниң ата-анилиридин айрилиши, уйғур зиялийлири вә оқуғучиларниң тутқун қилиниши яки из-дерәксиз йоқап кетиши пүтүн дуня көңүл бөлүватқан бир мәсилигә айланди. Шуниңға әгишип нурғун хәлқаралиқ тәшкилатлар, органлар, уйғур тәшкилатлири вә җамаәтлириму уйғурларниң бундин кейинки вәзийитиниң яхшилиниши үчүн зор күч чиқармақта.
Нәччә күн аввал әнглийә радийо ширкити (BBC) ниң “Бүгүнки әң яхши” программисида уйғурларниң җаза лагерлириға қамилиши һәққидики радийо хәвирини аңлатти. Хәвәрниң башланмисида риясәтчи хитайниң пүтүн уйғур диярида торлашқан җаза лагери системисини қурғанлиқи, нурғун уйғурниң сәвәбсиз тутқун қилинғиниға аит йеңи пакитларни байқиғанлиқ һәққидә учурға игә болғанлиқини ейтип өтти.
Хәвәрдә BBC ниң уйғур диярида зиярәттә болған мухбири җон садворсниң шу җайда көргән адәмниң ишәнгүси кәлмигүдәк дәриҗидики мәнзириләр нуқтилиқ баян қилинған.
У шу мәнзирини мундақ тәсвирләйду: “сиз шинҗаңда әрләрниң узун сақал қойғанлиқини қәтий көрәлмәйсиз, чүнки у чәкләнгән. Мәсчитләрдә намаз оқуватқан мәнзирә әсла йоқ. Һечким бизниң соалимизға җаваб беришкә петиналмайду, чүнки кәйнимиздә пейимизға чүшкән адәм бар. Биз 100 миң адәмниң қамалғанлиқидин хәвәр тапқан лагерни зиярәт қилишқа тириштуқ, әмма йолниң әтрапи пүтүнләй етиветилгән икән. Җуңго һөкүмити уйғурларни тәрбийәлиниватиду, дәватиду. Әмма нурғун балиларниң ата-анилири лагерларға әкетилипту. Пүтүн бир милләт кризисқа дуч кәлмәктикән.”
BBC Ниң “бүгүнки әң яхши” программисида йәнә әнглийәдики уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рәһимә мәхмут ханимниңму сөзлиригә орун берилгән. Рәһимә ханим өзиниң юрти ғулҗида йүз бәргән қанлиқ бастуруш һәққидә мунуларни баян қилған: “уйғур дияриниң вәзийити бәкла начар. Улар һәрқайси җәһәттин кәмситиш вә пәрқлиқ муамилиләргә учрап туриду. 1997-Йили мениң туғулған юртум болған ғулҗида уйғурлар хитай һөкүмитидин баравәрлик тәләп қилип кочиға чиққан. Бирақ һөкүмәт униңға җаваб бериш уяқта турсун, уйғурларни һәрбий күчләр арқилиқ қаттиқ бастурған. Бу вәқә кейин зор көләмлик адәм тутушқа айланған. Мән ашундақ қорқунчлуқ мәнзирини өз көзүм билән көрдүм.”
Түнүгүн, йәни 25-өктәбир күни әлҗәзирә торида “ғәрбий хитайдики уйғурлар” темисидики бир филим тарқитилған. Мәзкур филимда уйғурларниң қисқичә тарихи, һазирқи вәзийити тонуштурулғандин башқа йәнә америкидики уйғур адвокат нурий түркәл, вашингтон штатлиқ университетиниң доктор аспиранти дәррен байлер қатарлиқ бир қанчә паалийәтчиләр билән елип берилған зиярәтму нуқтилиқ гәвдиләндүрүлгән.
Филимниң бешида уйғур миллитиниң тарихтин буян қоллинип келиватқан тили, йезиқи вә мәдәнийити қисқичә тонуштурулғандин кейин, 1949-йили хитай коммунистик партийәсиниң рәиси мав зедуңниң уйғурларниң земини болған “шәрқий түркистан” ни тартивелиш үчүн қолланған тәдбирлириму алаһидә баян қилинған. Униңдин башқа йәнә намрат хитай деһқанларниң биңтуәнгә ишлигили келишиниму тилға алған.
Филимда йәнә хитайниң ички өлкилиридин нурғун адәмниң уйғур дияриға йөткилиши вә бу хил әһвалниң уйғурларға көрсәткән тәсири һәққидә дәррин байлер өз көз-қаришини мундақ баян қилған: “уйғур диярдики барлиқ яхши сиясәтләр хитайлар үчүн болуватиду. Бундақ әһвалда уйғурларда хитай көчмәнләр бизниң қезилма байлиқлиримиздин пайдиланди, мениң йеримни тартивалди, дәйдиған һессият тәбиийла шәкиллиниду. Хитайлар бу йәргә келип мал баһасини өстүрүш арқилиқ пул тапти. Пүтүн яхши хизмәтләрни хитайларға бәрди. Шуниң билән уйғурлар әслидинла бәһримән болушқа тегишлик нәрсиләрдин бәһримән болалмай, җәмийәт намратлиққа қарап йүзләнди.”
Филимдики йәнә бир ярқин нуқта уйғур мусулманлириниң намаз оқушидур. Буниңға қарита нурий түркәл әпәнди чүшәнчә бәргән. У мундақ дегән: “уйғурлар һәр җүмә күни мәсчиткә берип җүмә намизи оқуйду. Әмма хитай һөкүмити буни чәклиди. Адәмләр һәр хил тәкшүрүшләрдин өтиду. Адәттә мәсчиттә һечқандақ адәмниң рәсими есилмайду. Һалбуки, ши җинпиңниң рәсими есилиду вә қизил байраққа қарап тәзим қилиш тәләп қилиниду.”
Филимниң ахирида нурий түркәл әпәнди дунядики башқа ислам дөләтлириниң уйғурларниң һазирқи вәзийитигә қарита сүкүттә турувелишини әйибләп, мундақ дегән: “ислам дөләтлири бу мәсилә һәққидә аваз чиқирип бақмиди. Сәуди әрәбистан, түркийә, иран қатарлиқ дөләтләр қени? хитай һөкүмити уйғурлардики ислам әқидисини психикилиқ кесәл дәп атаватиду. Қени, ислам әллириниң инкаси?”
Әлҗәзирә вә BBC ға охшаш бундақ чоң ахбарат васитилириниң уйғурлар һәққидә хәвәр бериши ғәрб әллириниң уйғурлар үчүн сүкүттә турмайдиғанлиқини көрситип бәрмәктә, болупму BBC қанилида берилгән уйғур дияриниң даванчиң районида йеңидин байқалған лагерлар һәққидики син хәвири хәлқаралиқ таратқуларда күчлүк диққәт қозғимақта.