Австралийә ABC хәвәр қанили уйғур елидә шиддәт билән көпийиватқан лагерларни хитайниң тәшвиқати билән селиштурди

Мухбиримиз ирадә
2018.11.02
lager-yighin-oginish.jpg Әтрапи қораллиқ әскәр вә танкилар билән қоршалған “тәрбийәләш лагери”.
Social Media

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, австралийәдики “истратегийә вә сиясәт институти” (ASPI) ниң 3 нәпәр тәтқиқатчиси 31‏-өктәбир күни уйғур елидики лагерлар хәритиләштүрүлгән чоң һәҗимлик бир доклат елан қилип күчлүк диққәт қозғиди. Доклатта әскәртилишичә, хитай һөкүмити уйғур елидики лагерларни наһайити қисқа муддәт ичидә тез сүрәт билән көпәйткән болуп, униң тезлики хитай һөкүмитиниң дәталаштики җәнубий деңизда “сүний аралларни” ясаштики тезликини әслитидикән. юқиридики бу тәтқиқатчиларниң қаришичә, хитай һөкүмити дуня бундақ лагерларниң мәвҗутлуқини байқап, униңға инкас қайтурғучә болған пурсәтни наһайити чиң тутуп чақмақ тезликидә һәрикәт қилған.

Җүмлидин, 2017-йилиниң бешидин һазирғичә болған арилиқта уйғур елидики 28 лагерниң көлими тез сүрәттә зорийип, икки милйон квадрат метирға йетип барған. Пәқәт йеқинқи 3 ай ичидила уларниң көлими 700 миң квадрат метир ашқан. 

Австралийә ABC хәвәр қанили мухбири юқиридики доклатқа асасән ишлигән мәхсус хәвиридә мундақ дәйду: “хитай һөкүмити өзиниң ғәрбий шималидики шинҗаң районидики бу мусулман хәлқигә кәсип өгитиватқанлиқини, уларға қандақ қилғанда яхши пуқра болушни өгитиватқанлиқини илгири сүрди. Улар буни террорлуқниң алдини елиштики яхши усули, дәйду. Бирақ күнсайин ашкарилиниватқан пакитлар бу орунларниң мәктәптин бәкрәк түрмигә охшайдиғанлиқини җүмлидин бу хәлққә меңә ююш һәрикити йүргүзүшни мәқсәт қилип, тез сүрәт билән кеңәйтиливатқан тутқун қилиш лагерлири икәнликини көрситип турмақта”. 

Юқиридики бу тәтқиқат оргини өз доклатида көрситишичә, улар 2016 ‏-йилиниң бешидин һазирғичә болған җәрянда бу 28 лагерниң қурулуши, көлими вә характери үстидә издәнгән. Биваситә гуваһчилар, сүний һәмраһ көрүнүшлири, хитай мәтбуатлирида чиққан хәвәрләр, хизмәтчи қобул қилиш еланлири, хитайдики иҗтимаий тор бәтләрдики алақидар мәзмунларни селиштуруш асасида тәйярланған мәзкур доклат һазирғичә лагер һәққидә елан қилинған наһайити әтраплиқ вә рәсмий доклатларниң бири болуп һесаблинидикән.
Доклатни тәйярлиғучи тәтқиқатчиларниң бири болған фергус райн ABC хәвәр қанилиға қилған сөзидә уйғур елидики инсан һәқлири дәпсәндичиликиниң интайин еғирлиқини әскәрткән. У мундақ дегән: “мениңчә хитайда тйәнәнмин вәқәсидин бери бундақ еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичилики йүз берип бақмиған”. 

Хәлқаралиқ ахбарат васитилири вә бир қисим мутәхәссисләр уйғур елидә 180дин 1200 гичә лагер болуши мумкинликини вә бу лагерларда аз дегәндә 1 милйондин 3 милйонғичә кишиниң тутуп турулуватқанлиқини мөлчәрлимәктә. Хәлқараниң күчлүк тәнқидигә қаримай, хитай һөкүмити бу орунларниң аталмиш “кәспий тәрбийиләш орни” икәнликини илгири сүридиған тәшвиқатлирини һәдәп күчәйтмәктә. Хитайниң мәркизи телевизийә истансиси вә шинҗаң теливизийәси бу “кәспий тәрбийиләш орунлири” дин тарқатқан хәвәрлиридә мәйданларда уссул ойнаватқан, васкетбол ойнаш қатарлиқ тәнтәрбийә түрлири билән шуғуллиниватқан, синипта хитайчә оқуватқан яки һүнәр өгиниватқан аталмиш “курсантларни” көрсәткән иди. Алдинқи күни хитай даирилири йәнә, уйғур аптоном районлуқ партком вә һөкүмәт, биңтуән вә шундақла һәрқайси аптоном район дәриҗилик органлардин пенсийигә чиққан исмаил тиливалди, абләт абдурешит, мәмтимин закир вә хәлчәм ислам қатарлиқ сабиқ уйғур әмәлдарлар билән һәр қайси идарә-органларниң сабиқ идарә башлиқлиридин тәшкилләнгән 64 кишилик бир гуруппини хотәндики аталмиш “кәспий тәрбийә арқилиқ өзгәртиш орунлири” ға апирип, зиярәт қилдурған. Хәвәрдә уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң сабиқ муавин рәиси мәмтимин закир вә уйғур районлуқ әдлийә назаритиниң сабиқ назири қасим мамут қатарлиқлар зиярәт қилинған. Улар сөзидә кишиләр қанунни яхши билмигәнлики үчүн җинайәт өткүзиду, шуңа бундақ тәрбийиләш орунлири наһайити зөрүр, террорлуққа қарши туруп муқимлиқни қоғдаш һәрикитимиз наһайити ишәнчлик вә үнүмлүк бир йолни тапти” дегән. “шинҗаң теливизийәси” ниң хәвиридә бу орунларда “курсантларға яритип берилгән толиму азадә өгиниш муһитидин пешқәдәм кадирларниң наһайити сөйүнгәнлики” илгири сүрүлгән. 

Һалбуки, австралийәниң ABC хәвәр қанили программисида хитай һөкүмити тарқитиватқан юқириқидәк тәшвиқат материяллири диққәт билән күзитилгәндә буниң тамамән сәһниләштүрүлгәнликини көрүвелишниң қейин әмәслики әскәртилип: “сиз бу көрүнүшләргә йеқиндин қариғиниңизда бәзи пакитларни байқайсиз. Мәсилән бу синипта аз дегәндә 5 камера бар. Васкетбол мәйданиму раст мәйдан әмәс, у пәқәт видийоға тартиштин аввал йәргә вақитлиқ селип қоюлған палаздин ибарәт. Гугул хәритиси бу орунларниң әтрапиниң пүтүнләй тикәнлик сим билән оралғанлиқини көрситип туриду. . . Хитайниң дөләт гезити бу орунларниң уйғурларниң турмушини яхшилашни мәқсәт қилип қурулғанлиқини илгири сүрди. Бирақ, чәтәлләрдики уйғур паалийәтчиләр вә ғәрблик тәтқиқатчилар тәрипидин қезип чиқириливатқан көплигән пакитлар болса хитайниң сөзлиригә ишинишни қийинлаштурмақта” дейилгән. 

Австралийәдики “истратегийә вә сиясәт институти” (ASPI) өз доклатида әгәр лагерлар мәсилисидә хитай һөкүмитигә хәлқаралиқ бесим ишлитилмигән тәқдирдә, униң бу зор көләмлик еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини йәнә үзлүксиз давамлаштуридиғанлиқини әскәрткән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.