Шветсийәлик тәтқиқатчилар уйғур мәдәнийитини қоғдашни тәләп қилди
2018.11.27
Упсала университети шиветсийәниң нопузлуқ университетлириниң бири. Мәзкур университетниң түркологийә факултети 24-ноябир күни “оттура асияда уйғурлар” дегән темида илмий муһакимә йиғини өткүзгән болуп, йиғинда нөвәттики вәзийәттә еғир хирисқа дуч келиватқан уйғур тили вә мәдәнийитини қоғдашниң зөрүрлүки тәкитләнгән.
Йиғинда шиветсийәниң түркологийә тәтқиқат саһәсидики нопузлуқ мутәхәссисләр, уйғур әдәбияти вә сәнәт саһәсидики затлар уйғурларниң тили, мәдәнийити, сәнити, тарихий, шветсийә музейлиридики уйғурларға аит вәсиқиләр, уйғур тебабәтчилики, швет мисйонерлириниң қәшқәрдики паалийити, уйғур шеирийити вә уйғур шаирлириниң һазирқи вәзийити қатарлиқ темиларда илмий мақалиләрни сунған һәм бу саһәләрдә әтраплиқ муһакимә елип барған.
Упсала университетиниң доктор аспиранти, уйғуршунас патрик халзон йиғинда мақалә оқуған уйғуршунасларниң бири. У сәйшәнбә күни зияритимизни қобул қилғанда бу йиғинниң нишани шветсийә җәмийитиниң уйғур тарихи, уйғур мәдәнийити вә уйғур районида йүз бериватқан ишларға диққитини қозғашни мәқсәт қилғанлиқини билдүрди. Униң илгири сүрүшичә, уйғурларниң нөвәттики вәзийити бәк ечинишлиқ болуп, униң мәқсити бир тәтқиқатчи сүпитидила әмәс, бәлки бир шәхс сүпитидә дуняға бу районда болуватқан ишларни билдүрүшкән.
Патрик халзон мундақ дәйду: “мән бу районда йүз бериватқан ишларни бәк ечинишлиқ һес қиливатимән вә униңдин әндишә қиливатимән. Лекин биз бир тәтқиқатчи болуш сүпитидә шундақла бир шәхс сүпитидә биз қилалайдиған иш, уйғур хәлқигә қарита немә ишларниң болуватқанлиқини дуняға билдүрүш вә буниңға инкас билдүрүштур. Биз бу районда немә ишларни болуватқанлиқини хәвәрләрдә көрүватимиз. Бу районда йүз бериватқан ишлар һәқиқәтән қорқунчлуқ”.
Патрик халзонниң уйғур тәтқиқатидики асаслиқ қизиқиш саһәси уйғур классик вәсиқиләр, болупму классик вәсиқиләрдики уйғур миллий тебабәтчиликигә даир материяллардур. Әмма патрик халзонниң тәтқиқат обйекти һазир уйғур районида “диний ашқунлуқ” яки “бөлгүнчилик” кә ятидиған хәтәрлик саһәгә айлинип қалди. Кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң илгири сүрүшичә, хитай һөкүмити уйғур мәдәнийити, сәнити, тили, тарихий, диний етиқади вә инсаншунаслиқ тәтқиқат саһәсидики уйғур зиялийлирини бирдәк тутқун қилип, йиғивелиш лагерлириға қамиған яки қамақ җазалириға һөкүм қилған.
Патрик халзон бу қетимқи йиғинда “әнәниви уйғур тебабәтчилики” дегән темида доклат бәргән. Патрик халзон өзиниң әнәниви уйғур тебабәтчилик вәсиқилириға қизип қелишидики сәвәбләр һәққидә тохтилип мундақ деди: “мән бурун мазар, тавапгаһларниң тәтқиқати билән шуғулланған. Лекин, кейинрәк барғанчә шветсийәдә сақлиниватқан уйғур классик вәсиқилиригә бәкрәк қизиқип қалдим. Чүнки, биздә уйғур тарихий вә мәдәнийитигә даир нурғун язма вә етнографийәлик вәсиқиләрниң йиғмиси бар. Шуңа, сиз шветсийәдә туруп уйғур тарихий һәққидә нурғун тәтқиқатларни елип баралайсиз. Башқиларниң биздики йиғма материяллар һәққидә қанчилик хәвири барлиқини билмәймән. Әмма биз шәрқий түркләргә аит йиғмиларда дунядики үчинчи дөләт.”
Бу қетимқи йиғинда йәнә, упсала университетидики хитайшунас профессори йоаким әнвал “шинҗаңдики аз санлиқ милләтләрниң тил әһвали”, ситокһолм университети мәркизи асия тәтқиқат программисиниң тәтқиқатчиси, профессор биргит шелтер “гуннар яриңниң тил тәтқиқати”, упсала университетиниң һинди-явропа тиллири тәтқиқатчиси, профессор ласло корали “қәдимки йипәк йолидики уйғурлар”, свен һедин фонди җәмийитиниң мәсули хокан волкуст “шветсийә музейидики қәшқәр йиғмилири” дегән темиларда, шветсийәдики уйғур рәссам ниҗат һошур “шинҗаңниң сәнәт қурулуш түридики тәҗрибиләр”, уйғур зиялийси, шаир абдушүкүр мәмәт “уйғур шеирийити” дегән темиларда доклат бәргән.
Рәссам ниҗат һошур сәйшәнбә күни зияритимизни қобул қилип, өзиниң йиғинда сөзлигән доклатини тонуштурди. У йиғинда өзиниң уйғур районидики туюқ ғоҗам йезисида уйғур балилириниң сәнәт тәпәккүрини алға сүрүш қурулуш түрини синақ қилип еришкән тәҗрибилирини сөзлигән.
Ниҗат һошур мундақ деди: “мән пәқәт өзүмниң тәҗрибилирини сөзләп бәрдим. Өзүмниң берип-келип турған вақитлиримда биз хәлқимизгә ғәрбниң әркинлик идийисини йәткүзимиз, өзүмму берип кичик түрни қилған, балиларға қәдимки будда рәсимлирини көрситип, шу усулни өзиниң һазирқи турмуши билән бағлап, балиларниң йеңилиқ яритиш роһини күчәйткән, бу, наһайити обдан болған, лекин, 2016-йилниң ахириға кәлгәндә алақә үзүлди, һазир һечқандақ алақә йоқ, дәп уларға сөзләп бәрдим”.
Йиғинда абдушүкүр мәмәт уйғурларниң әркинлик күрәшлиригә таки һазирға қәдәр илһам болуп келиватқан 20-әсирдики 3 уйғур шаириниң “ойған”, “йилларға җаваб”, “из” намлиқ шеирини шветчиға тәрҗимә қилип бәргән. У сәйшәнбә күни мухбиримизға қилған сөзидә, йиғинниң мәзмуни тарих, мәдәнийәт, тил қатарлиқ саһәләргә четилсиму, әмма униң әң ахирқи нуқтиси уйғур зиялийлириниң бүгүнки қисмәтлиригә берип тақалғанлиқи” ни билдүрди.
Абдушүкүр мәмәт мундақ дәйду: “йиғинниң омуми әһвали наһайити яхши өтти. Омумий мәзмуни тарих, сиясәт, тил, мәдәнийәт, әдәбият қатарлиқ һәр хил саһәләргә четилған болсиму, әмма униң әң ахирқи нуқтиси, уйғурларниң бүгүнки тартиватқан зулуми, билим адәмлириниң һазирқи қисмәтлиригә берип тақалди”.
Упсала университетиниң доктор аспирант патрик халзонниң илгири сүрүшичә, 24-ноябир өткүзүлгән уйғурлар һәққидики бу йиғинниң йәнә бир мәқсити бу саһәсидики хәлқара тәтқиқатчиларниң уйғур районидики лагерларни дәрһал тақаш тоғрисида чиқарған чақириқиға аваз қошушкән.
У мундақ дәйду: “бу йәрдә йәнә шинҗаңдин әндишә қиливатқан тәтқиқатчиларниң елан қилған чақириқиға даир учурлар бар. Униңда хәлқара җәмийәтниң мәзкур райондики қилмишларни дәрһал тохтитиши тәләп қилинған. Шүбһисизки бу йиғин мәзкур чақириқини диққәткә алди”.
Упсала университетидики йиғинда йәнә уйғур сәнәткарлар сәнәт номурлирини көрсәткән. Буниңда 2017-йили тутқун қилинип, қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи илгири сүрүлүватқан атақлиқ музикант вә нахшичи абдуреһим һейтниң шагирти мухтәр абдукерим, шветсийәдики йәнә бир уйғур сәнәтчи миркамил түркәл өзһал муқамини орундап бәргән.