Профессор пей : ши җинпиң җуңгони сақлап қилиши керәкму яки компартийәни?
2015.03.13
Японийәдин чиқидиған “хәвәрләр һәптилик журнили”ниң март ейиниң тунҗи санида америка кларәмонт макенна университети истратегийә тәтқиқат орниниң мудири, профессор пей мин шинниң “ши җинпиңниң уруши” сәрләвилик сиясий анализ мақалиси елан қилинди.
Мәзкур мақалидә җуңгониң нөвәттики омумий сияси вәзийити һәққидә тохталған болуп, буниңда апторниң ши җинпиң һакимийитиниң парихор әмәлдарларға вә хитайдики демократчиларға қарши елип бериватқан сиясий күриши вә буниң ақивити һәққидики қарашлиқи оттуриға қоюлған. Пий миншинниң қаришичә, хитай дөлити рәиси ши җинпиңниң, җуңгони вә яки җуңго компартийәсини сақлап қилиштин ибарәт, иккидин бирини таллаш сиясий һалакәт гирдавиға берип қалидиғанлиқини билдүргән.
Хәлқара истратегийә мутәхәссиси, профессор пей миншин мақалисиниң кириш сөз қисмида “һәрбий уруш истратегийәсидә җәң һәмишә икки йүзлүк елип берилиду. Әгәр сиз күчлүк икки тәрәп билән җәң қилмақчи болсиңиз, әлвәттә сиз әскәрий күчиңизни иккигә тәң бөлүшкә тоғра келиду. Бу хил җәң узунға созулса шәк - шөһбисизки, сизниң ғәлибиңиз нол билән ахирлишиду. Бәзи вақитта бу хилдики һәрбий уруш истратегийәси сиясий күрәшләргә анчә мас кәлмисиму, әмма һазирқи вақитниң өзидә бу хил һәрбий уруш истратегийәси ши җинпиңниң сиясий һәрикәтлиригә бир аз мас келип қиливатиду” дегән.
Профессор пей миншин мақалидә, икки йил илгири һакимийәт бешиға чиққан ши җинпиңниң тунҗи сиясий күришиниң парихор әмәлдарларни йоқитиш, демократчиларни бастуруш,кишилик һоқуқ паалийәтчилирини нәзәрбәнд қилиш, адаләт яқлиғучи адвокатларни контроллуққа елиштин башланғанлиқини илгири сүргән.
Әмма, японийәдики җуңгониң милләт мәсилиси тәтқиқатчилиридин бири нако ханим ши җинпиңниң ялғуз парихор әмәлдарларни вә хитай демократчилиринила бастуруп қалмастин, бәлки тибәт, уйғур қатарлиқ милләтләрниң мустәқиллиқ һәрикәтлирини шидәт билән бастуруватқанлиқини билдүрди.
Мақалидә дейилишичә, ши җинпиң дәвридин илгирики он йил ичидә җуңго компартийәсиниң юқири қатлимида җәми 65 әмәлдар парихорлуқ билән әйиблинип қолға елинған, әмма ши җинпиң икки йил ичидә 71 парихор әмәлдарни тутқан. Мәмликәт миқиясида 9600 әмәлдарға җаза берилгән.
Пей миншин мақалисидә, ху җинтав дәвригә селиштурғанда ши җинпиң һакимийитидә парихорлуққа зәрбә бериш нисбитиниң бәлгилик ашқанлиқини, әмма 2014 - йиллиқ компартийә ичидики парихор әмәлдарларға аит доклатниң техи елан қилинмиғанлиқини, лекин бәзи бир учурларға қариғанда, парихор әмәлдарларниң сани илгирикидин бәлгилик дәриҗидә ашқанлиқи мумкинчиликини көрситип, гүйҗу, йүннән,җяңсу қатарлиқ өлкиләрдә байқалған парихор әмәлдарлар саниниң һелила юқирилиқини билдүргән.
Мақалидә өткән йилидин башлап ши җинпиңниң парихорлуққа қарши туруш күрәш нишанини мәркизи һәрбий ишлар комитетиға қаратқанлиқини, һәрбий қоманданлиқ штаблири, һәрбий қисимлардики генерал майор дәриҗисидин юқири 16 әмәлдарниң қолға елинғанлиқини илгири сүрүш билән биргә, хитай һәрбий ишлар комитетиниң иккинчи номурлуқ әмәлдари шү сәйхуниң қолға елинғанлиқиниму алаһидә әскәртип өткән.
Аптор мақалисидә, ши җинпиңниң парихорлуққа қарши туруш күришигә бир қисим авам хәлқ барикала ейтип, дөләт рәисигә апирин оқуп “ши җинпиң, парихорлар үчүн әң бихәтәр җай болған компартийә ичигә мокунүвалған парихор әмәлдарларға атом бомбиси ташлаватиду” дәп, уни махтап тәрипләватқанлиқиниму баян қилған.
Мақалиниң иккинчи бөликидә профессор пей миншин, һазирчә ши җинпиңниң парихорлуққа қарши туруш, демократийәни бастуруш күришиниң ғәлибилик елип бериливатқанлиқини шундақла бу күрәштә җуңгодики бир қисим өктичи интернет блог язғучилири қолға елинип, барлиқ интернет торлири қамал қилинип, ши җинпиңға қарши мақалә вә язмиларниң барғанчә азийип барғанлиқини қәйт қилған.
Мақалидә, аптор җуңго университетлиридики әркинликни тәрғип қилип, ши җинпиңға қарши чиққучи зиялийларниң аллиқачан тутқун қилинип түрмиләргә ташлинип болғанлиқини, әгәр ши җинпиң бундақ қаттиқ қоллуқ қилмиса, өз тәғдириниң 80 - йиллардики ху явбаң билән җав зияңға охшап қилишидин әндишә қиливатқанлиқиниму оттуриға қойған.
Пей мишин мақалисиниң “демократийәни бастуруш” дегән қисмида,“ши җинпиң демократийәни бастуруш, әркинликә интилгәнләрни тутқун қилиш, бу хил идийәләрниң дөләт ичигә тарқилип кетишиниң алдини елиш арқилиқ, компартийәниң бихәтәрликини ишқа ашурғили болиду дәп ойлайду. У, демократийә билән әркинлик җуңгода зорийип кәтсә компартийә заваллиққа йүз тутиду дәп қарайду. Ши җинпиңниң әң ахириқи мәқсити болса, компартийәни пак - пакизә тазилап, сағлам болған хитай компартийәсини бәрпа қилиш” дегән.
Мақалиниң “ши җинпиңниң һәқиқий маһийити” дегән қисмида болса “ши җинпиң "йолвасни тутуш, чивинни уруш"тин ибарәт бу сиясий тактикисини һә дәп хәлққә көрситиватиду. Лекин бу сиясәт қачанғичә дава қилиду? әгәр бу узунғичә давам қилса, бу мәнисиз бир сиясәт болиду. Чүнки, мәсулийәтни өз үстигә алмиған, қануний җавабкарлиқ болмиған бир дөләт, өз қануни, һакимийити, дөләт систимиси вә башқа тәрәпләрдә ислаһат елип бармиса, бу хилдики парихорлуқ қилмишлири давамлишивериду. Ши җинпиң сиясий ислаһат елип беришни пиланлаватиду. Униң сиясий ислаһат пилани иқтисадни гүлләндүрүш. У, өзиниң мәсләкдашлирини топлап, өз күчини күчәйтип кона систима бойичә дөләтни башқурмақчи боливатиду” дейилгән.
Профессор пей миншин мақалисиниң ахириқи қисмини “җуңгуниң икки хил кәлгүси” сәрләвһилик мулаһизиси билән ахирилаштурған болуп,униңда “җуңгониң сиясий ислаһати 4 - июн тйәнәнмен вәқәсидин кейин елип берилиши керәк иди. Әмма, компартийә буниңға һазирғичә қилчә пәрва қилмиди. Ши җинпиң парихорлуққа қарши туруш сияситини йүргүзүп авам хәлқниң алқишиға еришти. 2013 - Йилидин башлап давамлишип келиватқан бу күрәш ғәлибә қилди. Лекин, ши җинпиңниң компартийә ичидики парихорлуқни пак - пакизә тазилаш үмидигә йетиши толиму узақ иш болуп, бәлки қисқа вақит ичидә компартийә ичидин униңға қарши дүшмән чиқиши мумкин. Чүнки, ши җинпиң бастуруватқан компартийә ичидики парихорлуқ бир - биригә зәнҗирсиман тутишип кәткән. Җуңголуқларниң сөзи бойичә ейтқанда " сесиқлар дөләтниму сеситиду" дегәндәк компартийәдики парихор әмәлдарлар ахири җуңгони вәйран қилиду. Әгәр ши җинпиң компартийә ичидики тегидин сесип кәткән парихорлуқ қилмишлириға қарши ахириғичә күрәш қилмақчи болидикән. Ақивәттә бу ишқа компартийә аҗиз келип өзи вәйран болиду. Сәвәби җуңго компартийәси ичидә сап әмәлдарлардин парихорлар көп. Йиғип ейтқанда, җуңгони компартийә ичидики парихор әмәлдарлар вәйран қилиду. Шуңа ши җинпиң парихорлуққа қарши туруш билән демократийәни бастуруш күришигә диққәт қилмиса, өзи компартийәни вәйран қилип қойиду” дегән.
Мақалиниң ахириқи бу қисимида йәнә аптор “һазирқи вақитниң ичидә ши җинпиң демократийәни бастуруш арқилиқ вақитлиқ ғәлибигә еришкәндәк көрүнсиму, лекин биз узаққа нәзәр салсақ, җуңго компартийәси әмди мәңгү ғәлибә қилалмайду. Буниң сәвәби толиму аддий, чүнки ши җинпиңниң һазир елип бериватқан күриши бирла кишигә қаритилған күрәш әмәс, нурғунлиған демократийәни яқлиғучи хәлққә қаритилған уруш. Мундақчә ейтқанда, ши җинпиң демократийә билән уруш қиливатиду. Бу урушта у, мутләқ ғәлибә қилалмайду. Униң өз һоқуқини давамлаштурушиға йәнә сәккиз йил вақит бар. Бу җәрянда у я компартийәни вә яки җуңгони сақлап қилиштин ибарәт иккидин бирини талашқа дуч келиду. Мундақчә ейтсақ, компартийә билән бирлишиш керәкму вә яки хәлқ билән дегән мәсилигә дуч келиду. Әгәр у, хәлқ билән бирләшсә компартийәниң дүшминигә айлиниду. Әмма адаләтпәрвәр болиду” дегән.
Юқири аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.