Японийә мәтбуати мақалиси:“африқидики җибути хитайниң һәрбий базиси болиду”
2016.03.02

Японийәдин чиқидиған “һәптилик хәвәрләр” журнилиниң 23 - февралдики санида мухбир морган вензаниң “африқидики җибути хитайниң һәрбий базиси болиду”сәрләвһилик мақалиси елан қилинған.
Хитайниң африқиниң җәнубидики бу районда һәрбий база қуруши японийә җәмийитидә күчлүк инкасларни қозғиған болуп, бу һәқтә бир қисим мутәхәссисләр өзлириниң охшимиған қарашлирини баян қилған.
Мухбир морган венза мақалисидә алди билән африқидики җибути билән хитай оттурисида имзаһланған һәрбий келишимләр тоғрисида тохтилип: “нопуси бир милйонға йәтмәйдиған,аһалисиниң 20% намратлиқта яшайдиған бу дөләтниң, хитайниң һәрбий база қуруш тәклипини қизғинлиқ билән қобул қилиши бәлким, иқтисадий нәпкә еришишни көзлигәндин болса керәк” дәйду.
Җибути дөлитиниң җуғрапийивий вә сиясий орниниң әвзәлликини тилға алған аптор:“җибутиниң истратегийәлик орни муһим болғанлиқтин, йеқиндин буян америка, фирансийә, японийә қатарлиқ дөләтләрму бу йәргә һәрбий база қурушни пиланлаватиду” дәйду.
Аптор мақалисидә, илгири фирансийәниң мустәмликиси болған җибутиниң әмдиликтә хитайниң қолиға өтүп кетиш еһтималлиқиниңму йирақ әмәсликини алаһидә әскәртип өтиду.
Мақалидә 2015 - йили 11 - айда хитай дөлитиниң җибутидики һәрбий базини он йиллиқ иҗаригә алғанлиқини, базиниң йиллиқ иҗариси йүз милйон доллар болуп, хитайниң дәсләпки қәдәмдә йүз милйон доллар тапшурғанлиқини билдүргән.
Җибутиниң президенти исмайил өмәр ройтерс агентлиқиниң зияритини қобул қилғанда:“хитай пат йеқинда һәрбий қурулуш әслиһәлирини селишни башлайду” дегән.
Мухбир морган венза мақалисидә, нефитқа күчлүк еһтияҗи болған хитай дөлитиниң оттура шәрқтики уруш отидин әнсирәп, җибути арқилиқ оттура шәрқниң нефитини өзигә тошушни пиланлаватқанлиқини шундақла бейҗиңниң нәзиридә бу йол әң бихәтәр су йоли дәп қарилидиғанлиқини оттуриға қойған.
Хитай африқиниң җәнубида түрлүк иқтисадий һәрикәтләрни елип бериватқан болуп, һәтта бу районларда банкиларни ачқан.
Мақалидә көрситилишичә, өзидә һечқандақ йәр асти тәбиий байлиқ болмиған җибути дөлити хитайдин түрлүк малларни импорт қилған. 2000 - Йилидин та һазирғичә болған арилиқта хитай җибутиниң тәрәққияти үчүн 60 милйон доллар ярдәм қилған.
Җибути йеңидин айродром, порт қурмақчи болуп, дәсләпки қәдәмдә бу пилан үчүн хитайдин 124 милйон доллар ярдәм қилишни тәләп қилған.
Ундин башқа җибути өзидин башқа дөләтләргә тутишидиған төмүр йол қурулушини башлимақчи болған болуп, буниң үчүн дәсләптә хитайдин 400 милйон доллар тәләп қилған.
Апторниң баян қилишичә, һазирчә хитай армийәсидин он миң әскәр җибутиға орунлаштурулған болуп, униңдин башқа армийәдә хизмәт қилидиған көплигән хитай ишчи - хизмәтчилириму бу йәргә орунлаштурулған.
Мақалидә америка җоһнс хопкенс универистетиниң хәлқара мунасивәтләр тәтқиқатчиси профессор бура тиган хитайниң җибутида һәрбий база қурушиға баһа берип:“хитай бу йәрдә әскәрләргә ятақ селиш арқилиқ бу йәрни иккинчи сингапор қилмақчи” дегән.
Хитайниң җибутида һәрбий база қурушни башлиғанлиқи тоғрисидики хәвәр японийә телевизийә қаналлирида, гезит - журналларда кәң таралғандин кейин, японийәдики бир қисим хитай мәсилилири мутәхәсссилири бу һәқтә охшимиған қарашларни баян қилмақта.
Зияритимизни қобул қилған хитайдики милләтләр ишлири мустәқил тәтқиқатчиси арена сато ханим бу һәқтә тохтилип:“хитайниң көпләп мәбләғ аҗиритип, дуняниң һәр қайси җайлирида һәрбий база бәрпа қилиши тинчлиқни бузуп, хәлқарадики һәрбий риқабәтләрни күчәйтиветидиған бинормал һәрикәт. Шуңа хәлқара буниңға қарши һәрикәт қоллиниши керәк дәп ойлаймән” деди.
Японийәдики хитай вәзийити анализчилиридин кенши таро хитайниң африқидики бир қисим һәрикәтлири тоғрисида йеқинда японийә телевизийә қаналлирида берилгән бу һәқтики программилар һәққидә өзиниң қарашлири баян қилип:“хитай африқиниң иқтисадини гүлләндүрүшни мәқсәт қилған һалда, африқа әллиригә көпләп мәбләғ аҗиритип йәрлик хәлқләр үчүн яхши иш қилип бериватқандәк көрүнсиму, әмилйәттә хитайниң бу районларда елип бериватқан қурулуш, деһқанчилиқ, бақмичилиқ вә кан ечиш ишлиридики барлиқ ишләмчиләрниң һәммиси хитайдин кәлгән ишчилар болуп, улар йәрликләрдин әмгәк күчи тәләп қилмайду шундақла йәрлик кишиләргә һечқандақ техник ишлирини өгәтмәйду. Африқидин алған иқтисадий нәпни хитайға тошуйду. Ақивәттә көплигән хитай ишчилири африқиға йәрлишип бу йәрдә хитай мәһәллирини қурушқа тиришиду” деди.
Вәзийәт анализчиси кенши таро хитайниң җибутидики һәрбий базиси һәққидә тохтилип:“хитай дөлити дуняниң һәр қайси җайлирида һәрбий база қуруш арқилиқ америкиға тақабил турушни пиланлаватиду. Йәни илгирики русийәниң америкиға қарши туруш истратегийәсини қоллиниватиду. Сенкаку араллири әтрапида, җәнубий тақим арилида һәрбий база қуруп болди. Африқида һәрбий база қурушқа киришкәнликниң өзини хитайниң дуняға хоҗа болуш арзүсини ипадиләйдиған һәрикәтләр дәп чүшинимән” деди.
Кенши таро сөзиниң ахирисида йәнә:“һәр қайси дөләтләрдә үзлүксиз қурулуватқан хитай мәһәллилири қаримаққа хитай көчмәнлириниң олтурақ җайи һесаблансиму, әмәлийәттә бу мәһәллиләр хитайниң шәкли өзгәргән базилири” деди.
Японийәдики бир қисим мәтбуатларда көрситилишичә, японийә һөкүмити узундин буян африқа әллириниң деһқанчилиқ, орманчилиқ, бағвәнчилик ишлирини гүлләндүрүшкә вә екологийәлик муһитини қоғдашқа көпләп иқтисади ярдәм бәргән шундақла уларға һәқсиз техника өгитиш үчүн нурғунлиған кәспий хадимларни африқиға әвәткән.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.