Хитай әлчиханисиниң иптар зияпитигә уйғур оқуғучиларниң көпи кәлмиди
2018.05.25

Хитайниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси ю хоңяң 5-айниң 24-күни ахшам иптар зияпити бәргән. Биз игилигән мәлуматларға асасланғанда әнқәрәдики үрүмчи ашханисида бәргән бу иптар зияпитигә көп санда уйғур оқуғучи тәклип қилинған болсиму, пәқәт 8 оқуғучи иштирак қилған. Уйғур оқуғучиларниң аз келидиғанлиқини байқиған хитай әлчиханиси дәрһал сәпәрвәрлик қилип, әнқәрәдә турушлуқ хитай ширкәтлиридә ишләватқан хитай вә туңганларниму зияпәткә тәклип қилған. Иптарға қатнашқанларниң ейтишичә 40 әтрапида хитай вә туңган вә 8 уйғур иштирак қилған.
Иптар зияпитида ечилиш нутқи сөзлигән хитай әлчиси йү хоңяң рамазан ейиниң мусулманлар үчүн болған әһмийити, хасийәтлири һәққидә тохталғандин кейин, түркийәдә дөләт рәислик сайлими билән парламент әзалири сайлиминиң йеқинлишип қалғанлиқини, бәзи сиясий партийәләрниң өз мәнпәәти үчүн “шинҗаң мәсилиси” ни оттуриға ташлап, пайдилинишқа тиришидиғанлиқини, оқуғучиларни түркийәдики сиясий партийәләрниң йиғилишлириға қатнашмаслиққа, һушяр болушқа чақирған.
Арқидин түркийә дөләтлик радийо вә телевизийә идарисида ишләватқан зәйнәш исмайил сөз қилған. У сөзидә өзиниң уйғур дияридин кәлгәнликини, гәрчә түрк пуқралиқиға өткән болсиму, қәлбиниң хитайда икәнликини баян қилған. Биз униңға телефон қилип, “уйғур диярида хитай диний ибадәтни чәклигән бундақ бир күндә, хитай әлчиханисиниң иптар зияпитигә немишқа қатнаштиңиз ?” дәп сорғинимизда у, өзиниң қатнишип сөз қилғанлиқини, әмма бу һәқтә йүзтуранә көрүшкәндә мәлумат беридиғанлиқини илгири сүрүп телефонини етивалди.
“хитай әлчиханисиниң иптар зияпитигә қатнишипсиз қандақ өтти?” дегән суалимизға у, “яхши өтти” дәп җаваб бәрди.
“сиз сөзләпсиз немиләрни аңлаттиңиз?” дегән суалимизға зәйнәш исмайил “рамизанни аңлаттим” дәпла җаваб бәрди.
Уйғур диярида уйғур вә қазақлардин болуп бир милйон әтрапида киши лагерларда икән, сиз бу йәрдә хитайниң зияпитигә қатнишишиңиз тоғриму? дәп сорғинимизда қазақ миллитидин болған зәйнәш исмайил “йүзтиранә көрүшкәндә дейишәйли” дәп телефонини етивәтти.
Хитай әлчиханиси орунлаштурған иптар зияпитигә иштирак қилған әнқәрәдики гази университети оқуғучиси мәргийәгә телефон қилип, немә үчүн қатнашқанлиқини сордуқ. Мәргийә “хитай әлчиханисиниң паалийитигә қатнашсақ ата-анимизға вәтәндә пайдиси боламдикин дәп қатнаштуқ” деди.
Хитай әлчиханисиниң иптар зияпитигә иштирак қилған әнқәрәдики һаҗәттәпә университети оқуғучиси фаик биләнму телефон сөһбити елип бардуқ. Уму “вәтәндә ата-анисиға бесим ишләтмәсмикин дәп қатнашқанлиқи” ни илгири сүрди.
Әнқәрәдики истратегийилик чүшәнчиләр иниститути мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесим сияситидин түпәйли чәтәлдә хитайға қарши наразилиқниң күчәйгәнликини, хитай әлчиханиси бәргән иптар зияпитигә 8 уйғур оқуғучиниң қатнишишиниңму буниң бишарити икәнликини баян қилди. .
Хитай әлчиханиси бурун чаған, йеңи йил вә хитай дөләт байримида уйғур оқуғучиларға зияпәт берәтти. Уйғурлар мисли көрүлмигән диний вә миллий бесимға учраватқан бүгүнки күндә уйғур оқуғучиларға тунҗи қетим иптар зияпәт бериши кишиләрниң диққитини тартмақта.