Хитай әлчилики тунҗи қетим әнқәрәдә уйғурлар тоғрисида доклат бериш йиғини чақирди

Мухбиримиз әркин тарим
2015.12.04
turkiye-xitay-teshwiqat-qurbanjan-semet.jpg Қурбанҗан сәмәт “хитайни тонуштуруш вә шинҗаң” темисида доклат бериш йиғинида докилат бәрмәктә
RFA/Erkin Tarim

Хитайниң әнқәрә әлчиханиси әнқәрәдә тунҗи қетим “хитайни тонуштуруш вә шинҗаң” темисида доклат бериш йиғини чақирип, уйғур районниң 60 йилдин буян көп тәрәққиятларға еришкәнликини билдүргән. Хитайниң бу йиғидиму “мән шинҗаңдин кәлдим” намлиқ китабниң аптори қурбанҗан сәмәтни ишлитиш арқилиқ өзиниң уйғур сияситини ақлашқа урунғанлиқини көрсәткән көзәткүчиләр қурбанҗан сәмәтниңму хитай илгири ясап чиққан сүний чолпанлар кәби тарихниң шаллишиға учрайдиғанлиқини көрсәтти.

“тайимтүрк” гезитидә 27 - ноябир күни елан қилинған хәвәрдә хитайниң әнқәрә баш әлчиси йү хуңяң йиғинда қилған ечилиш нутқида, шинҗаңниң 23 милйондин көп нопуси барлиқини, йәр көлими җәһәттин түркийәдин икки һәссә чоңлуқта икәнликини тәкитләп, йеқинда 47 милләт яшайдиған шинҗаң аптоном райониниң қурулғанлиқиниң 60 йиллиқини хатирилигәнликини, өткән бу 60 йилда шинҗаңниң зор тәрәққий қилғанлиқини ейтқан.

Арқидин хитай язғучи ваң миң билән “мән шинҗаңдин кәлдим” дегән китабниң аптори қурбанҗан сәмәтни доклат бериш үчүн сәһнигә тәклип қилған. Қурбанҗан сәмәт сөзини уйғур тили билән башлап хитай тили билән давамлаштурған.

У, уйғур тили билән өзини тонуштуруп: “мениң исмим қурбанҗан, дадамниң исми муса сәмәт, мән қурбан һейтта туғулған болғачқа исмимни қурбанҗан қоюптикән. Мән әмди мениң дөлитимниң тили хитай тили билән сөзләймән” дегән.

У, нутқида уйғур дияридики милләтләр иттипақиниң яхши икәнликини, уйғурлар билән хитайларниң қериндаштәк өтүватқанлиқини тәкитлигән.

Йиғин ахирида қурбанҗан сәмәт язған “мән шинҗаңдин кәлдим” намлиқ китаб йиғин әһлигә тарқитип берилгән.

Қурбанҗан сәмәтни түркийә зиярити җәрянида, хитай әлчиханисиниң илтимас қилиши билән түркийәниң сабиқ рәиси җумһури абдулла гүлму қобул қилған.

Хитай һөкүмитиниң қисқа вақит ичидә қурбанҗан сәмәтни тикләп дуняниң һәрқайси җайлирида доклат бәргүзүшидики сәвәб немә? униң дегәнлиригә хәлқара ишинәмду? хитай күткән үмидигә еришәләмду? бу һәқтә көз қаришини елиш үчүн д у қ иҗраийә комитети мудири долқун әйса әпәнди билән телефон сөһбити елип бардуқ.

Долқун әйса әпәнди хитай тарихта ли фиң, қурбан тулум қатарлиқ кишиләрниму ясап чиққанлиқини, әмма һәммисиниң тарихниң әхләт сандуқиға ташланғанлиқини баян қилди.

У, 21 - әсиргә киргән бүгүнки күндә бу хил йоллар билән уйғурлар дучар болуватқан инсан һәқ вә һоқуқлири дәпсәндичиликини йошуралмайдиғанлиқини баян қилди.

“тайимтүрк” тор гезитиниң 27 - ноябир күни елан қилған хәвиригә асасланғанда, йиғинға түркийәниң баш министир муавини туғрул түркәш, хитайниң әнқәрә әлчиси йү хуңяң вә әнқәрә университети хитай тили вә әдәбияти кафедрасиниң оқутқучилири вә әнқәрәдики бәзи хитайлардин болуп 120 әтрапида киши қатнашқан. Йиғинниң ечилиш мурасимида сөз қилған түркийә баш министир муавини туғрул түркәш әпәнди, “дөлитимиз билән тарихий вә мәдәнийәт җәһәттин ортақлиққа игә шинҗаң хитай билән болған мунасивитимиздә көврүклүк рол ойнимақта” дегән.

Бу хитай әлчиликиниң әнқәрәдә тунҗи қетим уйғурлар тоғрисида чақирған доклат бериш йиғини һесаблиниду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.