Мисирдин айрилған бир оқутқучи: хитайниң әзһәрдики уйғур оқуғучиларға қол селиши пиланлиқ вә қәдәм басқучлуқ

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2017.07.14
misirda-uyghur-tutqun-xitay-shi-jinping.jpg Һәҗви рәсим: хитайниң әзһәрдики уйғур оқуғучиларға қол селиши. Рәбәл пәппәр, 2017-йили 13-июл.
RFA

Мухбиримиз бүгүн мисирдин 8 ай бурун айрилған, мисирдики мәзгилидә әзһәрдә оқуш үчүн кәлгән уйғур оқуғучиларға хусуси курсларда дәрс бәргән абдулла әпәндини зиярәт қилди. Абдулла әпәнди әзһәрдики уйғур оқуғучиларниң омумий әһвали һәққидә мәлумат бериш билән бирликтә, хитайниң әзһәр университетидики уйғур оқуғучиларға қол селишиниң уштумтут бир һадисә әмәсликини, униң икки йилдин бери пиланлиқ вә қәдәм басқучлуқ елип бериливатқан бир бузғунчилиқ вә зиянкәшлик икәнликини илгири сүрди.

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, мисирдики уйғур оқуғучиларниң сақчилар тәрипидин тутқун қилиниш вәқәси хәлқара ахбаратқа чиққандин кейин, хитай даирилири бир тәрәптин мисирда аталмиш мәдәнийәт паалийәтлири вә дипломатик һәрикәтләр елип берип, уйғурларниң хитай һакимийити астида бәхтлик яшаватқанлиқини тәшвиқ қилса, йәнә бир тәрәптин ахбарат вә баянатлирида мисирдики тутқунда өзлириниң қоли йоқлуқини илгири сүрмәктә. Мәсилән: хитайниң мисир әлчиханиси алдинқи күни бир уқтуруш чиқирип, мисирда көчмәнләргә қарита башқурушниң күчәйгәнликини, шуңа хитай пуқралириниң қануний рәсмийәтләр җәһәттә өзлиригә пухта болушини тәвсийә қилған. Мисирдин 8 ай бурун айрилишқа мәҗбур болған вә нөвәттә түркийәдә яшаватқан абдулла әпәнди, хитайниң юқириқи баянлирини инкар қилиду.

Униң баян қилишичә, мисирда көчмәнләргә қарита башқуруш күчәйгән әһвал йоқ, пәқәт уйғурларға қарита әзһәрдин узақлаштуруш вә мисирдин һәйдәш иҗраати бар. Униң үстигә бу уштумтутла йүз бәргән әмәс; хитай даирилири өткән йили аз дегәндә икки қетим өмәк әвәтип, уйғур оқуғучиларға мисирдин кетиш һәққидә тәвсийә вә тәнбиһләрни бәргән вә тәһдитму салған. 

Мисирдин бир ай бурун айрилған, әзһәр университетиниң 3-йиллиқ сабиқ оқуғучиси бумәрйәмму, хитай тәрәп әвәткән өмәкниң өзи вә савақдашлириға мисирдин айрилиш һәққидә тәһдит салғанлиқини баян қилиду. 

Мәлум болушичә, әзһәр университети, бултурдин башлап уйғур оқуғучи намзатлиридин хитай әлчиханисидин хәт әкелишни тәләп қилған, бу тәләп пәқәт уйғур оқуғучиларғила қоюлған. Башқа дөләттин кәлгән оқуғучилар, һәтта уйғур районидин кәлгән тунган оқуғучиларғиму бундақ шәрт қоюлмиған. Әлчиханидин хәт әкилиш тәлипи бултур мисирға оқушқа кәлгән миң әтрапидики уйғур яш-өсмүрниң әзһәрдә оқуш чүшини бәрбат қилған. Булар мәктәп сиртида әзһәрдә оқуватқан уйғур оқуғучи вә оқутқучилардин дәрс елиш арқилиқ өзлириниң оқуш арзусини қандурған. Буниму артуқчә көргән хитай даирилири мисирға өмәк әвәтип бу оқуғучиларни юртиға қайтишқа һәйдәкчилик қилған вә зорлиған. 

Даириләр, өмәк арқилиқ тәһдит селиш тәдбири карға кәлмигәндин кейин, мисирдики оқуғучиларниң аилә-тавабиатлирини гөрүгә елишқа башлиған. Бизниң бу йилниң бешида йопурға йәкшәнбә базардин әһвал игилишимиз давамида, мисирда оқуватқан ибраһим мәмәтниң дадиси вә акисиниң қамақта икәнлики ашкариланған.

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, юқириқи пакитлардин мәлум болушичә, өткән һәптә дуняға ашкариланған мисир сақчилириниң уйғур оқуғучиларни тутқун қилиш һәрикити хитайниң әзһәрдики уйғур оқуғучиларни тарқитиш вә юртиға қайтуруш һәрикитиниң әң ахирқи бир басқучи болуп, бу пәқәт мисирдики уйғур оқуғучиларниң мутләқ көп қисми тарқилип болғандин кейин, қепқалған аз бир қисмиға қарита иҗра қилинған. Абдулла әпәндиниң пәрәз қилишичә, мисирдики уйғур оқуғучиларниң бултур йил бешидики сани 3500-4000 әтрапида болуп, нөвәттә қепқалғанлири 50-60 чә болуши мумкин.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.