Явропа иттипақиниң йүрикидә хитай җасуслири қутрашқа башлиған

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2019.02.11
xitay-jasus-yawropa-ittipaqi.jpg Явропа иттипақиниң мәркизи җайлашқан белгийә пайтәхти бирюсселда хитай җасуслириниң җанлинишиға аит хәвәрдин сүрәткә елинған.
dw.com

Явропа иттипақиниң мәркизи җайлашқан белгийә пайтәхти бирюсселда хитай җасуслириниң җанлинишқа башлиғанлиқи илгири сүрүлди.

“германийә авази” радийосиниң 10-феврал “дуня гезити” дин нәқил елип баян қилишичә, явропа иттипақи ташқи ишлар мулазимәт бөлүми бирқанчә күн илгири бирюсселдики явропа иттипақиниң баш шитаби җайлашқан даирә әтрапида хитай вә рус җасуслириниң һәрикәтлириниң җанлинишқа башлиғанлиқини әскәртип, явропа дипломатлириниң баш шитап әтрапидики бирқанчә ашхана вә қәһвәханиларға кириштин сақлинишини агаһландурған. Бу агаһландуруш бирюсселдики әскирий хадимларғиму уқтурулған.

Хәвәрдә баян қилинишичә, явропа иттипақиниң мәркизи җайлашқан бирюсселда һәрикәт қиливатқан хитай җасуслириниң сани 250 киши, рус җасуслириниң сани 200 киши болуп, буларниң мутләқ көп қисми әлчихана яки сода ширкәтлириниң хадимлири икән. Улар явропа иттипақиниң баш шитаби әтрапидики ресторан вә қәһвәханиларда тимисқилап йүридикән. “дуня гезити” мухбирлири бу хәвәрни биваситә явропа иттипақи ташқи мулазимәт бөлүми даирисидин игилигән.

10-Феврал күни хитайниң бирюсселдики баш әлчиханиси хитайниң явропа иттипақидики вәкиллири билән бирликтә етираз билдүрүп, рәддийә елан қилған. Улар биваситә явропа иттипақини тилға алмай, бу учурни ашкара қилған германийәдики “дуня гезити” гә һуҗум қилған. Хитай тәрәп “дуня гезити” ни асассиз учур тарқитип, хитай билән явропа иттипақиниң арисини бузушқа урунғанлиқи, мәсулийәтсизлик қилғанлиқи, хитайға қара сүрткәнлики вә авамни қаймуқтурғанлиқидәк бир қатар нуқсанлар билән әйиблигән.

Хәвәрдә баян қилинишичә, явропа иттипақида илгири русийәниң җасуслуқ һәрикәтлири көп болған болсиму, һазир хитайниң җасуслуқ һәрикәтлири русийәдин ешип кәткән. явропа иттипақиниң әзаси болған летваниң бирқанчә күн илгири елан қилған йиллиқ доклатида хитайниң явропа иттипақиға әза дөләтләрдики җасуслуқ һәрикәтлириниң һәддидин ешип кетиватқанлиқи, хитай җасуслириниң һәтта летва пухралирини җасуслуқ қилишқа үндәватқанлиқи, летвадики тибәт мустәқиллиқ һәрикити һәм тәйвән мустәқиллиқ һәрикитигә тосалғу болушқа урунуватқанлиқи оттуриға қоюлған.

Белгийә истихбарат оргинидин пенсийәгә чиққан юқири дәриҗилик бир әмәлдарниң өткән йили “дуня гезити” гә билдүрүшичә, бүгүнки бирюссел шәһири гоя соғуқ уруш дәвридики икки лагерниң тоқунуш нуқтисиға охшап қалған. Униң дейишичә, һазир бирюсселда һәрикәт қиливатқан чәтәл җасуслириниң сани, берлин теми йиқилиштин илгирики замандикидинму ешип кәткән. Бирюсселда хитай, рус, америка вә мавританийәлик җасуслар әң көп икән. Белгийә истихбарат органлири бу йил ичидила көплигән җасусларни чеградин чиқип кетишкә буйруған.

Германийә истихбарат органлири бундин бирқанчә йил илгири германийәдики 35 миң хитайниң һәммисидинла “җасуслуқ қилиш еһтимали бар” дәп гуманлинишқа болидиғанлиқини тилға алған иди. Хитай даирилири һәтта муһаҗирәттики уйғур миллий һәрикитиниң вәкиллик оргини болған д у қ ниң баш шитаби җайлашқан мюнхен шәһиридә уйғур, шивә һәм хитай җасуслирини ишқа селип, қурултайдин ахбарат игиләшкә урунидиған һадисиләрму болуп өткән иди. 2011-Йили мюнхенда 4 нәпәр хитай җасуси тутулған иди. Буниң бир нәпири хитай әлчихана хадими, 2 нәпири уйғур, бир нәпири шивә иди.

Д у қ ниң муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәнди бу һәқтә тохталғанда, болупму йеқинқи бир-икки йил ичидә хитай җасуслириниң д у қ ға қарита һуҗумлириниң зор дәриҗидә ашқанлиқини тилға алди. Қурултай диний ишлар комитетиниң мудири, “шәрқий түркистан өлималар бирлики” ниң муавин рәиси турғунҗан алавудун әпәндиму бу һәқтики қарашлирини баян қилип өтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.