Америка тор җасуслуқи мәсилисидә хитайни “очуқ-ашкара шәрмәндә қилиш” йолини таллиди
2014.05.21

Америка дүшәнбә күни хитай армийисиниң 5 нәпәр офестирини тор җасуслуқи қилип, америка ширкәтлириниң сода мәхпийәтликини оғрилаш җинайити билән әйиблигәндин кейин хитай буниңға дәрһал наразилиқ билдүргән иди. Хитай америкиниң бу қарарини әйибләп, америкиниң бу һәрикити икки дөләт мунасивитигә зиян йәткүзиду, деди. Нөвәттә бу һәқтә қозғиливатқан мулаһизиләрдә ейтилишичә, америка тор бихәтәрлики мәсилисидә тунҗи қетим хитайниң һәрбий офитсерлирини җинайи җавабкарлиққа тартиш арқилиқ хитайға күчлүк бир сигнал бәрмәкчи болған. Көзәткүчиләр буниң сиясий символлуқ характергә игә һәрикәтликини билдүрмәктә.
Америкиниң пенсилванийә штатиға қарашлиқ питтсбург шәһиридики федератсийә соти дүшәнбә күни, хитай хәлқ азадлиқ армийисиниң ваң дуң, сун кәйляң, вен шинйү, хуаң җеңйү, гу чүнхуй қатарлиқ 5 һәрбий офитсерини америка тор системисиға бузуп кириш, хитай ширкәтлирини пайдилиқ учур билән тәминләп, америкиниң ядро енергийиси, полат төмүр, қуяш енергийә саһәлиригә мунасивәтлик ширкәтләрниң мәхпийәтликини оғрилаш, ишсизлиқ пәйда қилиш қатарлиқ 31 хил җинайәт билән әйиблиди. Шу күни америка әдлийә министири ерик холдер мухбирларға бәргән баянатида, бу җасуслуқ паалийәтлириниң кәйнидә хитай дөлитиниң барлиқини әскәртти вә мундақ деди:
-Һәрқандақ бир дөләт ахбарат йиғиш билән шуғуллиниду. Әмма бу җасуслуқ паалийәтлирини башқилардин айрип туридиғини, бу шәхсләрниң кәйнидә дөләт бар вә улар юқири техникиларни сүйистимал қилип туруп сода мәхпийәтликлирини оғрилаш арқилиқ пайда елишқа урунмақта. Мана бу вәқәниң пәрқи.
Америка әдлийә министири шу күнидики баянатида йәнә, хитай һөкүмитини өзлири билән һәмкарлишип, тутуш буйруқи чиқирилған 5 кишини өзлиригә тапшуруп беришни тәләп қилди. Хитай һөкүмити хәвәрни аңлиғандин кейин буниңға қаттиқ наразилиқ билдүрди. Улар хитайниң һечқачан тор җасуслуқи һәрикәтлиригә янтаяқ болмиғанлиқини илгири сүрүп, америкиниң бу әйибләшлирини қайтурувелишини, ундақ болмайдикән икки дөләт мунасивитигә еғир зиян йетидиғанлиқини билдүрди. Хитай тәрәп дәрһал америка-хитай тор бихәтәрлики һәмкарлиқ гурупписини әмәлдин қалдурди. Хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси чин гаң, америкиниң бу һәрикити америка -хитай һәмкарлиқи, болупму һәрбий һәмкарлиқиға еғир бузғунчилиқ қилидиғанлиқини билдүрди.
Америка билән хитай оттурисида тор җасуслуқи мәсилиси хели узундин бери мәвҗут болуп кәлгән иди. Америка көп қетим келиш мәнбәси хитай болған тор бузарларниң америкиниң муһим дөләт органлириниң, чоң хәлқара ширкәтлириниң учур системисиға һуҗум қилип, содида адил болмиған риқабәт муһити яритиватқанлиқини, хитай һөкүмитиниң бу тор бузаларни тосуп, бу хил һәрикәтләрниң алдини елишта америка билән һәмкарлишишини тәвсийә қилған. Кейин америка дөләт мудапиә министирлиқи бир қетимлиқ доклат нәтиҗисидә хитай тор бузарлириниң тор адресиниң хитай армийисиниң шаңхәйдә турушлуқ базисини ишарәт қиливатқанлиқини, буниң бу тор һуҗумлириниң кәйнидә хитай армийиси вә һөкүмитиниң барлиқидин дерәк беридиғанлиқини ашкарилиған иди. Хитай тәрәп болса әйни чағдики баянатидиму бу пакитни “асассиз” дәп рәт қилған. Америка көп қетим хитайни бу мәсилидә агаһландурған.
Көзәткүчиләрниң қаришичә, бу нөвәт обама һөкүмитиниң илгири һечқачан көрүлүп бақмиған усулни қоллиниши йәни бу хитай офитсерлирини җинайи җавабкарлиққа тартиши хитайға берилгән җиддий сигнал һесаблинидикән. Обама һөкүмити бу қетим тактикисини өзгәртип, хитайни җасуслуқ паалийәтлиридин ваз кечишкә қисташ үчүн “очуқ-ашкара шәрмәндә қилиш” усулини қолланған. Дәрвәқә, америка ақсарай баянатчиси җей карне бу һәқтики баянатида америкиниң бу мәсилидә хитайни агаһландуруп, нурғун қетим пурсәт бәргәнликини тәкитлиди. У сөзидә биз тор бихәтәрлики мәсилиси һәққидики әндишилиримизни көп қетим хитай тәрәпкә йәткүздуқ. Бизниң бу қетимлиқ һәрикитимиз пәқәт әндишилиримизниң күчәйгәнликиниң ипадиси. Биз көп қетим хитай тәрәпкә тор бихәтәрлики җәһәттә һәмкарлишиш пурсити бәрдуқ” деди.
Америкида чиқидиған “ташқи сиясәт” журнилида елан қилинған мулаһизидә ейтилишичә, хитай тәрәпму әмди “ундақ қазанға мундақ чөмүч” қилиш үчүн һәрикәт қилиши мумкин икән. Әмма мандият намлиқ тор бихәтәрлик ширкитиниң сабиқ хәвпсизлик мәсилилири мәсули беҗлич журналға бәргән мулаһизисидә хитайниң америкиниң бир қисим тор бихәтәрлик хадимлириниң пейиға чүшүши мумкинликини, әмма уларниң кишиләрни өзигә ишәндүрүш үчүн чоқум пакитлиқ гәп қилиши керәкликини билдүргән. У сөзидә америкиниң тор бихәтәрлик хадимлириға вә өз алдиға һәрикәт қилидиған хусусий тор бузарларға қарши дава ечиш үчүн хитай чоқум испат көрситиши керәк. Хитай даим бизниң қолимизда америкиниң хитайдики тор җасуслуқиға аит статистикилар мәвҗут дәйду, әмма улар бирәр қетимму испат көрситип бақмиған, яки бирәр кишиниң исмини берип бақмиған” дегән.
Америка әдлийә министирлиқи тәрипидин чиқирилған 5 нәпәр хитай офитсери һәққидики әйибнамидә уларниң җасуслуқ паалийәтлири һәққидә ениқ пакитлар көрситилгән икән. Униңда һәтта бу кишиләрниң қәйәрдә ишләйдиғанлиқи, игилигән учурларни кимгә йәткүзидиғанлиқи, оғрилиған учурлириниң түри, қайси ширкәтләрни нишан қилғанлиқи, оғриланған мәлуматларни немигә ишләткәнликидин тартип һәммә испатлар ениқ йәр алған икән. Шуңа беҗлич сөзидә әскәртип, хитай әгәр өч елиш үчүн, америкиниң дөләт хәвпсизлик хадимлирини әйибләймән дәйдикән, чоқум әнә шуниңдәк инчикә пакитлиқ испатларни көрситәлиши керәк, ундақ болмайдикән, хитай хәлқара алдида күлкигә қалиду, мәнчә хитай буни халимиса керәк, дегән.
Америка дөләт хәвпсизлики доклатидин мәлум болушичә, тор җасуслуқ һәрикәтлири америкиниң иқтисадиға һазирғичә 120 милярд доллар әтрапида зиян салған. Тор дунясида әң актип җасуслуқ паалийити қиливатқан дөләт болса хитай болуп, хитай америкиниң дөләт мудапиә, юқири пән-техника, сода-тиҗарәт қатарлиқ һәммә саһәлиридә учур оғрилаш билән шуғуллинип америка үчүн йүксәк тәһдит шәкилләндүргән. Игилинишичә, америка президенти барак обама бундин кейин дөләт бихәтәрлики вә мәнпәәтигә зиянлиқ тор паалийәтлири билән күрәш қилишни муһим орунға қойидикән. Шуңа бундин кейин бу хилдики вәқәләрму давамлиқ көрүлүши мумкин икән.