Хитай җасусларниң чәтәлләргә узарған тили (2)

Ихтиярий мухбиримиз абдувәли аюп
2017.10.26
xitay-jasus-bixeterlik-ministeri-qizil-bash-hojjet.jpg Хитай хәлқ җумһурийити дөләт ишлири мәһкимиси ишханиси вә дөләт хәвпсизлик комитети ишханиси бирликтә чиқарған 2017-йиллиқ хитай җасуслирини чәтәлгә әвәтиш тоғрисидики мутләқ мәхпий һөҗҗәт.
Oqurmen teminligen

Хәлқара ахбаратларда уйғур елиниң сақчи дөлитигә айлинип қалғанлиқи оттуриға қоюлуватқан бүгүнки күндә хитай җасуслириниң тили узитип муһаҗирәттә яшаватқан уйғурларниң дилиға санҗиливатқини мәлум болмақта. Улар телефонда һәтта америкидики уйғурларниму адәм әвәтип қайтуруп келәләйдиғанлиқи һәққидә по атқан.

Алдинқи программимизда америка вә түркийәдә яшаватқан уйғурлар тәминлигән авазлиқ һөҗҗәтләрни аңлатқан идуқ. Буларда җасусларниң биваситә тәһдит селиш, хотун- балиларни васитә қилиш вә ширин-сухән сөзләр билән алдаш қатарлиқ васитиләр билән уйғурларни өзи билән һәмкарлиқ орнитишиға җәлп қиливатқанлиқини дәлилләнди. Бүгүнки программимизда җасусларниң йәнә қандақ һелиләрни қолланғанлиқи тәқдим қилиниду.

“америка баралмайдиған йәр әмәс!”

Америкадин телефон сөһбәт хатирисини әвәтип бәргүчиниң ейтишиға қариғанда, хитай җасус алдаштин сүр көрситишкә өткән. Өзини уйғур аптоном районлуқ җ х назаритидин дәп тонуштурған бу хадим бир қетимлиқ сөһбәттә исмини әкбәр, әсқәр вә әкрәм дәп үч хил атиған. У хитайниң нәқәдәр күчлүк икәнликини тәкитләп һәр қандақ бир кишини қайтуруп келәләйдиғанлиқи һәққидә вәз ейтқан.

“яхшилиқ қилай дегән!”

Юқириқи хадим тәһдит, алдаш, аздуруш қатарлиқ барлиқ васитиләр әмәлгә ашмиғандин кейин қейидашқа өткән. У өзини бир ярдәм қилғучи, достлуқни йәткүзгүчи қияпитидә көрситип доқ қилған. У өзиниң яхшилиқ қилиш үчүн көп тиришчанлиқ көрсәткәнликини, әмди ярдәм қилмайдиғанлиқини, қарши тәрәп баш әгмигүчә қәтий алақә қилмайдиғанлиқини тәкитләп гепини үзгән.

Мән тәһдиткә учриғанда

Һазир явропадики мәлум бир дөләттә яшаватқан исмини ашкарилашни халимайдиған бир уйғур йеқинда хитай хадимлириниң тәһдитигә учриғанлиқини вә шу чағда қандақ тәдбир қолланғанлиқини сөзләп бәрди. Бу уйғурниң қаришичә, мәзкур дөләттә тәһдиткә учриғучи тайинидиған қанун ениқ болсиму, уйғурларниң мәлум қилмаслиқи сәвәблик улар қолланмақчи болған қануний васитиму әмәлгә ашмаслиқи мумкин икән.

Чәтәлләрдә хитай җасуслириниң паракәндә қилишиға учраватқан бир уйғур юқириқиға охшаш қануни йолларға мураҗиәт қиливатқан болсиму, биз зиярәт қилмақчи болған мутләқ көп санлиқ уйғурлар сүкүтни таллап зиярәтни қобул қилишни рәт қилди.

Түркийәдики истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәм, бу мәсилини бир “психик һуҗум” дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.