Америка дөләт мәҗлиси хитайниң истихбарат вә җасуслуқ һәрикәтлири һәққидә гуваһлиқ бериш йиғини өткүзди

Мухбиримиз әзиз
2016.06.10
amerika-xitay-dokilat-305.png Ақсарай ахбарат комититиниң башлиқи майк роҗирз әпәнди хитай тәһтиди тоғрисида баянат қилмақта
AFP

Хитай мәсилилири вә истихбарат билимлири саһәсидики америкилиқ мутәхәссисләр һәмдә алақидар шәхсләр америка дөләт мәҗлиси орунлаштурған гуваһлиқ бериш йиғинида хитайниң америкини нишан қилған җасуслуқ қилмишиниң өтмүши, һазирқи әһвали һәмдә униң кәлгүси йөнилиши һәққидә гуваһлиқ бәрди. Улар өзлириниң гуваһлиқ сөзлиридә хитай истихбарат тармақлириниң һазир әнәниви усуллардин һалқип техникилиқ йоллар арқилиқ түрлүк учурларға еришиватқанлиқини җанлиқ пакитлар арқилиқ чүшәндүрди.

Америка дөләт мәҗлиси қармиқидики “америка - хитай иқтисад вә бихәтәрлик тәптиш комитети” орунлаштурған мәзкур йиғин 9 - июн күни өткүзүлди.

Йиғинға тәклип қилинған петер маттис өзиниң илгири америка һөкүмәт органлирида хәлқара мунасивәт саһәси бойичә хизмәт қилиш һәмдә һазир камбриҗ университетида докторлуқта оқуш җәрянидики тәтқиқатлириға бирләштүргән һалда, хитай истихбарат органлириниң һазир америкиға тақабил туруш мәқситидә әң актип паалийәттә болуватқан бир зор қошун икәнликини, әмма америка һөкүмитиниң бу һәқтә мукәммәл чүшәнчигә егә әмәсликини оттуриға қойди.

Петер маттисниң чүшәндүрүшичә, хитайниң америкиға қаритилған истихбарат паалийити бирқәдәр узун болған кәспий тарихқа вә зор адәм күчигә игә һалда изчил давам қилмақта икән. Бу паалийәтләрниң биваситә йетәкчилири хитайниң дөләт бихәтәрлик министирлиқи вә хәлқ азадлиқ армийәсиниң истихбарат идариси болуп, уларниң рәһбәрлик шәкли һәрқачан мутләқ мәхпий һалда иш беҗирип кәлмәктә икән.

Хитайниң адәм күчи асас қилинидиған бу хилдики җасуслуқ қилмишлирида һәрқачан мушу саһәдики алақидар шәхсләрни чәтәлләргә әвәтиш васитә қилинидикән. Буниңда дипломатлар, мухбирлар, әлчихана хадимлири, содигәрләр, илмий хадимлар вә оқуғучилар қатарлиқ һәр саһә кишилири асас қилинидикән. Бу кишиләр өзлиригә қоманданлиқ қилидиған шәхсләрниң хитайдин яки башқа җайлардин йәткүзидиған тақ линийәлик көрсәтмилири бойичә сиясий, иқтисадий вә һәрбий саһәгә даир мәлуматларни ашкара яки мәхпий һалда топлайдикән. Буниң ичидә мәлум миқдардики күч хитайниң аз санлиқ милләтлириниң қарши пикирдикилирини вә хитай өктичилирини көзитишкә сәрп қилинидикән. Шундақла уларниң йәнә бәзилири кәлгүсидики хизмәтниң еһтияҗи үчүн “шәрт” кә уйғун намзатларни таллашқа мәсул болидикән.

Гуваһлиқ бәргүчиләрниң йәнә бири, америка деңиз армийәси истихбарат оргининиң хадими җон костелло болуп, у петер маттисниң оттуриға қойғанлириға пүтүнләй қошулидиғанлиқини билдүрди. Шуниң билән биргә, хитай истихбаратиниң һазир америкида һөкүмәт вә ширкәтләрниң мәхпий учурлирини топлайдиғанлиқини, хитай компартийәси үчүн “хәвп” дәп қариливатқан һәрқандақ кишиниң хитай истихбаратиниң нишан болуш еһтималлиқини тилға алди.

Униң қаришичә, хитай өзлириниң иқтисадий җәһәттә һазирқи өрләш басқучида икәнлики вә енергийә байлиқлириниң бихәтәрликини қоғдаш зөрүрийити қатарлиқ сәвәбләрдин сиртқа қаритилған һәрбий вә иқтисадий саһәләрдики җасуслуқ паалийәтлирини зор күч билән ашуруветипту. Шуниң үчүнму һазир хитайниң истихбарат хизмәтлири барғансери назук түс елип, изчил һалда әң йеңи техникидин пайдилиниш арқилиқ көзләнгән нишанға йетишни мәқсәт қиливетипту.

Җон костелло хитай җ х министирлиқиниң йеқинқи йиллардин буян хитайниң ички қисмидики истихбарат хизмәтлири вә җасуслуққа қарши тәдбир сүпитидә зор миқдарда мәбләғ аҗритип, техника вә тор васитилири арқилиқ омумий назарәтни күчәйткәнликини алаһидә тәкитлиди.

Униң қаришичә, хитайниң дөләт ичигә қаритилған бу хилдики истихбарат хизмәтлиридә вә хәлқ азадлиқ армийәсиниң сиртқа қаритилған җасуслуқ хизмәтлиридә мәркизий комитет сиясий бюросиниң алий рәһбәрлики мутләқ етирап қилиниши лазим. Ундақ болмиғанда мәмликәт ичидики истихбарат хизмитигә мәсул болған җу йоңкаңниң моллақ атқинидәк һәммигә мәлумлуқ ақивәт келип чиқиду.

Бу һәқтә пикир баян қилған петер маттис хитай истихбарат органлириниң һазир өтмүштики “сәтәңләр қилтиқи” яки “тар йәргә қисташ” усуллирини удулла қоллиништин башқа йәнә, маддий байлиққа җәлп қилиш арқилиқ җасусларни йетиштүрүп келиватқанлиқини тәкитлиди. У мисал тәриқисидә америка армийисидә вәзипә өтигән тәйвәнлик майор ло шйәнчиниң 2011 - йили қолға елинғанлиқи вә шиветсийәдә олтурушлуқ бабур мәхсутниң шиветсийә истихбарат органлириниң из қоғлап тәкшүрүши арқисида җасуслуқ билән паш болғанлиқини тилға алди. Генерал лониң делосида хитай истихбарат органлири һәқиқий австралийә пуқраси салаһийитидики хитай содигәр аялни ишқа салған болса, бабур мәхсутниң делосида хитай һөкүмити шиветсийәдики әлчихана хадими вә хитай гезитиниң мухбири салаһийитидә икки кишини ишқа салған.

Гуваһлиқ бериш йиғинида гуваһлиқ бәргүчиләрдин америкидики “2049 қурулуши” тәшкилатиниң мудири марк стокес нуқтилиқ қилип хитай азадлиқ армийәсигә биваситә қарашлиқ 12 истихбарат идарисиниң дуняни районларға тәқсимләп, шу бирлик бойичә һәрбий, сиясий вә иқтисадий учурларни топлайдиғанлиқини, буниңда пүтүнләй юқири пән - техника әң асаслиқ васитә қилинидиғанлиқини баян қилди.

Буниң ичидә баш оргини шаңхәйдики “61398 - бөлүм” намлиқ тармақ идарә әң чоң болуп, мәхсус тор дунясида җасуслуқ қилидикән. Бу идариниң әң асаслиқ вәзиписи йәнә хитай компартийисигә зиянлиқ болған сигналларни көзитиш, қалаймиқанлаштуруш яки пүтүнләй тосуветиш икән. Уларниң асаслиқ нишанлири ичидә америка һава армийәси, деңиз армийәси, шундақла хәлқ ичидики органлар, җүмлидин “хәлқара авиатсийә бирләшмиси” вә “әркин асия радиоси” қатарлиқлар бар икән.

Йиғинда гуваһлиқ бәргүчиләрдин америка “җасуслуққа қарши туруш” мәркизиниң тәсис қилғучиси вә мудири дейвид мейҗор зияритимизни қобул қилип хитайниң һазир нишанлиқ ахбарат топлаш билән әмәс, бәлки кәң миқяста һәрқандақ учурни өз ичигә алған һалда омумйүзлүк учур топлаш билән мәшғул болуватқанлиқини, буниң билән нурғун шәхсниң хусусий учурлириниң хитай истихбарат органлириниң қолиға чүшүп кетиватқанлиқини тәкитлиди.

Хитай даирилириниң чәтәлләрдә олтурақлишип қалған уйғурларға, болупму америкидики бир қисим уйғур аилилиригә “җасуслуқ бойичә һәмкарлишиш” һәққидә тәһдит селиватқанлиқини ейтқинимизда, у, буниң америкидәк қанун дөлитидә қобул қилишқа болмайдиған қилмиш һесаблинидиғанлиқини, шундақ әһвалға дуч кәлгән кишиләрниң бу хилдики һәрқандақ тәклипни рәт қилиши лазимлиқини ейтти. Шундақла буниң үчүн америкида алақидар орунлардин ярдәм сорашниң мумкинликини тәкитлиди.

Мәзкур гуваһлиқ бериш йиғиниға америка дөләт мәҗлиси кеңәш палатасиниң сабиқ әзаси байрон дорган вә америка дөләт мәҗлиси қармиқидики “америка - хитай иқтисад вә бихәтәрлик тәптиш комитети” ниң мудири петер брокес риясәтчилик қилди

. Гуваһлиқни тәстиқлиғучи он кишилик һәйәт гуваһлиқ бәргүчиләрдин мунасивәтлик соалларни сориди. Йиғинға вашингтондики истихбарат органлириниң алақидар хадимлири вә қизиққучилар қатнашти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.