Канада хитай билән болған мунасивәтлиридә өз принсипида туралаватамду?
2013.05.10

Канадалиқ мутәхәссисләр канаданиң хитайға қаратқан сиясәтлириниң изчил яки өзгиришчанлиқи һәққидә талаш тартиш қилди.
“хитайға қаратқан сиясәтлиримиздә сода билән дипломатийини биринчи орунға қоюш керәкму яки инсан һәқлириниму” дегән мәсилидә канада талаш - тартиш ичидә қалдиму? вә бу сәвәбтин, харпер һөкүмити хитайға өзгиришчан позитсийә тутуп кәлдиму? яки канада хитайға изчил өз принсипида туруп муамилә қиливатамду?
Бу тоғрида, канада әдәбият журнилиниң бу йил 5 - айлиқ санида “әҗдиһа билән усул ойнаш” темилиқ бир мақалә елан қилинди. Мақалә канада һөкүмитиниң инсан һәқлирини көздә тутуп хитайдәк бир коммунист дөләт билән сода қилиш қилмаслиқ мәсилидә икки оттурилиқта үзүп йүргәнликини оттуриға қойиду. Мақалида мундақ йезилиду: болупму тийәнәнмен вәқәсидин кейин, канада мәтбуатлирида “хитай ға нисбәтән сода вә дипломатик мунасивәтни қоғлишиш керәкму яки инсан һәқлириниму” дегән мәсилидә талаш тартиш күчийип кәтти. Бирақ хитай билән содида һәмкарлашмаслиқ канадани бәкму еғир зиянға учритатти. Нәтиҗидә канада, бундақ бир коммунист дөләт билән сода қилиш яки қилмаслиқ талаш тартишида қалди.
Мақалә бу тоғрида мисал кәлтүрүп мундақ йезилиду: 2006 - йили харпер һөкүмити башчилиқидики консерватиплар партийиси һоқуқ тутқандин кейин, хитайға нисбәтән салқин сиясәт әмма қизғин сода мунасивити қолланди, стефен харпер хитайға қарита ишикни ечиветишни давамлаштурди. Мәбләғ селиш вә мәбләғ киргүзүшни күчәйтти. Буниң билән бир вақитта, канада министирлири хитайни “динсиз хәтәрлик дөләт” дәп қарап хитайға болған муамилидә, әркинлик, демократийә вә инсан һәқлирини биринчи орунға қоюшни тәкитлиди.
Мәсилән: стефен харпер һүсәнҗан җелил мәсилисини биваситә тилға елип, хитайниң инсан һәқлирини очуқ ашкара әйиблиди. Шундақла далай ламани ишханисида қобул қилди. Буниң билән хитай канада мунасивәтлири еғир зиянға учриди. Инсан һәқлири тәшкилатлири вә хитайға қарши шәхсләр бу сиясәттин рази болған болсиму әмма сода ширкәтлириниң, академикларниң вә мәмури органларниң әйиблишигә учриди.
Мақалидә йәнә канаданиң хитайға қаратқан сияситини қандақ өзгәрткәнлики мисал кәлтүрүп мундақ язиду: 2009 йилиға кәлгәндә харпер гәрчә сөзлиридә инсан һәқлирини тилға алған болсиму әмма әмәлийәттә айрим көрүшүшләрдә оттуриға қоюп келиватқан шәхси инсан һәқлири архиплирини йепип қойди. “достлуқ”, “һәмкарлиқ” дегән сөзләр йәнә оттуриға чиқти. 2013 - Йили болса хитай билән техиму йеқинлишип нексен ширкитини хитайға сетишни тәстиқлиди. Бетюн ойини қайта ясап, канада - хитай достлуқиниң символи сүпитидә оттуриға чиқарди. Чүнки, канада хитайдәк тәсири күчлүк бир дөләтниң чишиға тәгмәсликни ахир һес қилди.
Канаданиң бейҗиңда турушлуқ сабиқ әлчиси чарлез буртон “әҗдиһа билән усул ойнаш” темилиқ мақалиға рәддийә берип канаданиң хитайға изчил муқим мәйданда туруп муамилә қилип келиватқанлиқини, принсиптин чәтнимигәнликини оттуриға қойди вә мундақ деди: канада 1995 - йилдики ташқи ишлар министирлиқиниң канада вә дуня һәққидики принсипи бойичә мундақ үч йөлинишни тутуп кәлдуқ. Биринчи, гүллиниш вә ишқа орунлаштуруш; иккинчи, бихәтәрликимизни қоғдаш; үчинчи, муқим дуня миқясида канаданиң қиммәт қариши вә мәдәнийитидә чиң туруш.
У рәддийә мақалисидә мундақ дәп язиду: биринчи хил принсип бойичә канада хитай билән содини күчәйтти, нексенни хитайға сатти, әмма стефен харпер 2012 - йилдики мәтбуат йиғинида, нексенни хитайға сатқан билән хитай ширкәтлирини қаттиқ контрол қилидиғанлиқини, канада иқтисадиниң хитайниң қолиға өтүп қелишиға йол қоймайдиғанлиқини билдүрди. 2 - Хил принсипимиз бойичә, канда изчил түрдә хитай ишпийонлириниң изиға чүшүп, хитайниң сиясий һәрбий вә башқа җәһәтләрдә тор ишпийонлуқи йүргүзүшини тәкшүрүп келиватиду. Хитайға изчил түрдә дуня миқясидики хәлқаралиқ мәсулийитини тонуп хәлқаралиқ қанунларни һөрмәт қилишни тәкитләп келиватиду. 3 - Принсипимиз бойичә, канада башқа дөләтләрдики инсанларниң бихәтәрлики қоғдалмиса, буниң канадаға биваситә тәсири болидиғанлиқини билиду. Канаданиң, хитайға болған иқтисадий вә бихәтәрлик қизиқишлириниң һәммиси пәқәт инсан һәқлири һөрмәт қилинған хатирҗәм бир муһит яритилғандила капаләткә игә болиду. Инсан һәқлири һөрмәт қилинмиған қанунға әгәшмигән дөләт билән сода қилишниң бихәтәр болмайдиғанлиқини канада билиду. Шуңа канада бу җәһәттә давамлиқ инсан һәқлирини тәкитләп, хитайни көзитип келиватиду.
Биз чарлез буртондин, әгәр канада хитайға болған сиясәтләрдә изчил мәйданини көрситип келиватқан болса, ундақта харпер һөкүмитиниң һүсәнҗан җелил мәсилидә немә үчүн бурунқидәк күчимәйватқанливини қандақ чүшәндүридиғанлиқини сориғинимизда у мундақ җаваб бәрди: канаданиң һүсәйин җелил мәсилисидә изчил қаттиқ болмай кәлгәнлики пакит. Әмма, баш министир хитай билән болған һәр қетимлиқ учришишида һүсәйин җелил мәсилисини оттуриға қоюп келиватиду. Әсли һүсәйин җелил канада пуқраси болғанлиқи үчүн канада консули униң билән көрүшәлиши вә уни зиярәт қилиши, хитай билән кеңишип уни түрмидин чиқириши керәкти. Әмма хитай һәрқандақ кеңишишкә қәтий қарши туруп кәлгәнликтин амал болмайватиду. Мән һүсәйин җелил мәсилисиниң канадада бурунқидәк күчлүк диққәт тартмайватқанлиқидин әпсуслинимән, әмма бу һәргизму бизниң баш министирниң бу ишни ташлап қойғанлиқидин дерәк бәрмәйду.