Японийәдә “хитайдики мәдәнийәт зор инқилаби вә хәлқара җәмийәт” намлиқ мақалиләр топлими нәшр қилинди

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2016.04.23
yaponiye-maqaliler-toplimi-xitay-medeniyet-inqilabi.jpg “хитайдики мәдәнийәт зор инқилаби вә хәлқара җәмийәт” намлиқ мақалиләр топлими
RFA/Haji Qutluq Qadiri

Йеқинда японийә шизука университети тәрипидин “хитайдики мәдәнийәт зор инқилаби вә хәлқара җәмийәт” намлиқ мақалиләр топлими нәшр қилинди.

Мәдәнийәт зор инқилабиниң 50 йиллиқиға беғишланған мәзкур топлам шизука университети профессори яң хәййиңниң тәһрирликидә нәшр қилинған болуп, китаб җәмий 9 бабтин тәркип тапқан.

“хитайдики мәдәнийәт зор инқилаби вә хәлқара җәмийәт” намлиқ мақалиләр топлиминиң кириш сөз қисми профессор яң хәййиң тәрипидин йезилған болуп, у,сөзидә: “биз немә үчүн хитайдики мәдәнийәт зор инқилаби тоғрисида ойлиниш елип баримиз?” дегән мәзмунни чөридигән һалда хитайда йүз бәргән йигирмә йиллиқ мәдәнийәт зор инқилабиниң хитайдики барлиқ милләтләргә елип кәлгән балайи - апәтлири һәққидә тохтилиш билән биргә, уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ азсанлиқ милләтләрниң мәдәнийәт зор инқилабида зор бәдәл төлигәнликини алаһидә тилға алған.

Профессор яң хәййиң кириш сөз қисмида йәнә, хитайниң азсанлиқ милләтләрни бастуруш сиясити йеқинқи бир қанчә йиллидин буян елип бериливатқан йеңичә сиясәт болмастин, бәлки мәркизи һөкүмәтниң бивастә йолйоруқи билән бейҗиңдин тәйинләнгән аптоном районлардики әң дәсләпки әмәлдарларниң йәрлик милләтләр арисидики диний әрбабларни, зиялийларни қаттиқ қоллуқ билән бастуруш сиясити елип барғанлиқини, бу хил бастурушниң мәдәнийәт зор инқилабида әң әвҗигә көтүрүлгәнликини билдүргән шундақла хитай компартийәсиниң мәдәнийәт зор инқилабидики мәқсити вә мав зедуңниң бу һәқтики йолйоруқлири үстидә бир қатар сиясий мулаһизиләрни елип барған.

Мақалиләр топлиминиң биринчи баби “һиндонезийәдики 30 - синтәбир вәқәсиниң мәғлубийити вә хитайдики мәдәнийәт зор инқилаби” намлиқ мақалә болуп, мақалидә, һиндонезийәдики коммунистларниң елип барған бир қисим сиясий һәрикәтлири тоғрисида японийә иванамий нәшриятиниң тәһрири балакими һико өзиниң бир қисим сиясий мулаһизилирини оттуриға қойған.

Иккинчи баби “мав зедуң идийиси фирансийәдә хата чүшәндүрүлгән” сәрләвһилик мақалә болуп, мақалә аптори японийә шизука университетиниң профессори агари һироке илгири фирансийәдә елип берилған мав зедуң идийиси һәққидики бир қисим хата тәшвиқатлар тоғрисида тохталған.

Үчинчи баби “мәдәнийәт зор инқилабидин илгирики вә кейинки хитайниң мәдәнийәт сиясити” дегән тима асасида қәләмгә елинған мақалә болуп, буниңда хитайниң мәдәнийәт зор инқилабидин кейин изчил һалда өз хәлқигә йүрүгүзүп келиватқан мәдәнийәтни боғуш сиясий тәдбирлири һәққидә тохтилип, хитай компартийәсиниң сиясийдин халий болған мәдәнийәтниң өзиниму сиясийлаштүрвәткәнликини баян қилған.

Төтинчи баби “мав зедуң идийиси андеста” намида болуп, буниңда әйни йилларда җәнубий америкидики перу дөлитидә елип берилған мав зедуң идийиси тәшвиқати тоғрисидики мәлуматлар берилгән. Мақалә японийә сейкә универистетиниң профессори һосоя һироме тәрипидин йезилған.

Бәшинчи баби болса “мәдәнийәт зор инқилаби мәзгилидики хитайниң африқиға қаратқан дипломатийә сиясити” сәрләвһиси асасида японийә кйото сейка университетиниң профессори усуби сако язған мақалә болуп, буниңда, хитай рәһбири мав зедуңниң мәдәнийәт зор инқилабида африқа әллиригә түрлүк ярдәмләрни бериш арқилиқ өз идийисини африқиға тарқатмақчи болғанлиқи қәйт қилинған.

Алтинчи баби “ у ләнфуниң партийәгә киришидики арқа көрүнүш” дегән мақалә болуп, буни шаңхәй универистетиниң профессори җурчигед қарабарс язған.

Йәттинчи баби “мәдәнийәт зор инқилаби вә христиан дини” дегән тимини өз ичигә алған вә униңда христиан диний муритлириниң мәдәнийәт зор инқилаби мәзгилидики қанлиқ паҗиәлири баян қилинған.

Сәккинчи баби “ уйғурлардики мәдәнийәт зор инқилаби” дегән мавзуда йезилған мақалә болуп, мақалини профессор яң хәййиң көп қетим уйғур елиға берип бу һәқтә топлиған хитай материяллириға асасән язған.

Уйғур елидики мәдәнийәт зор инқилаби һәққидә йезилған мақалидә:“хитай хәлқ җумһурийити дөләт бихәтәрлик идарисиниң " фейчиң йөбав " намлиқ материялида көрситилишичә,хитай мәркизи һөкүмити уйғур аптоном районидики сәзгүр болған милләтләр мәсилисигә алаһидә диққәт қилғачқа, 1957 - йили 12 - айниң 16 - күни йәрлик милләтчиликкә қарши туруш һәрикити башлинип, 1958 - йили қанун органлири рәсмий шинҗаңдики миллий бөлгүнчилик һәрикәтлиригә зәрбә беришкә өткән” дейилгән.

Мақалидә,хитайниң 1958 - йилидики “фейчиң йөбав”намлиқ материялниң 45 - , 46 - бәтлиридики “шинҗаңдики йәрлик милләтчиләр” дегән бөликидә хитай қанун органлири тәрипидин тизимлики турғузулуп көзитиш нишан қилинған бир қисим уйғур әрбаблириниң исимлики көрситилгән. Униңда шу вақиттики уйғур аптоном район рәһбәрлиридин сәйпуллайоф, муһәммәтимин иминоф, или қазақ областиниң рәһбири,уйғур аптоном райони партикомниң даимий һәйәт әзаси әсғәт, уйғур аптоном райони мәдәнийәт назаритиниң назири зия сәмәди, уйғур аптоном райони хәлқ ишлири назаритиниң назири ибраһим турди, уйғур аптоном райони парткоминиң даимий һәйәт әзаси, или областиниң муавин башлиқи абдурәһим әйса, үрүмчи шәһириниң шәһәр башлиқи абдурәһим сәиди, уйғур аптоном райони сода назаритиниң муавин назири абдурәһим қари қатарлиқ кишиләрни“уйғуристан” вә яки “шәрқий түркистан” дөлитини қурушни тәрғип қилғучи йәрлик милләтчилә, дәп баһа берилгән.

“хитайдики мәдәнийәт зор инқилаби вә хәлқара җәмийәт” намлиқ мақалиләр топламиниң әң ахириқи баби йәни тоққузинчи баби “мәдәнийәт зор инқилаби вә моңғул дохтурлар” дегән мавзу билән йезилған мақалә билән ахирлашқан болуп, мақалидә мәдәнийәт зор инқилабида зиянкәшликкә учриған ичкий моңғул аптоном районидики бир қисим моңғул дохтурларниң паҗиәлик һаяти баян қилинған.

Зияритимизни қобул қилған мәзкур мақалиләр топлими һәққидә тохталған қанун мутәхәссиси кенши таро:“мақалиләрдә хитайдики мәдәнийәт зор инқилаби вә мав зедуң идийиси наһайити рошән әкс әтүрүлгән. Мақалиләрниң илмий қиммити юқири шундақла пайдиланған материялларниң һәммиси дегүдәк хитайниң ичкий материяллиридин елинған” деди.

Японийәдики хитайниң милләтләр мәсилиси көзәткүчилиридин акида фукукомото зияритимизни қобул қилип:“мән мәзкур топламни оқуғандин кейин, мәдәнийәт зор инқилабида уйғур, тибәт, моңғуларниң қанчилик азап - оқубәт чәккәнликини толуқ чүшәндим” деди.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.