Америкидики сап һава вә әркинликни махтиғанлиқи үчүн хитайни нарази қилған оқуғучи диққәт нуқтисиға айланди

Мухбиримиз меһрибан
2017.05.26
yang-shuping-amerika-hawasi.jpg Америка мариланд университетиниң бу йил оқуш пүттүргән хитай оқуғучиси яң шупиң мәктәп пүттүрүш мурасимида сөз қилмақта. 2017-Йили 21-май. (washingtonpost Тор бетидики мунасивәтлик син көрүнүшидин сүрәткә елинған)
RFA

Америкидики хитай оқуғучи яң шупиң оқуш пүттүрүш мурасимида қилған сөзидә, америкиниң сап һавасини вә америкидики пикир әркинликини махтиғанлиқи үчүн хитай һөкүмәт таратқулири  вә бир қисим  хитай тордашлириниң һуҗум нишаниға айлинип қалди.  Икки күндин буян яң шупиңниң нутқи вә бу һәқтики муназириләр хәлқара таратқулардиму муназирә темиси болмақта.

Фейсбок қатарлиқ иҗитимаий  алақә мунбәрлири , нюйорк вақти, вашингитон почтиси,  әнгилийә таймис гезити қатарлиқ нопузлуқ таратқуларниң бу һәптидики хәвәрлиридә, америка мариланд университетиниң бу йил оқуш пүттүргән хитай оқуғучиси яң шупиң 21- май күнидики  оқуш пүттүрүш мурасимида қилған нутқида америкиниң сап һавасини махтиғанлиқи вә инсанлардики  сөз-пикир әркинликини сап һаваға охшитип “демократийә вә әркинликму еришиш үчүн күрәш қилишқа әрзийдиған сап һавадур” дегән сөзләрни қилғанлиқи үчүн, хитайдики бир түркүм тордашлар вә хитай һөкүмәт таратқулириниң  һуҗумиға учриғанлиқи һәққидә хәвәр вә анализлар көпләп берилмәктә.

Нюйорк вақти гезити хәвиридә тилға елинишичә, хитай оқуғучи яң шупиңниң оқуш пүттүрүш мурасимида қилған сөзиниң синалғу көрүнүши тарқалғандин кейин, яң шупиң хитай ичи-сиртидики хитай һөкүмитигә садиқ бир түркүм тордашларниң һуҗум нишаниға айланған. Бәзи тордашлар  яң шупиңни әйибләп:“ у өзи туғулуп өскән вәтинини һақарәтлиди, бу тузкорлуқ” дегән вә яң шупиңдин хитай дөлити вә хәлқидин дәрһал әпу сорашни тәләп қилған.  яң шупиңниң туғулуп өскән юрти күнмиң шәһәрлик һөкүмәт торидиму яң шупиңниң сөзигә рәддийә берилип, “ америкиниң һавасини махтиған  бу қиз оқуғучиниң күнмиңниң һава сүпити тоғрилиқ  дегән сөзлири еғир мәсулийәтсизлик, күнмиңниң һаваси мәмликәт бойичә сап вә гүзәл” дегән ибариләр ишлитилгән. Шинхуа агентлиқи яң шупиңниң юрти кунмиңға мухбир әвәтип, кунмиңниң тәбиий һавасиниң яң шупиң ишарәтлигәндәк ундақ начар әмәсликини дәлилләшкә урунған.

24- Май чаршәнбә күни хитай ташқи ишлар баянатчиси лу каң  америкида оқуватқан хитай оқуғучиси  яң шупиңниң сөзлирини мәсулийәтсизлик билән әйибләп: “ мәйли ким болушидин қәтинәзәр, һәрқандақ мәсилигә ипадә билдүргәндә өз мәсулийитини унтуп қалмаслиқ керәк” дегән.

Яң шупиңниң мәктәп пүттүрүш мурасим сөзи торға чиққандин кейин, бир қисим хитай тор әзалири яң шупиңниң америкини көккә көтүрүп, хитайға һақарәт қилғанлиқи һәққидә шикайәт қилған. Шикайәтчиләр яң шупиңниң тәбиий һава һәққидә дегәнлиригә чиң есиливалған болсиму, әмма сиясий һава һәққидә дегәнлиригә инкас қайтурмиған.

Америкидики хитай вәзийәт анализчилиридин  бейҗиң баһари журнилиниң баш муһәррири, обзорчи хупиң әпәндиниң қаришичә, хитай һөкүмитиниң оғисини қайнатқини оқуғучи яң шупиңниң хитайдики еғир муһит булғинишини әйибләп, америкиниң сап һавасини махтишила болуп қалмастин, бәлки америкидәк ғәрб дөләтлиридила еришиш имканийити болған пикир-сөз әркинликигә болған тәлпүнүш вә  махташ.

Ху пиң мундақ деди:“ хитайдәк  муһит булғиниши еғир болған вә мустәбит һакимийәт астида башқурулидиған  дөләттин америкиға охшаш ғәрб демократик дөлитигә кәлгән  қиз оқуғучи яң шупиңниң америкидики "сап һава"ни махтиши вә америкидики әркин муһитни "  сап һава-әркин пикир қилиш- әркин сөзләш"ниң символи дәп тәриплиши хитай һөкүмитиниң оғисини қайтнатқан һалқилиқ мәсилә. Шуңа хитай дөлити бир қиз оқуғучиниң раст гепигә рәддийә бериш үчүн,  хитай һөкүмитигә садиқ "50 тийнлик язармәнләр" ни сетивелиш арқилиқ яң шупиңға тор дунясидики һуҗумни башлиди. Һәтта буниң биләнла чәклинип қалмастин, шинхуа агентлиқи, йәр шари вақти қатарлиқ һөкүмәт таратқулирини ишқа салди, һәтта хитай ташқи ишлар министирлиқи хадими арқилиқ наразилиқ баянати бериш, хитай  дөләтлик  һаварайи вә муһит идарилирини ишқа селип күнмиңдики муһит булғиниш мәсилиси һәққидә омумий доклат елан қилишқа қәдәр берип йәтти.

Нөвәттә нюйорк шәһиридә яшаватқан мустәқил язғучи, обзорчи чен покуң әпәнди яң  шупңниң нутқи вә хитай һөкүмитиниң униң сөзлиригә тутқан қаттиқ муамилисиниң ғәрб таратқулириниң диққитини қозғишидики сәвәбләр һәққидә өз қаришни баян қилди.

Чен покуң мундақ деди:“ ғәрб демократик дөләтлиридә наһайити нормал һесабланған пуқраларниң һөкүмәтни назарәт қилиш, һөкүмәтни ашкара тәнқидләш  қатарлиқ әркинликләр хитайдәк мустәбит дөләттә һечқачан әмәлийләшмиди. Һәтта һөкүмәткә охшимайдиған қаришини ипадилигүчиләр, өзиниң мустәқил пикир қаришини ипадилигүчиләргә һәр хил қалпақлар кийдүрүлүп тутқун обикти қилинмақта, мана бу хил зор пәрқ  ғәрб таратқулириниң яң шупиңниң "сап һава вә әркинлик " һәққидики баянлириға қарита диққитини тартқан муһим сәвәбләрниң бири ” деди.

Америка уйғур бирликиниң рәиси, сиясий вәзийәт анализчиси елшат һәсән әпәндиму өз қарашлирини оттуриға қойди.

Елшат әпәндиниң  қаришичә, хитайдин  америкидәк әркин демократик дөләткә оқуш үчүн кәлгән бир қиз оқуғучиниң хитайдики муһит булғинишини тәнқидләш биләнла қалмастин бәлки “ сөз вә пикир  әркинлики биз үчүн  сап һаваға охшаш муһим” дегән сөзләрни қилип,  хитайда сөз вә пикир әркинликиниң бастурулушини тәнқидлиши хитай һөкүмитиниң йеғириға тәккән вә хитай үчүн әҗәллик зәрбә бәргән “раст сөз .” бу сәвәбтин  яң шупиңниң оқуш пүттүрүш мурасимидики чин һессяти билән ейтқан сөзлири, хитай һөкүмитиниң өзигә садиқ тордашларни сетивелиш , һәтта һөкүмәт тәрәп бивастә инкас қайтуруштәк һәр тәрәплимә  йоллар арқилиқ яң шупиңдәк бир адди оқуғучиниң сөзлиригә  рәддийә бериш долқуниға сәвәб болған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.