Канададики хитай оқуғучиларниң охшимиған пикирдикиләргә һуҗум қилиш вәқәси җиддий диққәт қозғиди
2019.02.22
11-Феврал күни мәк-мастер университетидики мусулман оқуғучилар уюшмисиниң тәклипигә бинаән канададики уйғур паалийәтчи руқийә турдуш ханим уйғурларниң кишилик һоқуқ вәзийити вә лагерлар һәққидә доклат бәргәндә хитай оқуғучилар паракәндичилик терип, руқийә турдушни һақарәтләш вәқәси йүз бәргән иди.
Буниңға охшаш әһвал йәнә канаданиң торонто университетидиму йүз бәргән болуп, җеми ламо исимлик тибәтлик қизниң әркин риқабәт арқилиқ мәктәп оқуғучилар уюшмисиға рәис болуп сайлиниши сәвәблик мәзкур мәктәптики хитай оқуғучиларниң “хитай оқуғучилириниң тәләпнамиси” намлиқ наразилиқ баянати елан қилиш вәқәси йүз бәргән. Хитай оқуғучилар тибәтлик җеми ламоға “хитай һөкүмитигә қарши паалийәт елип барғучи тибәт сиясий паалийәтчиси” дәп һуҗум қилип, мәктәп даирилиридин сайлам нәтиҗисини бикар қилишни тәләп қилған.
Вәқәдин кейин хитай оқуғучиларниң қилмиши йәнә “канада хитай оқуғучилар вә илмий хадимлар җәмийити” намлиқ органниң қоллишиға еришкән. “җәнубий хитай әтигәнлик почтиси” гезитиниң 19-феврал хәвәр қилишичә, хитайниң оттавада турушлуқ әлчиханисиму инкас қайтуруп, канаданиң мәк-мастер университетида өткүзүлгән йиғинида уйғур паалийәтчи руқийә турдушни һақарәтлигән хитай оқуғучиниң қилмишини “вәтәнпәрвәрлик” дәп махтиған. Әмма хитай әлчиханиси бу вәқәниң арқисида хитай дипломатик органлириниң барлиқини рәт қилған.
Икки һәптидин буян канада, америка қатарлиқ дөләтләрдики нопузлуқ таратқуларда бу вәқә һәққидики хәвәр анализлар көпләп елан қилинмақта. Мәлум болушичә, канада вә америкидики кишилик һоқуқ тәшкилатлири, университетлардики оқуғучилар вә мутәхәссисләр баянат елан қилиш, имзалиқ мәктуп йоллаш қатарлиқ паалийәтләр арқилиқ ғәрб демократик дөләтлиридә яшаватқан яки оқуватқан хитай оқуғучилириниң хитай һөкүмитиниң депини челип, бу дөләтләрдики пикир әркинликигә ашкара һуҗум қиливатқанлиқиға қарита ғәрб дөләтлириниң җиддий тәдбир елишни тәләп қилған.
Д у қ 18-феврал күни баянат елан қилип, канада һөкүмитини уйғур паалийәтчилириниң пикир әркинлики вә бихәтәрликини қоғдашқа чақирған.
Канада шәрқий түркистан җәмийитиниң рәиси туйғун абдувәли әпәндиниң билдүрүшичә, канададики “бир әркин дуня” тәшкилатиниң тәшкиллишидә 21-феврал өткүзүлгән бирқанчә тәшкилатниң бирләшмә йиғинида хитай һөкүмитиниң һәр хил йоллар арқилиқ уйғур, тибәт вә хитай демократчилириниң канададики паалийәтлиригә бузғунчилиқ қиливатқанлиқи оттуриға қоюлған. Йиғинда руқийә турдуш ханимниң хитай оқуғучиниң һуҗумиға учраш вәқәси алаһидә муназирә темиси болған.
Туйғун әпәнди йәнә канада шәрқий түркистан җәмийити намидин мәк-мастер университети мәктәп даирилиригә мәктуп йолланғанлиқи вә хитай оқуғучилириниң паракәндилик селиш һәрикитини тәкшүрүш тәләп қилинғанлиқини билдүрди.
Туйғун абдувәли әпәндиниң билдүрүшичә, 21-февралдики йиғинда канададики хитай демократлиридин шең шө ханим уйғур паалийәтчи руқийә турдуш ханим вә тибәтлик паалийәтчи җеми ламуниң хитай оқуғучилириниң паракәндичиликигә учраш вәқәсигә җиддий инкас қайтурғанларниң бири икән.
Радийомиз зияритини қобул қилған шең шө ханим хитай оқуғучиларниң канададики уйғур вә тибәт паалийәтчилиригә ашкара һуҗум қилиш вәқәлириниң кәйнидә шәк-шүбһисизки, хитай һөкүмитиниң барлиқини тәкитлиди.
Шең шө ханим хитай һөкүмитиниң ғәрб демократик дөләтлиридики охшимиған пикирдикиләргә һуҗум қилиш вәқәлиригә қарита бу дөләтләрдики кишилик һоқуқ тәшкилатлири җиддий инкас қайтуруш биләнла чәкләнмәсликини, бәлки университетлардики оқуғучи-оқутқучиларни өз ичигә алған техиму көп кишиләрни һәрикәтләндүрүп, мәктәп даирилири вә канададики мунасивәтлик һөкүмәт органлириға имзалиқ мәктуп йоллаш, ғәрб демократик дөләтлири һөкүмәтлириниң җиддий тәдбир елишини тәләп қилиши лазимлиқини билдүрди.
Шең шө ханим йәнә ғәрб дөләтлиридики хитай әлчиханилириниң бу дөләтләрдә оқуватқан хитай оқуғучилар арқилиқ хитай һөкүмитигә қарши пикир еқимидикиләргә паракәндичилик селишиға қарита һәрқайси дөләтләрниң җиддий тәдбир елиши керәкликини тәкитлиди.
Руқийә турдуш ханимму зияритимизни қобул қилип, өзи мәктәп даирилиригә әһвални мәлум қилғандин кейинки вәқәләрниң тәрәққияти вә бу һәқтә канадада елип бериливатқан паалийәтләр тоғрилиқ өз қарашлирини оттуриға қойди.
Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси елшат һәсән әпәнди хитай оқуғучилириниң руқийә турдуш ханимға тәһдит селиш вәқәсиниң нөвәттә хитай һөкүмитиниң һәр хил вастиларни қоллинип, ғәрб демократик дөләтлиридики уйғур, тибәт паалийәтчилири билән тәшкилат мәсуллириға паракәндичилик вә тәһдит селиштәк бир қатар вәқәләрниң пәқәтла бир мисали икәнликини билдүрди.
Елшат һәсән әпәндиниң қаришичә, бу хил вәқәләр бундин кейин техиму көп йүз бериши мумкин икән. Уйғурлар бундақ паракәндилик вә тәһдитләргә учриғинида тәмкин болуши, әһвални инкас қилиши, таратқуларниң күчидин пайдилиниши вә өзи яшаватқан дөләтләрниң қануниға тайинип өзини қоғдашта мунасивәтлик тәдбирләрни елиши зөрүр икән.