Хитай тәрәпдари муһаҗир аблимит садиқ хитай мәркизи һөкүмитидә мәсилә барлиқини тилға алди
2016.02.20
Хитай даирилири йеқинқи йиллардин бери дуняниң һәрқайси җайлиридики өзлири тәрәпдари уйғур муһаҗирлирини тәшкилләп, хитайға қарита зиярәтләрни уюштурмақта вә уларниң еғизи арқилиқ хитайниң милләтләр сияситиниң тоғрилиқини вә қусурсизлиқини тәшвиқ қилмақта.
Мана бу гуруппидики кишиләрдин бири австралийәдә яшаватқан муһаҗир аблимит садиқтур. У мухбиримиз билән өткүзгән сөһбитиниң түнүгүн қисмида, әнә шу хитай тәрәпдари гуруппидикиләргә мас һалда уйғур районида милләтләрниң “бапбаравәр” яшаватқанлиқи вә адаләтсизликниң йоқлуқини баян қилған иди. У сөһбәтниң бүгүнки қисмида, хитай мәркизи һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзгән сиясий иҗраатлирида мәсилә барлиқини, милләтләр ара тәңсизлик сәвәбидин районда бирмунчилиған көңүлсиз вәқәләрниң йүз бәргәнликини тилға алди.