Хитай явропа парламентида “уйғур достлуқ гурупписи” ға қарши “хитай достлуқ гурупписи” ни қурған
2019.01.10
Белгийә пайтәхти бирюсселдики явропа парламентида 8-январдин буян паалийәтлирини давам қилдуруп келиватқан д у қ ниң рәиси долқун әйса әпәндиниң билдүрүшичә, хитай һөкүмити д у қ ниң явропа иттипақидики паалийәтлирини чәкләш вә униңға қарши туруш үчүн йеқинда “хитай достлуқ гурупписи” ни қуруп чиққан.
Мәлум болғинидәк, явропа парламентида “уйғур достлуқ гурупписи” 2017-йили 19-өктәбирдә қурулған иди. Бу гуруппиға әза 10 дин артуқ парламент әзалири өткән йили уйғурлар мәсилисиниң, җүмлидин җаза лагерлири мәсилисиниң б д т йиғинлирида оттуриға қоюлушиға, явропа иттипақида күнтәртипкә келишигә түрткә болупла қалмай, 4-өктәбир йәнә явропа парламентида уйғурларға мунасивәтлик 15 маддилиқ қарарниң қобул қилинишиға түрткә болған иди. Бу һал өзини чоң дөләт санап келиватқан, дуня сиясий сәһнилиридики тәсиригә ишинип, өзигә тәмәнна қоюп келиватқан хитай һакимийитини қаттиқ биарам қилғанлиқи мәлум.
Д у қ рәһбәрлириниң қаришичә, хитай һакимийити бир тәрәптин уйғур диярида уйғур вә башқа йәрлик милләт сәрхиллирини лагерларға қамап йоқитиш сиясити йүргүзсә, йәнә бир тәрәптин муһаҗирәттики уйғур миллий һәрикитини боғуш, чәкләш вә йоқитиш үчүн қолидин кәлгән пүткүл чариләргә мураҗиәт қилмақтикән. Өткән йили хитай тәрәп б д т ға әрз сунған болуп, 21-апрел күни б д т ниң ню-йорктики мәркизидә өткүзүлгән йиғинда д у қ ни изчил қоллап кәлгән мәркизи германийәдики “тәһдит астидики хәлқләр тәшкилати” ниң б д т дики көзәткүчилик салаһийитини бикар қилишни һәмдә долқун әйса әпәндиниң б д т ға киришини чәкләшни тәләп қилған. Хитай йәнә долқун әйсани “террорлуқ” төһмәтлири билән қайта әйиблигән, долқун әйсаниң хәлқара сақчида тутуш буйруқи чиқирилған “террорист” икәнликини илгири сүргән. Һалбуки, бу чағда хәлқара сақчи долқун әйса үстидин чиқирилған, 20 йил давамлашқан тутуш буйруқини 1-феврал әмәлдин қалдуруп болған иди. Нәтиҗидә америка, германийә, явропа иттипақи вәкиллириниң қаттиқ қарши туруши билән хитай бу мәқситигә йетәлмигән, д у қ рәисиниң б д т дики паалийәтлири тамамән әслигә кәлгән иди. Әмма бу мәғлубийитигә тән бәрмигән хитай һакимийити өзиниң сиясий, иқтисадий, дипломатик күчигә тайинип әмди бу оюнни явропа иттипақида ойнимақта шундақла д у қ ниң явропа иттипақидики паалийәтлиригә чәклимә қоюш қәдимини басмақта икән.
Д у қ ниң рәиси долқун әйса әпәнди бу һәқтә тохталғанда хитайниң уйғур миллий һәрикитини б д т, явропа иттипақи вә америка дөләт мәҗлисидин сиқип чиқириш мәқситигә йетәлмәйдиғанлиқини әскәртти. У сөзидә йәнә, бүгүн явропа иттипақида елип барған паалийәтлири тоғрисида изаһат бәрди.
“вакаләтсиз милләтләр тәшкилати” ниң хадими лусийә парручи ханим зияритимизни қобул қилғанда өзлириниң уйғур вәкилләр гурупписи болуп явропа парламентида елип барған бир қатар паалийәтлиригә юқири баһа бәрди. У мундақ деди: “д у қ рәиси долқун әйса, вакаләтсиз милләтләр тәшкилати хадими лусийә, илһам тохти гурупписиниң рәиси әнвәрҗан вә д у қ ниң программа йетәкчиси райин әпәндиләр явропа парламентида 8-январдин 10-январғичә бир йүрүш паалийәтләрни бирликтә елип бардуқ. явропа парламенти алдимиздики 5-айда сайлам өткүзидиған болуп, бу сайламда бәзи парламент әзалири сайламға қатнашмайду вә бизгә натонуш болған йәнә бәзи кишиләр парламентқа йеңидин әза болуп кириду. Биз уйғур достлуқ гурупписиға әза болған кона парламент әзалири билән болған мунасивәтни сақлап қелиш вә йәниму күчәйтиш, йеңидин парламентқа әза болмақчи болған кишиләр билән мунасивәт қуруш мәқситидә паалийәтлиримизни қанат яйдуруватимиз. Парламентта уйғур достлуқ гурупписиниң ролини җари қилдуруш, хитай достлуқ гурупписиниң зиянкәшликлиригә үнүмлүк тақабил туруш үчүн техиму көп парламент әзалириниң һесдашлиқини қолға кәлтүрүш интайин муһим. Биз йәнә көплигән парламент әзалири билән 5-айдики сайламға қәдәр явропа парламентида елип баридиған уйғурларға мунасивәтлик паалийәтләрниң пилан-программилирини ортақ музакирә қилдуқ. Зияритимизни наһайити нәтиҗилик болди, дейәләймиз.”
“илһам тохти гурупписи” ниң рәиси әнвәрҗан әпәндиму д у қ рәиси билән биргә явропа парламентида паалийәт елип барған болуп, у техиму көп парламент әзалириниң илһам тохтини 2019-йиллиқ “нобел тинчлиқ мукапати” вә “сахароф мукапати” ға намзат көрситишини қолға кәлтүрүш үчүн тиришчанлиқ көрсәткән.