Бир уйғур аял тутқунниң лагердики қисмәтлири пакистан таратқулириниң хәвәрлиригә рәддийә бәрди
2019.01.28
Хитай һөкүмитиниң милйонлиған уйғурларни лагерларға қамаш қилмиши ғәрб таратқулирида ашкариланғандин кейин хәлқара җәмийәтниң қаттиқ әйиблишигә дуч кәлмәктә. Шу сәвәбтин хитай һөкүмити йеқинда пакистан қатарлиқ хитайға маһил дөләтләрниң дипломатлири вә мухбирлирини тәшкилләп, уларниң баянлири арқилиқ бу җайларниң җаза лагери әмәс, бәлки “кәспий тәрбийиләш мәркәзлири” икәнликини, у йәрдә “тәрбийә” еливатқанларниң интайин раһәт шараитта оқуватқанлиқини тәшвиқ қилишқа башлиди. Дәл мушу вақитта ечинишлиқ лагер һаятини бешидин кәчүрүп миң бир тәстә пакистанға қайтип келәлигән пакистанлиқ бир содигәрниң уйғур аяли йеқинда радийомиз зияритини қобул қилип, өзиниң 2017-йили уйғур диярида тутқун қилинғанлиқи вә йиғивелиш лагерида чидиғусиз азабларни бешидин өткүзгәнликини аңлатти. Униң һекайиси пакистан таратқулири вә мухбирлириниң хитайни ақлап елан қилған хәвәр-мақалилири билән рошән селиштурма һасил қилмақта. Төвәндә диққитиңлар мухбиримиз меһрибанниң бу һәқтә тәйярлиған программисида болсун.
24-январ күни “пакистан хәвәрлири” гезитидә узундин буян ғәрб таратқулирида қаттиқ тәнқидкә учрап келиватқан уйғур дияридики лагерлар һәққидә пакистанлиқ мухбир фазан һашими тәрипидин йезилған бир хәвәр елан қилинди. Мәзкур хәвәрдә хитай һөкүмити тәшкиллигән өмәк тәркибидә аталмиш” кәспий тәрбийиләш мәркәзлири” ни зиярәт қилған, пакистанниң хитайда турушлуқ муавин баш әлчиси мумтаз захра зиярәт қилинип, хитайдики лагерлар “әсәбийлик вә радикаллиқ идийисини юқтурувалғанларни тәрбийиләп, техника өгитидиған арамбәхш мәктәп” дәп мәдһийиләнди.
Хәвәрдә, мумтаз захра балуч ханимниң, хитайниң қәшқәр вә хотәндики аталмиш “кәспи тәрбийиләш мәркәзлири” һәққидә тохталғанлиқи тилға елинған.
У мундақ дегән: “биз у йәрдики башқурғучилар вә оқуғучилар һәр икки тәрәп билән учришиш пурситигә игә болдуқ. Оқуғучиларниң җисманий җәһәттин наһайити сағламлиқини көрдуқ. ятақлар заманиви вә интайин раһәт болуп, әр-аялларниң ятақлири айрим икән. У йәрдә һалал тамақ берилидикән. Мән у йәрдә мәҗбури әмгәккә селиш яки дин-мәдәнийәтни бастуруш қилмишлирини байқимидим.”
Мәлум болушичә ғәрб демократик дөләтлиридә барғанчә күчийиватқан “натсистларчә җаза лагерлирини дәрһал тақап, у җайларға қамалған милйонларчә уйғур вә башқа хитай болмиған хәлқләрни дәрһал қоюветиш” садалириниң күчийиши билән, йеқиндин буян хитай һөкүмити пакистанға охшаш хитай һөкүмитигә майил дөләтләрдин бир қисим дипломатлар вә мухбирларни алаһидә тәшкилләп, аталмиш “кәспи тәрбийиләш мәркәзлири” ни зиярәт қилдурған вә бу хил мәдһийә характеридики хәвәр-мақалиларни елан қилишни көпәйткән.
Ундақта аталмиш “техника тәрбийиләш мәркәзлири”, яки “өгиниш-тәрбийәләш мәркәзлири” қандақ җай?
Ери пакистанлиқ болғини үчүнла 2017-йили “тәрбийиләш” намида, илгири кейин болуп уйғур дияриниң җәнубидики мәлум наһийидә икки қетим бу хил лагерға қамалған бир уйғур аял, өз кәчмишлирини баян қилип, пакистан таратқулириниң бу хил хәвәрлиригә рәддийә бәрди.
Һазирчә өз кимликини ашкарилашни халимиған бу ханим, ери пакистанлиқ болғини вә илгири икки қетим пакистанда аилә зияритидә болғини үчүнла үрүмчидики өйидин юртиға қайтуруп келинип лагерға қамалған ечинишлиқ қисмәтлирини аңлатти. У:
“ерим пакистанлиқ болғини үчүн мән икки қетим пакистанда зиярәттә болған идим. Бу сәвәбтин мән 2017-йили икки қетим юртумдики ‛тәрбийиләш мәркизи‚намидики җайға қамалдим. 1-Қетим 2017-йили 4-айда юртумдики сақчилар мени ‛пакистанға чиққан икәнсән‚ дәп үрүмчидики өйүмдин чақиртип әкетип, наһийимиздә илгири һәр хил сәвәбләр билән чәтәлләргә чиқип киргән 160 адәм билән бирликтә тәрбийиләймиз дәп қамиди. 1-Қетимлиқ тәрбийәләштин 6-айда йенип чиқтим. Әмма 2017-йили 7-айда йәнә тәрбийиләш намида тутқун қилинип, 9-айға қәдәр қамалдим”.
Бу ханимниң пакистанлиқ ериниң радийомизға билдүрүшичә, аяли һазир униң йениға қайтип кәлгән болсиму, әмма лагерда бешидин кәчүргән еғир қисмәтлири сәвәблик психик җәһәттинму еғир мәсилиләр көрүлгән.
Бу ханим униңдин соралған сиз лагердики чағда вә лагердин чиққандин кейин психик җәһәттин қандақ нормалсизлиқ көрүлди?дегән соалимизға җаваб берип: “психик җәһәттин ухлисамму чүшүмдә ашу мәктәптики азабларни көримән. Бәк қорқунчақ болуп кәттим” деди вә лагер ичидә өзи көргән әһвалларни төвәндикидәк аңлатти.
Мухбир: сиз лагердики чағда вә лагердин чиққандин кейин психик җәһәттин қандақ нормалсизлиқ көрүлди?
Җаваб: психик җәһәттин ухлисамму чүшүмдә ашу мәктәптики азабларни көримән. Бәк қорқунчақ болуп кәттим.
Мухбир: лагердики чағда немә қилдиңлар? сизниң мушундақ қорқунчақ болуп қелишиңиздики амил немә сизниңчә?
“у йәрдә 80 яшлиқ 90 яшлиқ һәтта96 яшқа киргән қериларму бар. Һәр күни 14 саәт мәҗбури нахша оқуймиз. Әтигән саәт 5 тә туруп тазилиқ қилимиз, кәчтә саәт 9 да ухлашқа рухсәт қилиду. Тамақлири интайин начар. Мома бериду, әмма у момилар хам. Шипән бериду, сәй таң бериду, әмма ичидә сәй йоқ. Пәқәт өлмәслик үчүнла шу тамақларни бериду. Униң ичидики әһваллар бәк ечинишлиқ. Һәр икки күндә бир мәсиләңни тапшур дәп бәкла қийнайду. Аримизда бәзиләрниң тирнақлирини сақчилар уруп чиқиривәткән әһвалларму бар. Билмәй қалимиз әтрапимизда сақчилар бәзиләрни бир кечидила әкитиду, кейин уларни көрмәймиз
Һәр вақит бешимизда қорал тутуп туриду, һәр 5 метирда бирдин сақчи туриду. Униң ичидә бизгә һечқандақ әркинлик йоқ. Һәтта гәп қилишқиму рухсәт қилмайду, обирнийниң ичидиму көзитиш камераси бар.”.
Униң юқириқи баянлиридин кейин бу ханим билән болған сөһбитимиз төвәндикидәк соал-җаваб шәклидә давамлашти.
Мухбир: сиз соланған җай сақчиханиму?тәрбийиләш мәркизиму?
Җаваб: тәрбийиләш мәркизи. Лекин у җайни түрмә дисиңизму болиду. Һәр 5 метирда бирдин сақчи туриду, бизгиму дәйду, әгәр силәр гәп қилсаңлар яки башқа һәрикәт қилсаңлар уларниң силәргә оқ чиқириш һоқуқи бар дәйду. Биз силәрни уларға өткүзүп бәрдуқ, улардин немишқа оқ чиқардиңлар дәп соримаймиз дәйду бизгә.
Мухбир: силәргә башқа кийим кийгүздиму? қандақ кийим кийгүзди?
Җаваб: маш рәң кийим кийимиз. Йәни һәрбийләрниңкидәк.
Мухбир: тарқатқан кийимләрни маш рәңдә дедиңиз? номури яки бәлгиси барму?
Җаваб: яқ кийимлиримизниң номури йоқ, башқа алаһидә бәлгиму йоқ.
Мухбир: дәрс өтүләмду? қандақ дәрсләр өтти? бу дәрсләр қандақ әһвалда өтүлди?
Җаваб: дөләт тилила өтиду. Нахша ейтқузиду. Шәхсән мән у йәрдә икки ай қизил нахша ейттим. Һәр күни 8 саәт өрә туруп нахша ейтимиз.
Мухбир: бир синипта нәччә адәм бар? оқутқучи билән араңларда тосуқ барму?
Мухбир: бир камерда нәччә адәм ятисиләр?
Җаваб: дәсләп чәтәлләргә чиқип киргәнләр дәп 160 адәмни бир башланғуч мәктәпкә қамиди, кейин бизни санаторийәгә йөткиди, у йәргә 16 күн қамалдуқ. 50-60-Адәм бир ятақта яттуқ. Һәрбийчә йотқан берилди. Бәзидә кариват бар җайда яттим, бәзидә кариват йоқ җайда яттим. Кейин4000 адәм бар бир җайға йөткәлдуқ. У җайда өзүңларниң мәлиси вә йезидикиләр бойичә турисиләр дәп мени шуларниң арисиға қошувәтти. Адәттә 12 адәм ятқили болидиған йәрдә 24 адәмни ятқузди. Бир ятақта бир-биригә улақлиқ 5 кариват бар, бәш кариватта 20 нәччә адәм йеничә ятимиз, оңда яталмаймиз. Каривитимизниң үстидила камера бар, тазилиқ өйидиму камера бар. Кийим алмаштурушқиму болмайду. Параңлишалмаймиз, йиғлашқиму рухсәт йоқ.