Японийәдики хитай әлчиханиси уйғур дияри һәққидә ақ ташлиқ китаб тарқатти

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2016.12.25
yaponiye-xitay-elchixana-uyghur-aq-tashliq-kitab.jpg Японийәдики хитай әлчиханиси тарқатқан уйғур дияри һәққидики ақ ташлиқ китаб
RFA/Haji Qutluq Qadiri

Йеқиндин буян хитайниң токйодики әлчиханиси уйғур ели һәққидә “тарихий пакит-шинҗаңдики милләтләр баравәрлики-иттипақлиқи вә тәрәққияти”намлиқ инглиз тилидики ақ ташлиқ китабни тарқитишқа башлиди.

Мәзкур ақ ташлиқ китаб 2015-йили 9-айда хитай дөләт ишлири кабинети ахбарат ишханиси тәрипидин хитай тилида нәшргә тәйярлинип, бейҗиң чәтәл тили нәшрияти тәрипидин шу йили инглиз тилиға тәрҗимә қилинип нәшр қилинған.

Игилишимизчә, мәзкур ақ ташлиқ китабниң япон тилидики нусхиси техи тәрҗимә қилинип тарқитилмиған болсиму, бирақ хитай әлчиханиси китабниң инглизчә тәрҗимә нусхисини хитайға зиярәткә бериш үчүн әлчиханиға виза елишқа киргән саһайәтчиләргә һәқсиз тәқдим қилған.

Мәзкур ақ ташлиқ китабта, хитай компартийәсиниң әвзәл сиясити астида уйғур елида милләтләр баравәр вә иттипақ яшап келиватқанлиқи, хитай мәркизи һөкүмитиниң зор мәбләғ аҗритип уйғур елида мислисиз тәрәққиятларни бәрпа қилғанлиқи, милләтләрниң диний әркинлики йолға қоюлуп милләтләр өз етиқадлири вә өрп-адәтлири ичидә бәхтлик турмуш кәчүрүватқанлиқи баян қилинған.

Китабта уйғур елидики һәр қайси милләтләрниң һоқуқта баравәрлики, йүргүзүлүватқан миллий аптономийә сияситидә зор мувәппәқийәтләрниң қолға кәлгәнликини, аз санлиқ милләтләрниң топлишип олтурақлишиш алаһидиликигә қарап, аптоном област, аптоном наһийә қатарлиқ аптономийә сиясәтлирини қоллинип, милләтләрниң өзини идарә қилиш һоқуқини капаләткә игә қилғанлиқини тәкитлигән.

Хитай мәркизи һөкүмити тәрипидин нәшргә тәйярланған ақ ташлиқ китабта йәнә, мәркизи һөкүмәтниң түрлүк җәһәтләрдә тәдбир қоллинип, тарихтин бери иқтисадта арқида қалған уйғур елиға көңүл бөлүш йүзисидин мәркәздә мәхсус “шинҗаң тәрәққияти ишханиси” тәсис қилип, бу районниң тәрәққият ишлири үчүн һәр йили қәрәллик һалда бир қанчә қетим йиғин чақирип, уйғур районидики барлиқ милләтләрниң ортақ гүллиниши үчүн көпләп әҗир сиңдүргәнлики әскәртилгән.

Ақ ташлиқ китабта һазир уйғур елида 24,400 мәсчиттә мусулманларниң әркин, азадә намаз оқуялайдиғанлиқини, кәң мусулман аммисиға тоғра диний тәлим-тәрбийә елип бериши үчүн һөкүмәт мәхсус диний өлималарни йитиштүрүш курслирини тәсис қилип 28,665 нәпәр имамни тәрбийиләп чиққанлиқини шундақла һөкүмәт 10 милйон хәлқ пулини хираҗәт қилип қәшқәрдики һейтгаһ мәсчити, хотәндики җүмә мәсчити, үрүмчидики бәйтулмәһмур мәсчити вә шундақла турпандики бир қисим мәсчитләрни ремонт қилип бәргәнликини тилға алған вә үрүмчидики ислам диний институтини алаһидә үлгә қилип қилип көрсәткән.

Мәлум болушичә,йеқиндин буян хәлқарадики бир қисим мәтбуатлар хитай һөкүмитиниң уйғур елиниң қәшқәр шәһири,тоққузақ,йеңисар,наһийилиридә мәсчитләрни “әлалаштуруш” дегән нам билән бир қисим мәсчитләрни чеқип ташлиғанлиқи тоғрисида хәвәрләр берилгән болсиму,бирақ китабта хатайиң уйғур елида йүргүзүватқан диний сиясәтлиридики кәмчилликләр тилға елинмай әксинчә, компартийәниң диний сиясәтлиригә мәдһийәләр оқулған.

Ақ ташлиқ китабта уйғур елидики мусулманларниң һәҗ тавап қилиши диний паалийитиниң нормал шәкилдә елип бериливатқанлиқи һәққидә тохтилип, уйғур елидин һәр йили 15000 кишиниң сәуди әрәбистандики һәҗ паалийитигә қатнишидиғанлиқи билдүрүлгән.

Биз мәзкур ақ ташлиқ китаб һәққидә бир қисим мәлуматларға еришиш үчүн токйодики хитай әлчиханисиға телефон қилған болсақму, бирақ телефонимиз җавабсиз қалди.

Токйодики хитай әлчиханиси тарқатқан мәзкур ақ ташлиқ китаб японийәдики бир қисим японийәлик кишилик һоқуқ паалийәтчилири, хитай мәсилилири көзәткүчилири вә шундақла уйғур кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң тәнқидигә учриди.

Японийәдики кишилик һоқуқ паалийәтчилиридин арома хитай әлчиханисиниң бу хил тәшвиқат хизмәтлиригә баһа берип:“токйодики хитай әлчиханиси вә һәр қайси шәһәрләрдики хитай консулханилири шәрқий түркистанда елип бериватқан хитай дөлитиниң бастуруш сиясәтлирини пәдазлаш йүзисидин һәр йили дегүдәк охшимиған шәкилләрдә тәшвиқат паалийәт елип берип японийә җәмийитигә хитай компартийәсиниң уйғур хәлқигә көрситиватқан илтипатлирини тәшвиқ қилишқа тиришиду. Бирақ, японийә мәтбуатлири шәрқий түркистанда елип бериливатқан бастурушларни ашкарилайду. Демәк, япон хәлқи вә һөкүмити уйғурларниң дәрт-әләмлирини обдан билиду. Шуңа хитай әлчиханисиниң бу хил тәшвиқат китаблирини японлар нәзиригә бәк елип кәтмәйду” деди.

Японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң рәиси турмуһәммәт һашим мәзкур китабниң тарқитилишини хитай һөкүмитиниң уйғур елида йүргүзүватқан уйғурларни бастуруш сияситини йошуруштики бир алдамчилиқ тәшвиқат һәрикити дәп әйиблиди.

Японийәдин чиқидиған “хитайға нәзәр” журнилиниң баш муһәррири мең шя мәзкур ақ ташлиқ китаб һәққидә тохтилип:“хитай компартийәсиниң бу хилдики тәшвиқат китаблириға ишинишкә болмайду. Компартийә бу хил тәшвиқатлири арқилиқ уйғур мәсилисидә дуняни алдап келиватиду. Растинла уйғур елида тинчлиқ мәвҗут болған болса, хитай компартийәси немә дәп бу районда қораллиқ қисимларни көпәйтип уйғурларни қораллиқ идарә қилиду. Уйғур елида диний әркинлик вә башқа җәһәттики әркинликләрдин сөз ечиш әсла мумкин” деди.

Японийә уйғур җәмийитиниң рәиси илһам маһмут хитай әлчиханисиниң мәзкур ақ ташлиқ китабни тарқитиши,“японийәдә үзлүксиз җанлиниватқан уйғур кишилик һоқуқ паалийәтлиридин алақизадә болуватқанлиқиниң ипадиси” дәп тәриплиди.

Мәлум болушичә, токйодики хитай әлчиханиси тарқатқан уйғур ели һәққидики бу ақ ташлиқ китаб хитай әлчиханиси бу йил тарқатқан уйғур елиға даир 2-ақ ташлиқ китаб болуп,хитай әлчиханиси вә консулханлири өткән айда “шинҗаң биңтуәнниң қурулуш тәрәққияти” намлиқ йәнә бир ақ ташлиқ китабни тарқатқан иди.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.