Хоңкоңда уйғур дияридики җаза лагерлириға қарши намайиш өткүзүлди
2018.09.03

Хоңкоңдики кишилик һоқуқ тәшкилатлири уйғур дияридики йиғивелиш лагерлириға қарши бирләшмә намайиш өткүзди.
“фирансийә авази” ниң 3-сентәбирдики хәвиригә асасланғанда, хоңкоңдики 16 аммиви тәшкилат йәкшәнбә, йәни 2-сентәбир күни күни хитайниң хоңкоңдики иш беҗириш орни алдиға йиғилип, “хитай һөкүмитиниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан қаттиқ бастурушлириға шундақла хитайниң уйғур диярида йолға қойған бир йүрүш ирқий вә мәдәнийәт җәһәттики йоқитиш һәрикәтлиригә қарита наразилиқлирини билдүргән.”
“хоңкоңдики көплигән аммиви тәшкилатлар йәкшәнбә күни топлинип, хитай һөкүмитиниң уйғурлар үстидин елип бериватқан қаттиқ бастурушлириға қарши чиқти” намлиқ бу хәвәрдә: “б д т кишилик һоқуқ мутәхәссислири пәйшәнбә күни шинҗаңдики "қайта тәрбийәләш мәркәзлири" тоғрисида агаһландуруш елан қилип, "террорлуққа қарши туруш" намида йиғивелинған уйғурларни дәрһал азад қилишни тәләп қилди. Б д т ирқий айримичилиқни йоқитиш комитети қолға кәлтүргән тәхминий һесабқа бинаән, шинҗаңда 1 милйондин артуқ уйғурниң мәҗбурий һалда тутуп турулуватқанлиқини билдүрди. Хитай болса шинҗаңда "қайта тәрбийәләш мәркәзлири" ни қурғанлиқини инкар қилди” дейилгән.
Дәрвәқә, б д т ирқий айримичилиққа қарши туруш комитети пәйшәнбә күни елан қилған уйғур дияридики җаза лагерлирини тақаш тоғрисидики тәклип лайиһәсидә зор көләмдики уйғур вә башқа мусулман аз санлиқ милләтләрниң “террорлуқ вә диний ашқунлуққа қарши туруш” намида узун мәзгиллик қанунсиз тутуп турулуватқанлиқини оттуриға қойған. Бундин илгири б д т ирқий айримичилиққа қарши туруш комитетиниң 8- айниң 13-күни өткүзүлгән 96-нөвәтлик йиғинида мәзкур комитет әзалири 1 милйондин артуқ уйғурниң җаза лагерлирида тутуп турулуватқанлиқини тилға алғанда хитай вәкилләр өмики “бундақ нәрсә мәвҗут әмәс” дәп пүтүнләй инкар қилған иди.
Хитайниң уйғур дияридики җаза лагерлириға қарши хоңкоңда 2- сентәбир өткүзүлгән 16 аммиви тәшкилатниң бирләшмә намайишиға “хоңкоң бирләшмә җәмийити”, “хоңкоң демократийә фронти”, “демократлар партийәси”, “ишчилар партийәси”, “җинпусән хоңкоңни қутқузуш бүйүк бирлики” қатарлиқ партийә- тәшкилатлар вә диний саһәдики бир қисим аммиви тәшкилатлар қатнашқан һәмдә хитайниң уйғур дияридики “қайта тәрбийәләш” намидики җаза лагерлирини әйиблигән.
Намайиш тәшкиллигүчиләрниң баянатида мундақ дейилгән: “өткән бир йилда хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан қаттиқ бастуруш әһваллири су йүзигә ләйләп чиқти. Милйонлиған уйғурлар "қайта тәрбийәләш мәркәзлири" гә қамалған. Тәхминән һәр он уйғур ичидин бир уйғур соланған. Хитай һөкүмити йәнә зор санлиқ мәлумат вә юқири техника васитилири арқилиқ уйғурларни контрол қилмақта вә уларниң физиологийәлик мәлуматлирини топлимақта. Һөкүмәт хадимлирини уйғурларниң аилилиригә мәҗбурий йәрләштүрмәктә. Уйғурларниң һәрикәт әркинликини қаттиқ чәклимәктә. Пүтүн хитайдики уйғурларни буйруқ билән мәҗбурий юртиға қайтурмақта. Чәтәлгә чиқишқа иҗазәт йоқ, чәтәлдики уйғурларниң дөләт ичидики аилилиригә тәһдит селип, юртиға қайтишқа мәҗбурлимақта, қайтип барғанлириниң мутләқ көп қисми из-дерәксиз ғайиб болмақта. яғлиқ артиш, сақал қоюш, ибадәт қилиш қатарлиқлар җинайәтчи болушниң амиллири һесабланмақта. Мәктәпләрдә уйғур тили өгиниш чәкләнмәктә.”
Бу бирләшмә намайишчилар өз баянатлирида йәнә хитай һөкүмитидин уйғурларға қарита йүргүзүватқан қаттиқ бастуруш сияситини дәрһал тохтитишни, барлиқ җаза лагерлирини тақашни, уйғур райониға тәкшүрүш гурупписи әвәтип, мунасивәтлик хадимлириниң җинайи җавабкарлиқни сүрүштүрүшни тәләп қилған һәмдә хәлқара җәмийәткә қарита уйғурларниң әһвалиға зич көңүл бөлүшни мураҗиәт қилған.
Уйғур дияридики “қайта тәрбийәләш” намидики җаза лагерлири мәсилиси нөвәттә хәлқарада уйғурларға мунасивәтлик әң җиддий тема сүпитидә оттуриға қоюлмақта. Б д т вә америка дөләт хадимлириниң бу мәсилигә алаһидә көңүл бөлүшкә башлиғанлиқи хәлқара җәмийәтниң күчлүк диққитини тартмақта. Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди бу һәқтә тохталғанда муһаҗирәттики барлиқ уйғур тәшкилатлириниң җаза лагерлирини тақаш йолида паал һәрикәт қилиш мәҗбурийити барлиқини қайта тәкитлиди. У сөзидә йәнә хоңкоңдики бирләшмә намайишниму тилға елип өтти.
Хоңкоңдики уйғурларни қоллап, хитайниң җаза лагерлириға қарши өткүзүлгән бу бирләшмә намайиш д у қ рәһбәрлирини мәмнун қилған. Д у қ муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәнди бу тоғрисида қарашлирини баян қилғанда, җаза лагерлири мәсилисиниң ялғуз ғәрб демократик дөләтлиридила әмәс, һәтта хоңкоңдики хәлқниңму билишигә вә һесдашлиқиға еришкәнликини, буниң тәсириниң хитайғичә йетидиғанлиқини тилға алди.
Уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилисигә қарита явропа иттипақиниң һазирға қәдәр бесим характерлик очуқ бир ипадидә болмиғанлиқи д у қ көңүл бөлүватқан муһим мәсилә болған. Д у қ ниң рәиси долқун әйса әпәнди бүгүн белгийә пайтәхти бирюсселға қарап йолға чиққан вә явропа парламентида бу хусуста елип берилидиған бир һәптилик зияритини башлиған.