Дәнһагда башланған хәлқара ядро бихәтәрлики юқири дәриҗиликләр йиғини ахирлашти

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2014.03.25
shi-jinping-willem-alexander-netherland.jpg Хитай рәиси ши җинпиң 3-нөвәтлик ядро бихәтәрлики йиғинидин бурун голландийәдә зиярәттә болди. Голландийәдә падишаһи виллем александер уни күтүвалди. 2014-Йили 22-март, амстердам.
AFP

50 Тин артуқ дөләтниң юқири дәриҗилик рәһбәрлири қатнашқан 3-нөвәтлик ядро бихәтәрлики йиғини 24-март голландийәниң дәнһаг шәһиридә башлинип 25-март ахирлашти. Хитай рәиси ши җинпиң тунҗи қетим бу хилдики йиғинға қатнашти. Йиғинда көплигән муһим темилар музакирә қилинди.

Ядро қораллириниң террорчиларниң қолиға чүшүп кетишниң алдини елишни түп мәқсәт қилған хәлқара ядро қораллири бихәтәрлики йиғиниға 50 тин артуқ дөләтниң юқири дәриҗилик рәһбәрлири қатнашқан болуп, икки күн давам қилған бу йиғинда йәнә, америка башлиқ г7 тәшкилатиға әза дөләтләрниң юқири дәриҗилик әмәлдарлири қирим мәсилисиниму айрим музакирә қилди. Әмма қирим мәсилиси йиғиниға ши җинпиң қатнаштурулмиғанға охшаш, г8 тәшкилатиға әза дөләтләрдин бири болған русийә президенти путинму тәклип қилинмиди.

Ғәрб ахбарат васитилириниң 24-25-марттики хәвәрлиридә баян қилинишичә, путинниң бу йиғинға тәклип қилинмаслиқидики сәвәб қирим мәсилиси билән мунасивәтлик болса, ши җинпиңниң қатнштурулмаслиқидики сәвәб, б д т да қирим сайлимини инавәтсиз қилиш йиғинида хитай тәрәпниң аваз бериштин ваз кечиши болған. Шундақтиму, америка президенти обама вә хитай рәиси ши җинпиң йиғин мәзгилидә айрим учришиш елип барған, бу учришишниң мәзмуни ахбарат васитилиридә техи елан қилинмиди.

Германийә долқунлири радиосиниң 24-марттики хәвәрлиридә баян қилинишичә, һазир ғәрб әллири мутәхәссислириниң зор әндишилиридин бири, хәлқара террор күчлириниң радиактип маддилар билән қораллиниш еһтималлиқи болуп, әгәр бу хил қорал террорға васитә қилинса тәсәввур қилғусиз яман ақивәтләрни кәлтүрүп чиқиридикән. Илгири русийәдә чечән қаршилиқ күчлириниң бу хил ядро қораллирини булаш вәқәлири йүз бәргән. японийәдики радикал динчилар вә әлқаидә тәшкилатиму радиактип маддиларни қолға чүшүрүшкә көп урунуп кәлгән. Бу хил маддилар һәр қайси әл һөкүмәт даирилириниң мәхпий искилатлирида сақлинипла қалмай, йәнә көплигән дохтурханилардиму зор миқдарда сақланмақта икән.

Ядро бихәтәрлики юқири дәриҗиликләр йиғини 2010-йили тунҗи қетим вашингтонда башлинип, 2012-йили корейәдә иккинчи қетим чақирилған. Бу қетимқи 3-нөвәтлик йиғинға 53 дөләтниң рәһбәрлиридин ташқири, хәлқара атом енергийиси гуруһи, хәлқара сақчи, явропа бирлики вә б д т вәкиллириму қатнашқан. Германийә һессен университети тинчлиқ вә тоқунуш тәтқиқат мәркизи хадими җорҗиниң билдүрүшичә, нурғунлиған дөләтләр радиактип маддиларниң бихәтәрликини қоғдашқа зор дәриҗидә әһмийәт бериватқан болсиму, бирақ дохтурханилар уни давалаш еһтияҗи түпәйли ишлитидиған болғач, террор күчлириниң униңға еришиш еһтималлиқи юқири икән. Әгәр өткән йиллири бостонда партлиған бомба радиактиплиқ бомба болған тәқдирдә, өлидиған адәмниң санини тәсәввур қилиш мумкин әмәскән. Бир тал радиактиплиқ бомба билән қанчә онмиңлиған адәмниң җениға замин болғили болидикән. Һалбуки, бүгүнгә қәдәр техи дуняниң һеч йеридә һечбир террор гуруһи яки террорчи шәхс дүшминигә радиактиплиқ маддилар билән һуҗум қозғап бақмиған.

Германийә ахбарат васитилириниң 25-марттики хәвәрлиридә тилға елинишичә, бу қетимқи йиғинда хитай рәиси ши җиңпиң “җуңгониң ядро бихәтәрлики нәзәрийиси” дегән темида доклат бәргән болуп, доклатта немиләрниң оттуриға қоюлғини һазирчә мәлум әмәс. Д у қ муавин рәиси үмид агаһиниң билдүрүшичә, әслидә хитайға охшаш дөләт террори сиясити йүргүзүватқан бир дөләтниң бундақ йиғинға қатнишиш салаһийити йоқ. Чүнки уйғур илида радиактип маддилар билән хәлқниң җениға замин болуватқини уйғур мустәқилчилири әмәс, бәлки хитай дөлитидур. Хитай дөлити уйғур вәтинидә елип барған 40 нәччә қетимлиқ атом синиқи билән биһисап уйғурниң җениға замин болди вә бу синақлар ақивитидә таралған радиактип маддилар йәнә онмиңларчә инсанниң ғәйрий нормал йетилишигә савәб болди. Буниң тәсири һазирғичә түгигини йоқ.

Германийә н24 қанилиниң 25-марттики хәвәрлиридә илгири сүрүшичә, бу қетимқи ядро бихәтәрлики йиғинида кишиләрниң бәкрәк диққитини чәккини террор мәсилиси әмәс, бәлки америка, әнглийә, фирансийә, германийә, италийә, японийә, канада қатарлиқ г7 гә әза дөләтләрниң қирим мәсилиси үстидә һасил қилған пикир бирлики болған. Йиғинда г8 ни әмәлдин қалдуруш, путинни сиқип чиқириш, русийәгә қарита йәниму илгирилигән һалда җаза йүргүзүш қарари ортақ аваз билән тәстиқтин өткән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.