Қазақистандики “невада-шәмәй” ядро синақлириға қарши хәлқара һәрикити қармиқида лопнур комитети қурулған
2018.08.31
Мәлумки, буниңдин 27 йил илгири, йәни 1991-йили 29-авғустта қазақистан президенти нурсултан назарбайеф шәмәй атом синақ мәйданини йепиш тоғрилиқ пәрман чиқарған иди. Әнә шу мунасивәт билән һәр йили шәмәй шәһири вә башқа шәһәрлиридиму хатириләш паалийәтлирини өткүзүш әнәнигә айланған.
“хабар” агентлиқи елан қилған “27 йил илгири шәмәй атом синақ мәйдани йепилди” намлиқ мақалидә ейтилишичә, шәмәй шәһиридә бу күни икки тарихий вәқә, йәни хәлқара атом синиқиға қарши һәрикәт күни вә шәмәй атом синақ мәйданиниң йепилғанлиқиниң 27 йиллиқи хатириләнгән. Бу күни шәһәрниң “өлүмдин күчлүк” дәп аталған хатирә һәйкили йенида 5000 адәмниң қатнишиши билән тинчлиқ намайиши болуп өтти. Намайишчилар һәйкәлгә гүлчәмбирәк қоюп, бир минутлуқ сүкүт билән атом синиқи қурбанлирини әслиди.
Шәмәй атом синиқи мәйданиниң зәрбиси бүгүнму мәвҗут болуп, бу районда яшаватқан аһалә арисида еғир кесәлгә дучар болғанларға һөкүмәт тәрипидин теббий вә иҗтимаий ярдәмләр көрситилмәктикән. Мәмликәтниң миллий ядро мәркизиниң мәлуматлириға қариғанда, бүгүнки күнгә қәдәр атом синақлиридин зәхимләнгән йәрләрниң пәқәт 50 пирсәнти тәкшүрүлгән икән. Бу йәрләрниң 85 пирсәнти 2023-йили тәкшүрүлүп болуп, у йәрләрдә деһқанчилиқ қилишқа рухсәт бериш қараштурулмақта.
Җумһурийәтлик “уйғур авази” гезитидиму бу һәқтә мақалә елан қилинип, уни “тинчлиқ ялқуни мәңгүлүк отқа айланмиса икән” дәп атиған. Шөһрәт мәсимофниң мәзкур мақалисидә қазақистан вә японийәниң атом зәрдабини вә униң ақивитини көп тартқан мәмликәтләр сүпитидә бу аммиви қириш қоралиға қарши күрәштә бир-бирини қоллап-қуввәтләп кәлгәнлики тәкитләнгән. Мәсилән, қазақистан президенти вә японийә баш министири ядро синақлирини омумйүзлүк мәни қилиш тоғрилиқ шәртнаминиң күчкә игә болуши үчүн нурғун ишларни әмәлгә ашурған.
Игилишимизчә, қазақистандики шәмәй атом мәйданиниң аһалигә йәткүзгән зийини һәққидә мәтбуатларда, илмий муһакимә йиғинлирида көп ейтилған икән. Атом синиқиниң хәлққә йәткүзгән зәрдабини паш қилишта өткән әсирниң 90-йиллири “невада-шәмәй” ядро синақлириға қарши хәлқара һәрикити қармиқида қурулған “лопнур комитети” му көп ишларни қилған иди. Чүнки хитайниң уйғур елиниң лопнур районида елип барған атом синақлириниң тәсири уйғурлар зич олтурақлашқан қазақистандики районларғиму йәткән.
Қазақистанлиқ журналист шәмшидин аюпоф әпәндиниң ейтишичә, “лопнур комитети” уйғур елидики лопнур атом синақ мәйданини паш қилишта муһим рол ойниған икән.
У мундақ деди: “қериндаш қазақ вә уйғур хәлқлирини атом синақлири елип кәлгән омумий паҗиә бирләштүрүп туриду. ‛невада-шәмәй‚ хәлқара һәрикити чоң бир күчкә айлинишқа башлиғанлиқини яхши чүшәнгән илғар пикирлик зиялийлиримиз тарихий вәтинимиздиму қандашлиримизниң сағлам һаятиға хәвп туғдуруватқан лопнур синақ мәйданини йепиш үчүн лопнур комитетини қурди. Уни қазақистанниң хизмәт көрсәткән әрбаби азад һекимбәг башқурди. Лопнур комитетиниң актиплири көплигән наразилиқ намайишлирини, мухбирлар билән учришиш йиғинлирини өткүзүп, ‛ядро қоралға йол йоқ!‚, ‛лопнурда синақлар тохтитилсун!‚ дегән шоарларни оттуриға қоюп, тегишлик орунларға мураҗиәтләрни тапшурди. Чүнки лопнур синақ мәйданида партлитилған атом зәрдабини тарихий вәтинимиздики қериндашлиримиз көп тартивататти. Бу партлитишлар униңсизму йүрики муҗулуп, қан ютуватқан атилиримиз билән анилиримизниң, техи балағәт йешиға толмиған қиз-йигитләрниң саламәтликигә зиян йәткүзүп, әң еғир сақаймас ағриқларниң бири болған қанниң бузулушиға елип кәлгән иди. Ай-күни тошмай вә мәҗруһ болуп туғулуватқан балилар сани көпийивататти. Әнә шу пүтүн инсанийәтни әндишигә салған әҗдиһа қоралниң үнини өчүрүш тәшәббуси билән йүсүпбәг мухлиси, азад һекимбәг, ғоҗәхмәт сәдвақасоф, мәһмуд абдурахманоф, һурқиз илийева, қәһриман ғоҗамбәрди, абдуразақ имам вә башқиму көплигән өз земининиң һәқиқий вәтәнпәрвәрлири мәйданға чиқти.”
Шәмшидин аюпофниң ейтишичә, лопнур комитети актиплири шу вақитларда лопнур синақ мәйданидики вә пүткүл дунядики атом партлитишларға қарши күрәштә бирләштүргүч күчкә айланған икән. Атом синақлириға қарши күрәштә “невада-шәмәй” һәрикити вә униң қармиқидики лопнур комитети даим бир сәптә болуп, бирла мәқсәтни-йәни синақларни тохтитип, синақ мәйданлирини йепишни көзлигән икән.
“лопнур комитети” рәисиниң орунбасари лавазимини атқурған һөрқиз илийева ханимниң дейишичә, дунядики атом синақлириға чәк қоюшта болупму “невада-шәмәй” атом синақлириға қарши хәлқара һәрикитиниң рәһбири, җамаәт әрбаби, язғучи олҗас сүлейменоф көп күч чиқарған икән.
У қазақистанниң көплигән вилайәтлиридә 500дин ошуқ йәр үсти вә йәр асти атом синақлириниң йүргүзүлүп, буниңдин милйонлиған аһалиниң зәрдаб чәккәнликини, кейинки йиллардиму атом синиқиниң зәрдабини дуняға паш қилишта “невада-шәмәй” һәрикити билән бир сәптә 1992-йили қурулған “лопнур комитети” ниңму көплигән ишларни қилғанлиқини оттуриға қойди.
У мундақ деди: “бизниң вәзипимиз мәҗбурий түрдә синақ мәйданини йепиш әмәс, бәлки атом синақлириниң у, я бу әлдики аһалигә зиян йәткүзидиғанлиқини адәмзатқа йәткүзүштин, аддий аһалигә чүшәндүрүштин ибарәт болди. Шуниң үчүн бизниң биринчи вәзипимиз қәдимий земин шәрқий түркистанда ‛лопнур‚ дегән чоң синақ мәйданиниң мәвҗут икәнликини һәммигә аңлитиштин ибарәт иди. Бизниң қилған ишимиз атом синиқиға қарши барлиқ хәлқара җамаәтчиликни хитайниң лопнурдики синақлирини өгинишкә җәлп қилишқа қаритилди. Лопнурда 48 дин ошуқ атом синиқи йүргүзүлгән иди. Әгәр шәмәй вә лопнур атом синақлирини селиштуридиған болсақ, шәмәй тоғрилиқ хәвәр көпчиликкә мәлум болған болса, әмди лопнур синақ мәйдани пәқәт олҗас сүлейменоф қурған ‛лопнур комитети‚ ниң паалийәтлири арқисидила ашкариланди. Биз ишни хәлқараға бу һәқтә ахбарат тарқитиштин башлидуқ. Бу иш японийәдә башланди. Хирошима вә нагасакида андин қирғизистанда, қазақистанда, америкида болуп биз 15 тин ошуқ наразилиқ намайишлирини өткүздуқ. Бизниң бу ишимизда пүткүл дунядики тәрәпдарлиримиз ярдәмләшти. Нурсултан назарбайефниң шәмәй атом синиқини үзүл-кесил йепиши һәм башқа мәмликәтләрниму шуниңға дәвәт қилиш арқисида барлиқ мәмликәтләр синақларни вақтинчә тохтитишиға елип кәлди.”
Һурқиз илийеваниң ейтишичә, шәмәй синақ мәйдани үзүл-кесил йепилған болсиму, қалған мәмликәтләр һазирчә буни вақитлиқ тохтитиш билән чәкләнгән икән. У һазирқи вақитта атом синақ мәйданлирини йепиш бойичә ишлар тохтап қалған болсиму, әмма дуня алимлириниң мәзкур синақ ақивәтлирини тәтқиқ қилиш бойичә ишларни һазирғичә давам қиливатқанлиқини илгири сүрди. Һурқиз илийева барлиқ мәмликәтләрдә атом синиқини йүргүзүш вақитлиқ тохтитилғандин кейин тәкшүрүш ишлириниң башланғанлиқини, шу җүмлидин уйғур елидики лопнур синақ мәйданида япон тәтқиқатчилири билән бирликтә тәкшүрүш елип беришқа һәрикәт қилған болсиму, әмма хитай һөкүмитиниң буниңға рухсәт бәрмигәнликини билдүрди.
У сөзини давам қилип, йәнә мундақ деди: “3-басқучта мән япон дохтурлирини панфилоф наһийисиниң яркәнт шәһиригә елип кәлдим. Бу 1998- вә 2000-йилларниң башлири иди. Он япон дохтури шу йәрдә бир йерим ай ишлиди. Мәндә бу һәқтә йезилған китабму бар. Бу тәкшүрүшләрдин кейин улар японийәдә йиғинлар уюштуруп, яркәнт вә талдиқорған шәһәрлиридики вәзийәт һәққидә тохталди. 1997-Йили биз ‛лопнур синақ мәйдани һәққидә немиләрни билимиз?‚ намлиқ китабни нәшр қилдуқ. Униң апторлири тонулған физика алими иван часникоф вә мән. Биз бир қатар мәмликәтләргә берип, атом синақ мәйданлири тоғрилиқ мәлуматлар топлидуқ. Бизгә япон дохтурлири билән мәлумат йиғишта болупму шу вақиттики‛пана‚ фондиниң башлиқи магелан шәрипоф вә шундақла лопнур комитетиниң әзаси турсунай иминова, әхтирим әхмәтова көп маддий вә мәниви ярдәм көрсәтти.”
Сиясәтшунас вә тарихчи қәһриман ғоҗамбәрдиниң ейтишичә, лопнур синақлириниң зәрдаби худди қазақистанниң шәмәй синақ мәйдини охшаш һазирму давамлашмақтикән.
У мундақ деди: “хитай һөкүмити лопнурда 1963-йили 1-өктәбирдин башлап 1996-йили 29-июлғичә 48 йәр асти вә йәр үсти партлитишлирини әмәлгә ашурған. Чәтәллик мутәхәссисләрниң мәлуматлириға қариғанда, атом синақлиридин 250 миңдин 300 миңғичә адәм вапат болған, 1 милйондин ошуқ аһалә һәр хил дәриҗидә нурлинишқа дучар болған. Бәзи ғәйрий рәсмий мәлуматлар бойичә, 1990-йиллириниң оттурисида атом синақ мәйданиға туташ районларда беғир вә үчәй раки кесәллириниң дәриҗиси оттура һесабтин 13-15 һәссә юқири болғанлиқи ашкариланди.”
Униң ейтишичә, уйғур ели мәркизий асиядики екологийилик җәһәттин әң аҗиз район болуп һесаблинидикән. Мәсилән, көчүп йүридиған лопнур көли әтрапидики йүзлигән ушшақ көлләр ядро синақлириниң ақивәтлиридин қуруп кәткән. Мундақ мисалларни йәниму көпләп кәлтүрүшкә болидикән.
Қәһриман ғоҗамбәрди йәнә хитай рәһбәрликиниң атом синақ зәрдаблирини мушу күнгичә хәлқара җамаәтчиликтин вә йәрлик хәлқтин йошуруп келиватқанлиқини, униң ақивәтлирини йоқитиш үчүн һеч қандақ чарә қолланмайватқанлиқини илгири сүрди.