Японийә мәтбуатлирида “маралбеши вәқәси” һәққидә учур вә инкаслар

Ихтиярий мухбиримиз қутлуқ
2013.04.25
yaponiye-gezit-305.png Японийәдә чиқидиған япончә вә ингилизчә гезитләр
RFA/Qutluq

4 - Айниң 23 - күни қәшқәр вилайитиниң маралбеши наһийсиниң сериқ буя базирида йүз бәргән вәқә тоғрисида әң дәсләптә японийә “рекорд чайна” то бетидә берилгән учурда мәзкур вәқәдә қаршилиқ билдүргүчи уйғурлардин алтә нәпәр кишиниң өлтүрүлгәнликини,сәккиз нәпәр кишиниң қолға елинип, һөкүмәт тәрәптин он бәш кишиниң өлгәнликини хәвәр қилған.

Хәвәрдә 3 нәпәр йеза кадириниң бир деһқанниң өйини қанунсиз ахтуруп, өйдин қуран керимни тепивалғанлиқи вә йеза кадирлири дәрһал сақчи чақирип келип өйгә бастуруп киргәнликидин ибарәт вәқә баян қилинған. Мәзкур вәқә һәққидики тәпсилатни тор бетидин оқуп хәвәр тапқан кагошима хәлқара университетиниң профессори германийилик балму әпәнди бу һәқтә тохтилип мундақ деди:

- Инсанларниң диний әркинлики һәр кимниң өз ихтиярлиқи билән болиду. Инсанниң өйидә қуран керим вә яки инҗил сақлиши униң тәңри билән биллә болуши һесаблиниду. Инсан өйидә пәқәтла нан сақлиши керәкму? хитай һөкүмитиниң исидә шу болуши керәкки, кимки һәр қандақ инсанниң дининивә яки етиқадини вәйран қилимән дәйдикән, ақивәттә өзи вәйран болиду. Уйғурлар мусулман хәлқ, улар динини қоғдаш учун җенидин ваз кечишкиму тәйяр дәп қараймән.

Бүгүн японийидики “асаһи шинбун” қатарлиқ япончә вә әнглизчә гезитләрдә, вәқәдә 21 адәмниң өлгәнлики һәққидә хәвәр қилинған.Японийә җәмийитидә сиясий көз қараш җәһәттә хитайға мөтидил дәп қарилдиған асаһи шинбун гезити хитайниң тияншан тор бетидики вәқә һәққидики хәвәрдин нәқил алған. Хәвәрдә дийилишичә, сақчилар билән тәкшүргүчиләр аһалиләрниң өйини ахтурватқанда мәлум бир өйдә пичақ қатарлқи террорлуққа аит буюмларни байқиғанлиқини,буниң билән өй ичидики гуруһлар билән сақчилар,тәкшүргүчиләр оттурисида тоқунуш йүз берип, һәр - икки тәрәптин болуп, җәмий 21 кишиниң өлгәнликини, булардин алтә кишиниң террорлуққа тәярлиниватқан гуруһ әзалири икәнликини баян қилған. Хәвәрдә сақчи вә тәшкшүргүчиләрдин өлгән 15 кишиниң 11 нәпириниң уйғурлиқини җәзимләштүргән. Хәвәрниң ахирида мундақ дейилгән: “вәқә йүз бәргән җай шинҗаң, бу йәрдә уйғурлар олтурақлашқан, улар мусулман хәлқ. Шинҗаң түркийидин икки һәссә чоң. У йәрдә 9 милйон уйғур бар. Көплигән уйғурлар өзлириниң дининиң, мәдәнийитиниң хитай һөкүмити тәрипидин бесимға учраватқанлиқиға нарази. Хитай дөлити бу өлкидә террорлуққа қарши турушни баһанә қилип уйғурларни тутқун қилиду. Лекин мутәхәссисләрниң дейишичә, хитай һөкүмити йеқиндин буян террорлуққа аит бәзи испатларни өзлири ойдурум чиқиватиду дегән қарашму бар.”

Мәзкур гезитләр арқилиқ вәқәдин хәвәр тапқан японийилик җәмийәтшунас тәтқиқатчи юки ханим бу һәқтә тохтилип мундақ деди:

- Уйғур елдә йүз бәргән вәқә һәқиқәтән паҗиәлик бир вәқә. Уйғурлар өзлириниң динини, тилини қоғдашға тиришиду. Хитай һөкүмити болса һәммисини бастуруш, контрол қилишни ойлайду. Уйғурлар кимликини сақлашқа тиришиду. Уйғурлар кимликини сақлаш үчүн әлвәттә қаршилишиду. Интернет, гезитләрдә дейилишичә, 21 адәмни өлди дәйду. Әмма бу тоғриму - хата ? буни билиш тәс шундақла хитай һөкүмитиниң тор бәтлиридә вәқәни террорлуқ вәқә дәп тилға алған. Буниси растму - ялғанму? буни қияс қилмақ бәкму тәс.

Мәзкур вәқә тор бәтлиридә, мәтбуатларда кәң орун алғандин кейин, японийә телевизорлирида бу вәқә һәққидә түрлүк мулаһизә,тәһлиләр елип берилишқа башлиған. Мәзкур вәқә тоғрисида дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси илһам мәхмут японийә телевизийә қаналллириниң зияритини қобул қилип бу һәқтә тәпсилий тохталған. Биз дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси илһам маһмут билән сөһбәт елип бардуқ.

Тәпсилатини улиништин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.